Мәзмунға өтүш

Адәмләрниң әдәп-әхлақи бузулуп кәтти

Адәмләрниң әдәп-әхлақи бузулуп кәтти

Адәмләрниң әдәп-әхлақи бузулуп кәтти

СИЗНИҢЧӘ, адәмләрниң әдәп-әхлақи бузулуп кетиши қачан башланди? Бүгүнки күнләрдә яки ата-бовилиримизниң заманида? Бәзиләр 1914-жили Биринчи дуния уруши башланғанда, инсанларниң әдәп-әхлақи тамамән бузулуп кәтти дәйду. Роберт Уолл исимлиқ тарихшунас өз китавида мундақ язди: «Урушни баштин кәчүргән кишиләр, 1914-жилидики август ейида инсанийәтниң тарихиниң бир дәври ахирлишип, башқа дәври башланғанлиғиға қәтъий ишиниду» (The Generation of 1914).

Башқа бир тарихшунас Норман Кантор мундақ деди: «Һәммила йәрдә, инсанларниң аллиқачан начарлишип кәткән иҗтимаий әхлақи техиму бузулуп кәтти. Уруш җәриянида сәясәтчиләр вә генераллар өз қол астидики миллионлиған кишиләрни союлидиған мал дәп қариғачқа, һечқандақ диний яки әхлақий өлчәмләр инсанларни бир-биригә һайванларчә вәһший муамилә қилиштин сақлалмиди. [...] Қанлиқ Биринчи дуния уруши (1914—1918) инсан һаятиниң қәдир-қиммитини тамамән дәпсәндә қилди».

Герберт Уэльс исимлиқ инглиз язғучиси вә тарихчиси өз илмий әмгигидә тәдриҗий тәрәққият нәзәрийиси (эволюция) қобул қилинғандин кейин, «әдәп-әхлақниң бузулуши реаллиққа айланди» деди («The Outline of History»). Немә үчүн у шундақ деди? Чүнки бәзи тәдриҗий тәрәққият нәзәрийисиниң тәрәпдарлири инсан һаяти һайванатлар һаятиниң әң жуқури дәриҗидики бир түри дәп ойлайду. Тәдриҗий тәрәққият нәзәрийисини қоллап-қувәтлигән Герберт Уэльсниң өзиму 1920-жили мундақ дәп язди: «Уларниң ой-пикричә, инсан балиси һиндистанлиқ овчи иштқа охшаш иҗтимаий һайванат. [...] ... Шуңа, улар инсанлар падисида чоң иштлар башқа кичик иштларни қорқутуп, бойсундуруши керәк дәп ойлайду».

Дәрһәқиқәт, Кантор исимлиқ тарихшунас ейтип өткинидәк, Биринчи дуния уруши кишиләрниң немә тоғра, немә натоғра екәнлигигә болған көзқаришини тамамән өзгәрди. У чүшәндүрүп мундақ деди: «Яшлар яшанғанларниң сәясәт, кийим-кечәк кийиш усули вә җинсий әхлақ өлчәмлиригә болған көзқаришини дәпсәндә қилди». Чирколар болса, адәмләргә Мәсиһниң тәлимлирини әмәс, тәдриҗий тәрәққият нәзәрийисини үгитиду вә уларни урушқа қатнишишқа дәвәт қилип, әхлақий өлчәмләрни бузушқа зор төһпә қошти. Англия генерали Фрэнк Крожер мундақ деди: «Христиан черколири қан төкүш вә зораванлиқ қилиш истигини қозғайдиған әң күчлүк қабилийәткә егә вә биз буниңдин халиғанчә пайдиландуқ».

Күчидин қалған қиммәт қарашлар

Биринчи дуния урушидин кейинки 1920-жиллар «гүлләнгән 20-жиллар» дәпму аталди. Шу мәзгилдә адәмләр илгирики көзқарашлар вә әхлақ өлчәмлирини бир чәткә қайрип қоюп, мән немә халисам, шуни қиливеримән дәп ойлиған болди. Тарихшунас Фредерик Левис Аллен мундақ баһа бәрди: «Уруштин кейинки он жил дәвир бузулған әдәп-әхлақниң он жили дәп тонулиду.... Кона дәвир билән һаятниң қәдир-қиммитигә әһмийәт беридиған қиммәт қарашлар өз күчидин қалди вә уларниң орниға башқа қиммәт қарашлар тепилмиди».

1930-жилларда йүз бәргән «Чоң Депрессия» нурғун кишиләрниң кәмбәғәл болушиға сәвәп болди. Амма 30-жилларниң ахирида пүтүн дунияниң җай-җайлиридики инсанлар йәнә бир вәйран қилидиған вақиәгә, йәни Иккинчи дуния урушини баштин өткүзди. Узун өтмәй, дөләтләр қорқунчлуқ қураллирини ясаш үстидә ишләшни башлиди. Гәрчә бу иш дунияни ихтисадий кризистин қутулдурған болсиму, инсанийәтни тәсәввурму қилип бақмиған азап-оқубәт вә қорқунучқа салди. Уруш аяқлашқанда, йүзлигән шәһәрләр харабилиққа айландурулуп туратти. Бир атом бомбиси Япониядики икки шәһәрни йәр билән йәксән қилди. Миллионлиған кишиләр дәһшәтлик җаза лагерлирида қаза қилди. Башқичә қилип ейтқанда, бу уруш түпәйлидин тәхминән 50 миллиондин көпирәк әр, аял вә бала һаятидин айрилди.

Иккинчи дуния уруши мәзгилидә кишиләр дәһшәтлик әһвалға чүшүп қелип, узун замандин бу ян келиватқан урп-адәтләр вә қиммәт қарашлардин ваз кечип, өзлириниң жүрүш-туруш өлчәмлирини орнитип, халиғиничә яшайдиған болди. Бир китапта мундақ дейилгән: «Уруш җәриянида җинсий мунасивәткә тегишлик һәрқандақ чәклимиләр әмәлдин қалдурулди. Кишиләрниң жүрүш-турушини һечким назарәт қилмиғач, улар җинсий әхлақсизлиқ гунасиға патқан еди. Улар өйлиригә қайтқандин кейинму җинсий мунасивәткә тегишлик охшашла көзқарашта болуп, уруш вақтида ойлиғандәк, уруштин кейинму «һаят қисқа вә униң һечқандақ қәдир-қиммити йоқ» дәп ойлиған болди» (Love, Sex and War—Changing Values, 1939-45).

Инсанлар дайим өлүм хәвп-хәтири астида болғач, көңлигә тәскин тепишқа урунатти. Британияда яшайдиған бир аял шу вақитта кәң умумлашқан әхлақсизлиқни ақлаш мәхситидә болуп, мундақ деди: «Нурғунлири буни әхлақсиз дәп атиши мүмкин, амма биз яш едуқ вә бизни бүгүнму әтиму өлтүрүши мүмкин еди».

Уруштин аман қалған нурғун кишиләр өзлири көргән дәһшәтлик вақиәләрни әсләп, азап чекиду. Бүгүнки күндиму бәзилири, һәтта балилиқ чеғида баштин кәчүргән вақиәләрни әсләп, худди улар қайта-қайта йүз бериватқандәк һис қилип, азаплинип келиватиду. Уруш вақтида нурғун кишиләр Худаға ишәнмәй қелип, неминиң тоғра билән неминиң натоғра екәнлигиниң оттурисидики пәриқни чүшәнмәй қалди. Әхлақий өлчәмләрни орнитидиған һәрқандақ һоқуқни яки орунлаштурушни һөрмәт қилмай, адәмләр вәзийәткә қарап, неминиң тоғра яки натоғра екәнлигини өзүмиз ениқлаймиз дәп ойлашқа башлиди.

Йеңи әдәп-әхлақий өлчәмләр

Иккинчи дуния урушидин кейин җинсий мунасивәтләр тоғрисидики издинишләр өткүзүлүшкә башланди. Мәсилән, Америкида 1940-жилларда «Кинзи» намлиқ 800 бәтлик баянат чиққан еди. Шу баянатниң чиқишидин илгири адәмләр адәттә җинсий мунасивәт тоғрилиқ көп сөзләмәтти. Амма баянат чиқандин кейин нурғун кишиләр җинсий мунасивәт тоғрисида очуқ-ашкарә параңлишишқа башлиди. Гәрчә бу баянатта охшаш җинислиқ мунасивәттә болғанлар вә улар кәби башқа кишиләр тоғрисида кәлтүрүлгән статистика кейинчә мубалиғә болғанлиғи етирап қилинған болсиму, баянатта уруштин кейин кишиләрниң әхлақсизлиққа патқанлиғи ашкарә қилинди.

Бираз вақит кишиләр өзлирини әдәп-әхлақ өлчәмлиригә әмәл қиливатқандәк көрситишкә тиришатти. Мәсилән, радио, фильмлар вә телевидениялардин әхлақсиз мәзмундики материаллар елип ташланди. Амма бу узунға созулмиди. Американиң маарип ишлириниң министри болуп ишлигән Уильям Беннет чүшәндүрүп мундақ деди: «1960-жилларға кәлгәндә, Америкидики кишиләрниң әдәп-әхлақи бәк бузулуп кәтти». Бу башқа нурғун дөләтләрдики кишиләргиму тәсир қилди. Немә үчүн 60-жилларда инсанларниң әдәп-әхлақи шунчилик бузулуп кәтти?

Шу он жилда, аялларниң һоқуқлирини қоғдаш иш-паалийәтлири жүргүзүлүшкә башланди вә кишиләр җинсий мунасивәткә болған көзқарашлирини өзгәртти. Адәмләр һамилдарлиқниң алдини алидиған васитилири пәйда болғини үчүн һамилдар болуп қелиштин қорқмай, халиған киши билән җинсий алақә қилиш имканийити пәйда болди. Шуңа той қилмай, туруп җинсий алақә қилиш адәткә айланди.

Шуниң билән биргә аммивий әхбарат васитилири, кинолар вә телевиденияда илгири налайиқ дәп қаралған ишларни йәнә көрситишкә башланди. Америка дөләт хәвпсизлик кеңишиниң башлиғи болуп ишлигән Збигниев Брежинский телевидинияда тәшвиқ қилинған қиммәт қарашлар тоғрисида мундақ деди: «Улар кишиләрни раһәтлинип, ләззәтлиниш, зораванлиқ қилиш, вәһшийлик [вә] җинсий әхлақсизлиққа дәвәт қилип, аддий ишларға айланди».

1970-жилларға келип, видео-магнитофонлар пәйда болди. Әнди адәмләр кинотеатрда башқиларниң алдида көрүшни рәт қилған шәһваний материялларни өзлириниң өйлиридә йошурунчә көрүшкә башлиди. Бүгүнки күндә болса, компьютериға егә болған кишиләрниң, мәйли дунияниң қайси җайида яшисун, интернет арқилиқ порнографияниң әң жиркиничлик түрлирини көрүш имканийити бар.

Буниң ақивети бәк ечинарлиқ. Йеқинда Америкидики бир түрминиң қаравули мундақ деди: «Он жил илгири, түрмигә чүшкән балилар билән немә тоғра, немә натоғра екәнлиги һәққидә параңлишалаттим. Амма һазирқи балилар болса, бу мавзу һәққидә гәп қилсам, мени зади чүшәнмәйду».

Ишәнчлик йол-йоруқни қәйәрдин тепишқа болиду?

Дуниядики динлар әдәп-әхлаққа мунасивәтлик ишәнчлик йол-йоруқни берәлмәйду. Һәзрити Әйса вә униң биринчи әсирдики әгәшкүчилиригә әгишип, һәққаний принципларға қәтъий әмәл қилишниң орниға, динлар бүгүнки күндики бузулған дунияниң бир қисми болди. Бир язғучи мундақ деди: «Һәрбир урушта иккила тәрәпму “Худа бизгә ярдәм бериватиду”,— дәп ойлайду». Бир нәччә жил илгири Нью-Йорк шәһириниң диний рәһбири шундақ деди: «Чиркониң әзаси болуш автобусқа олтириштинму оңай болуп қалди. Һазир чиркониң әзаси болуш үчүн кишиләрдин әхлақий өлчәмләргә бойичә яшаш тәләп қилинмайду».

Шәк-шүбһисизки, дуниядики кишиләрниң әдәп-әхлақи тамамән бузулуп кәтти. Бирақ немә қилиш керәк? Қандақ өзгәртишләрни қилиш керәк? Бу өзгәртишләрни ким қилиду вә улар қандақ йүз бериду?

[5-бәттики қистурма]

«Қанлиқ Биринчи дуния уруши (1914—1918) инсан һаятиниң қәдир-қиммитини тамамән дәпсәндә қилди»

[6-бәттики рамка]

ӘДӘП-ӘХЛАҚ ЯКИ ҚИММӘТ ҚАРАШЛАР?

Бурун әдәп-әхлақ дегән сөзниң мәнасини чүшиниш қийин болмиған. Мәсилән, кишиниң әхлақий җәһәттин сәмимий, садиқ вә пак болуватқан яки болмайватқанлиғи ениқ көрүнгән еди. Бирақ бүгүнки күндә «әдәп-әхлақ» чүшәнчиси «қиммәт қарашлар» чүшәнчисигә алмаштурулған. Амма бу әқилгә мувапиқму? Гертрод Химмелфарб исимлиқ тарихшунас өз китавида мундақ язған: «Һәрбир киши өзиниң қиммәт қарашлириға егә... Лекин әдәп-әхлақ чүшәнчиси тоғрилиқ мундақ дейишкә болмайду» (The De-Moralization of Society).

Шу тарихшунас ейтип өткинидәк, қиммәт қарашлар инсанниң яки җәмийәтниң диний етиқади, көзқариши, һис-туйғулири, адәтлири, урп-адәтлири, майиллиғи, пикир қилиш тәрзи, һәтта хаһишилириниму өз ичигә алиду. Немә халисам, шуни қилимән дегән сөзләр бойичә яшайдиған кишиләр, худди базарда йемәк-ичмәкләрни таллиғандәк, яқтуридиған қиммәт қарашларни таллаш һоқуқимиз бар дәп тәстиқләйду. Әгәр шундақ көзқараш кәң тарқалған болса, ундақта һәқиқий әдәп-әхлақ қәйәрдин тепишқа болиду?

[6,7-бәттики рәсим]

Әхлақсизлиққа толған көңүл ечиш түрлири кәң тарқалмақт