5
Муқәддәс китапниң хәвири
Йәһва Худаниң һөкүмранлиқ қилишиға толуқ һоқуқи бар. Униң һөкүмранлиқ қилиш усули әң яхши. Униң йәргә вә инсанийәткә тегишлик нийити әмәлгә ашиду.
Б. м. а. 4026-ж. кейин «Илан» Йәһваниң һөкүмранлиқ қилиш һоқуқини вә униң һөкүмранлиқ қилиш усулини гуманға салди. Йәһва «әвлат» беришкә вәдә бәрди, нәти-җидә у илан яки Шәйтанни йәнчийду (Яритилиш 3:1—5, 15) Лекин Йәһва Худа адәмләргә иланниң тәсиридә өз-өзлирини бирқанчә вақит башқурушиға йол қойди. |
Б. м. а. 1943-ж. Йәһва Худа Ибраһим пәйғәмбәргә вәдиләнгән әвлат униң нәслидин чиқидиғанлиғини ейтти (Яритилиш 22:18) |
Б. м. а. 1070-ж. кейин Йәһва Худа Давут падишани вә кейинирәк униң оғли Сулайманни вәдиләнгән әвлат уларниң нәслидин келидиғиниға ишәндүрди (Самуилниң 2-язмиси 7:12, 16; Падишалар 1-язма 9:3—5; Йәшая 9:6, 7). |
Б. м. 29-ж. Йәһва Худа вәдиләнгән әвлат — Давутниң мирасхори Әйса екәнлигини аян қилди (Галатилиқларға 3:16; Луқа 1:31—33; 3:21, 22) |
Б. м. 33-ж. Илан, яки Шәйтан, Әйсани өлтүрүп «әвлатни» вақитлиқ зәрбә қилди. Йәһва Әйсани асман һаятиға тирилдүрүп, қәдир-қиммәтлик мукәммәл һаятини қобул қилди, шундақ қилип гуналарни кәчүрүшкә асас бәрди вә мукәммәлсиз инсанийәткә Адәм ата йоқатқан мәңгү һаятқа еришиш мүмкинчилигини бәрди (Яритилиш 3:15; Әлчиләр 2:32—36; Коринтлиқларға 1-хәт 15:21, 22) |
Тәхминән б.м. 1914-ж. Әйса Шәйтанни йәргә ташлиди, Шәйтанниң вақти аз қалди (Вәһий 12:7—9, 12). |
Келәчәк Әйса Шәйтанни 1000 жилға һаңға ташлайду, кейин уни йоқ қилиду, башқичә ейтқанда бешини йәнчийду. Йәһваниң -йәргә вә инсанийәткә тегишлик дәсләпки нийити орунлинип, Униң исми төһмәттин тазилиниду вә униң башқуруш усули әң яхши екәнлиги дәлиллиниду (Вәһий 20:1—3, 10; 21:3, 4). |