Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

ҚОШУМЧӘ ИЗАҺАТ

Худа вәдә қилған Мәсиһ — Әйса

Худа вәдә қилған Мәсиһ — Әйса

ПӘЙҒӘМБӘРЛӘР, Йәһвә Худаниң илһамландуруши билән вәдә қилинған қутқазғучи ниҗаткарниң туғулуши; униң вәзә ейтип кишиләргә тәлим бериши вә униң өлүми тоғрисидики тәпсилатларни Муқәддәс Китапқа хатирилигән. Шу ениқ тәпсилатлар Мәсиһни тонувелишимизға ярдәм бериду. Шу Муқәддәс Китапта хатириләнгән барлиқ бешарәтләр һәйран қаларлиқ дәриҗидә тоғра вә тәпсилий Мәсиһ Әйсада әмәлгә ашқан. Буни чүшәндүрүш үчүн қени биз Мәсиһниң туғулуши вә униң балилиқ чағлириға мунасивәтлик бешарәтләрни көрүп бақайли.

Йәшая пәйғәмбәр, Мәсиһ — Давут падишаниң әвлади арисидин чиқиду дәп алдин бешарәт ейтқан (Йәшая 9:7). Әйса һәқиқәтән Давутниң әвлади болуп туғулған (Мәтта 1:1, 6—17).

Худаниң йәнә бир пәйғәмбири Миха, бир балиниң “Бәйтләһәм Әфрата” шәһиридә туғулидиғанлиғи вә униң бир һөкүмран болидиғанлиғи һәққидә бешарәт ейтқан (Миха 5:2). Әйса туғулған вақитта, исраилда Бәйтләһәм дәп аталған шәһәрдин иккиси бар еди. Бири Исраилниң шималий қисмидики йеқин җайға орунлашқан. Йәнә бири болса Йәһудийәдики Йерусалимға йеқин җайға җайлашқан. Йерусалимға йеқин җайға орунлашқан Бәйтләһәм әслидә Әфрата дәп атилип кәлгән. Әйса бешарәт ейтилған әйнә шу шәһәрдә туғулған еди (Мәтта 2:1).

Муқәддәс Китапниң йәнә бир бешаритидә Худа: “Оғлумни мисирдин қичқардим” дегән. Әйса кичик вақтида Мисирға елип кетилгән һәм падиша Һирод өлгәндин кейин қайтурулуп келингән. Шундақ қилип Муқәддәс Китапта ейтилған бешарәт әмәлгә ашқан (Һошия 11:1; Мәтта 2:15).

“Бешарәтләр” дәп аталған җәдвәлдә өз ичигә Мәсиһкә мунасивәтлик тәпсилатларни алған хатириләнгән айәтләр киргүзүлгән. Уларни әмәлгә ашқан бешарәтләр хатириләнгән айәтләргә селиштуруп қарап чиқиң. Шундақ қилиш Худаниң сөзиниң растлиғиға болған иман-етиқатиңизни күчәйтиду.

Мошу айәтләрни тәкшүрүп көргиниңиздә, шу бешарәтләрниң Әйсаниң туғулушидин нәччә йүз жиллар авал йезип қалдурулғанлиғини әстә мәккәм сақлаң. Әйса Мәсиһ: “Муса хатирилигән Тәврат, башқа Пәйғәмбәрләрниң Язмилири вә Зәбурда баян қилинған Маңа даир ишларниң һәммиси чоқум әмәлгә ашурулиду” дәп ейтқан еди (Луқа 24:44). Муқәддәс Китап ениқ көрсәткәндәк, шу бешарәтләр һәқиқәтән тәпсилий әмәлгә ашқан!