Худа Сөзи билән тонушуш
Муқәддәс китапта Худаниң бизгә аталған хәвири йезилған. Униңда бәхитлик һаят кәчүрүш һәм Худаниң разилиғиға қандақ еришиш керәклиги ейтилған. Шундақла у төвәндики соалларға җавап бериду:
МУҚӘДДӘС КИТАПНИҢ АЙӘТЛИРИНИ ҚАДАҚ ТЕПИШ КЕРӘК?
Муқәддәс китап 66 кичик китаплардин ибарәт. Улар икки асасий қисимға бөлүнгән: Ибраний-арамей язмилири (Тәврат, Зәбур) вә Грек язмилири (Инҗил). Китаплар баплар вә айәтләргә бөлүнгән. Айәтләр кәлтүрүлсә, китапниң намидин кейин биринчи сан – у бап, униңдин кейинки сан яки санлар – айәтләр. Мәсилән, Зәбур 1:1 дегән Зәбурниң биринчи бапиниң биринчи айәтини билдүриду.