Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

12-БАП

Башқиларни «мустәһкәмләйдиған» гәп-сөзләрни қилиң

Башқиларни «мустәһкәмләйдиған» гәп-сөзләрни қилиң

«Ағзиңлардин бирму сесиқ сөз чиқмисун, әксичә, тиңшаватқанларға яхшилиқ әкелиш үчүн — керәк вақитта — пәқәт пайдилиқ сөз мустәһкәмләшкә чиқсун» (ӘФӘСЛИКЛӘРГӘ 4:29).

1—3. а) Йәһва бизгә қандақ соға бәрди вә қандақ қилип биз уни натоғра пайдилинишимиз мүмкин? ә) Худаниң меһир-муһәббитидә яшишимиз үчүн сөзләш қабилийитимизни қандақ қоллинишимиз керәк?

ЙЕҚИН адимиңиз сиз бәргән соғини әтәй натоғра ишләтсә, өзүңизни қандақ һис қилаттиңиз? Мәсилән, сиз униңға машина соға қилдиңиз дәйли. Кейин униң машинини еһтиятсиз һайдиғанлиқтин, башқиларға зиян кәлтүргәнлигини билсиңиз, көңлүңиз йерим болматтиму?

2 Сөзләш қабилийити — «яхши һәм мукәммәл һәдийәләрниң һәммисини» бәргүчи Йәһваниң соғиси (Яқуп 1:17). Бизни җаниварлардин пәриқ қилидиған мошу соғиниң арқисида биз башқа адәмләр билән пәқәт ой-пикирлиримиз биләнла әмәс, бәлки һис-туйғулиримиз биләнму бөлүшәләймиз. Мисалдики машинидәк, мошу соғиму натоғра ишлитилиши мүмкин. Ойлимастин ейтилған гәп-сөзләр башқиларниң қәлблирини җараһәтлигәндә, Пәрвәрдигар қанчилик хапа болидиғанду!

3 Худаниң меһир-муһәббитидә яшишимиз үчүн биз сөзләш қабилийитимизни Яратқучимиз нийәт қилғандәк пайдилинишимиз керәк. Йәһва қандақ гәп-сөзләрни яқтуридиғанлиғини ениқ көрсәтти. Муқәддәс китапта: «Ағзиңлардин бирму сесиқ сөз чиқмисун, әксичә, тиңшаватқанларға яхшилиқ әкелиш үчүн — керәк вақитта — пәқәт пайдилиқ сөз мустәһкәмләшкә чиқсун» (Әфәсликләргә 4:29). Немишкә тилимизни башқурушимиз, қандақ гәп-сөзләрдин нери турушимиз вә қандақ қилип мустәһкәмләш үчүн пайдилиқ гәп-сөзләрни қилишимиз керәклигини қараштурайли.

НЕМИШКӘ ТИЛИМИЗНИ БАШҚУРУШИМИЗ КЕРӘК?

4, 5. Пәнд-нәсиһәтләрдә сөзләрниң тәсир күчи қандақ ипадиләнгән?

4 Тилимизни башқурушимизниң биринчи сәвәви — сөзләрниң тәсир күчи зор. Пәнд-нәсиһәтләрдә: «Меһрибанә шерин тил — “һаят дәриғидур”, бирақ тили әгрилик [адәм] кишиниң роһини сундурар»,— дәп йезилған * (Пәнд-нәсиһәтләр 15:4). Қуруватқан дәрәқни су яңливаштин тирилдүргәндәк, иллиқ гәп-сөзләр аңлиғучиларниң көңлигә тәскин берәләйду. Әксичә, бурмиланған гәп-сөзләр адәмниң көңлини ағритиду. Дәрһәқиқәт, ейтқан гәп-сөзлиримиз көңүлгә йә җараһәт йәткүзиду, йә шипа болиду (Пәнд-нәсиһәтләр 18:21).

5 Сөзләрниң тәсир күчи башқа айәттә мундақ ипадилиниду: «Бәзи адәмләрниң йениклик билән қилған сөзлири адәмгә санчилған қиличқа охшар» (Пәнд-нәсиһәтләр 12:18). Ойлимастин, алдирап ейтилған сөзләр көңүлни ағритип, башқилар билән мунасивәтни вәйран қилиши мүмкин. Кимду-бирси сөзлири билән қилич санчиғандәк қәлбиңизни җараһәтлигәнму? Бирақ шу айәттә йәнә мундақ сөзләр бар: «Данишмәнләрниң тили дәрткә дәрмандур». Ойлинип сөзләйдиған дана адәмниң сөзлири яриланған жүрәккә шипа берип, мунасивәтни әслигә кәлтүриду. Иллиқ сөзләрниң шипалиқ күчини һис қилған вақтиңиз есиңиздиму? (Пәнд-нәсиһәтләр 16:24ни оқуң). Сөзләрниң тәсир күчи зор екәнлигини әстә тутуп, гәп-сөзлиримизни башқиларниң қәлбини җараһәтләш үчүн әмәс, бәлки шипа қилиш үчүн қоллинишни халаймиз.

Иллиқ гәп-сөзләр җанға тәскин бериду

6. Немишкә тилимизни тизгинләш бәк қийин?

6 Биз қанчә тиришсақму, тилимизни толуқ тизгинләлмәймиз. Гәп-сөзлиримизгә егә болушниң иккинчи сәвәви — биз гунакар вә мукәммәлсиз болғанлиқтин, тилимизни натоғра қоллинишқа майил. Сөзләр жүрәктин чиқиду, адәмниң жүриги болса, «яманлиққа тартиду» (Яритилиш 8:21; Луқа 6:45). Шуңлашқа тилимизни тизгинләш бәк қийин (Яқуп 3:2—4ни оқуң). Гәрчә тилни толуқ тизгинләш мүмкин болмисиму, уни мүмкинқәдәр тоғра қоллиниш үчүн һәрдайим күч селишқа болиду. Суниң еқимиға қарши үзүватқан адәм униң билән күришиши керәклигигә охшаш, бизму тилимизни натоғра ишлитишкә дәвәт қилидиған гунакар тәбиитимизгә қарши күришишимиз зөрүр.

7, 8. Ейтқан сөзлиримиз Йәһва билән мунасивитимизгә қанчилик тәсир қилиду?

7 Гәп-сөзлиримизгә егә болушниң үчинчи сәвәви — Йәһва ейтқан сөзлиримиз үчүн бизни җавапқа тартиду. Сөзләш қабилийитимизни қандақ қолланғанлиғимиз пәқәт адәмләр билән мунасивитимизгә әмәс, шундақла Йәһваниң биз һәққидә немә ойлайдиғанлиғиға тәсир қилиду. Яқуп 1:26дә: «Әгәр кимду-ким Худаға дурус ибадәт қиливатимән дәп ойлап, лекин тилини тизгинлимисә, у өз жүригини алдайду һәм униң ибадити пайдисиздур»,— дәп ейтилған. Авалқи баптин билгинимиздәк, гәп-сөзлиримиз ибадитимиз билән зич бағлиқ. Тилимизни тизгинлимисәк, йәни гәп-сөзлиримиз һақарәтлик һәм зәһәрлик болса, хизмәттә қилған һәммә ишлиримиз Алланиң алдида әһмийәтсиз болуп қелиши мүмкин. Бу сөзлиримизгә диққәт қилиш қанчилик муһим екәнлигини көрсәтмәмду?!

8 Сөзләш қабилийитимизни дурус қоллинишқа җиддий сәвәпләрниң барлиғи айдин ениқ. Башқиларни қандақ сөзләр мустәһкәмләйдиғанлиғини қараштуруштин авал, мәсиһийләрниң қандақ сөзләрдин қечиш керәклигини муһакимә қилайли.

КӨҢҮЛНИ АҒРИТИДИҒАН ГӘП-СӨЗЛӘР

9, 10. а) Бүгүнки күндә қандақ гәп-сөзләрни қилиш адәмләрниң күндилик турмуш адитигә айланған? ә) Немишкә биз әдәпсиз гәп-сөзләрни рәт қилишимиз керәк? (Шундақла изаһәткә қараң.)

9 Әдәпсиз гәп-сөзләр. Бүгүнки күндә тиллаш, ағзини яман қилиш адәмләрниң күндилик турмуш адитигә айланған. Көп адәмләр гәп-сөзлирини тәсирлик қилиш үчүн яки сөзгә бай болмиғанлиқтин, ағзини яман қилип сөзләйду. Һәзилкәшләр адәмләрни күлдүрүш үчүн пат-пат җинсий мунасивәткә бағлиқ, қопал вә әдәпсиз гәп-сөзләрни қоллиниду. Амма әдәпсиз гәп-сөзләр — күлидиған нәрсә әмәс. Буниңдин 2000 жил бурун әлчи Паул Колосидики җамаәткә «тетиқсиз гәпләрдин» нери болушқа мәслиһәт бәргән (Колосилиқларға 3:8). Әфәстики җамаәткә болса, һәқиқий мәсиһийләрниң арисида «тетиқсиз чақчақлар» һәтта «тилғиму елинмисун» дәп ейтқан (Әфәсликләргә 5:3, 4).

10 Йәһва әдәпсиз гәп-сөзләрдин нәпрәтлиниду. Уни яхши көридиғанларму шундақ қилиду. Һәқиқәтән, Униңға болған меһир-муһәббитимиз мундақ сөзләрни қолланмаслиққа дәвәт қилиду. «Тәнниң ишлири» арисида әлчи Паул «напаклиқниму» атиған, униңға болса, әдәпсиз гәп-сөзләрму кириши мүмкин (Галатилиқларға 5:19—21). Бу — интайин җиддий мәсилә. Әгәр мәсиһий қайта-қайта берилгән мәслиһәткә қаримастин товва қилмай, бәк әхлақсиз, һақарәтлик вә уятсиз сөзләрни қилса, у җамаәттин чиқирилиши мүмкин *.

11, 12. а) Ғевәт дегән немә? Башқилар һәққидә параңлишиш қандақ қилип ғевәткә айлиниду? ә) Немишкә Йәһваниң хизмәтчилири төһмәттин нери туруши керәк?

11 Ғевәт вә төһмәт. Адәмләр башқиларниң һаяти тоғрисида гәп қилишқа майил. Әлвәттә, һеч зийини йоқ яки башқиларға пайдилиқ болидиған нәрсиләр, мәсилән, бирсиниң йеқинда чөмдүрүлгәнлиги яки илһамға муһтаҗ екәнлиги тоғрисида параңлишишни яман дегили болмайду. Биринчи әсирдики мәсиһийләр бир-бириниң ишлириға сәмимий қизиқип, етиқатдашлири һәққидики мувапиқ мәлумат билән бөлүшәтти (Әфәсликләргә 6:21, 22; Колосилиқларға 4:8, 9). Бирақ һәқиқәт бурмиланса яки бирсиниң шәхсий мәсилилири ейтилидиған болса, аддий параң ғевәткә айлиниши мүмкин. Бундақ ғевәт төһмәткә әкелиду, буниң ақивети болса, дайим ечинишлиқ. Төһмәт — «башқиларни қарилаш, әйипләш мәхситидә ойлап чиқирилған асассиз гәп-сөз, бәтнам, боһтан, яла» («Һазирқи заман уйғур тилиниң изаһлиқ луғити»). Мәсилән, пәрисийләр Әйсаниң абройини чүшириш үчүн қәстән төһмәт қилишти (Мәтта 9:32—34; 12:22—24). Төһмәт адәттә җедәл-маҗираларға елип келиду (Пәнд-нәсиһәтләр 26:20).

12 Йәһва сөзләш қабилийитини башқиларға төһмәт қилиш яки бөлгүнчилик селиш үчүн пайдиланғанларни җазасиз қалдурмайду. У «бурадәр-қериндашлар арисиға бөлгүнчилик» салидиғанларни өч көриду (Пәнд-нәсиһәтләр 6:16—19). Грек тилидин «төһмәтчи» дәп тәрҗимә қилинидиған диаболос сөзи Шәйтанниң унвани сүпитидиму қоллинилиду. Һә, у — «Иблис», йәни Худаға төһмәт қилғучи (Вәһий 12:9, 10). Демәк, биз тилимизни натоғра қоллинип, Иблисқа охшиғумиз кәлмәйду. Җамаәттә «җедәлләр» вә «бөлгүнчилик» қатарлиқ тәнниң ишлириға дәвәт қилидиған төһмәткә орун йоқ (Галатилиқларға 5:19—21). Шуңа, бирси тоғрилиқ йеңилиқни башқиларға ейтиштин бурун, өзүңиздин мундақ сораң: «Бу растму? Әгәр уни бирсигә ейтип бәрсәм, яхши иш қилған болимәнму? Мошу мәлуматни тарқитишниң зади һаҗити барму?» (Салоникилиқларға 1-хәт 4:11ни оқуң).

13, 14. а) Һақарәтлик гәп-сөзләр адәмләргә қандақ тәсир қилиду? ә) Бирсини һақарәтләш дегән немә вә немишкә шундақ қилған адәм хәтәрлик йолда дәп ейтишқа болиду?

13 Һақарәтлик гәп-сөзләр. Жуқурида атап өткинимиздәк, сөзләрниң жүрәкни ағритидиған күчи бар. Раст, мукәммәлсиз болғанлиғимиздин, бәзидә ейтқан сөзүмизгә пушайман қилимиз. Амма Муқәддәс китапта мәсиһийләрниң өйдиму, җамаәттиму тамамән қолланмаслиғи керәк гәп-сөзләр тоғрисида ейтилған. Әлчи Паул мәсиһийләрни: «Һәрқандақ явузлуқ, ғәзәп, қәһәрлик, җедәл һәм аһанәт силәрдин нери болсун»,— дәп дәвәт қилған (Әфәсликләргә 4:31). Башқа тәрҗимиләрдә «аһанәт» дегән ибарә «яман сөзләр», «төһмәт» вә «һақарәтлик сөзләр» дәп берилгән. Аһанәтлик гәп-сөзләр, шу җүмлидин мазақ қилип ләқәм қоюш вә дайим қопал тәнқит қилиш, кишиниң иззәт-абройини йәр қилип, қәдирсиз һис қилдуриду. Мундақ сөзләр, болупму балиларниң назук қәлбигә қаттиқ тәсир қилиду (Колосилиқларға 3:21).

14 Муқәддәс китап кимду-бирсини һақарәтләшни, йәни рәнҗитидиған яки аһанәтлик сөзләр билән камситишни, қәтъий мәнъий қилиду. Мундақ сөзләшни давамлаштуридиған киши хәтәрлик йолда, чүнки бирнәччә қетим берилгән мәслиһәткә қулақ салмиса, җамаәттин чиқирилиши мүмкин. У тоғра йолға қайтмиса, Пәрвәрдигарниң келәчәктә беридиған бәрикәтлиридин айрилип қелиши еһтимал (Коринтлиқларға 1-хәт 5:11—13; 6:9, 10). Гәп-сөзлиримиз йеқимсиз, пайдисиз, ялған вә қопал болса, Худаниң меһир-муһәббитидин айрилимиз. Шундақ гәп-сөзләр һәқиқәтән зиянлиқтур!

БАШҚИЛАРНИ «МУСТӘҺКӘМЛӘЙДИҒАН» СӨЗЛӘР

15. Башқиларни қандақ гәп-сөзләр мустәһкәмләйду?

15 Сөзләш қабилийитини Яратқучиниң мәхситигә мувапиқ қоллиниш үчүн немә қилиш керәк? Худа Сөзи бизни башқиларни «мустәһкәмләш» үчүн «пайдилиқ» сөзләрни ейтишқа дәвәт қилиду (Әфәсликләргә 4:29). Биз илһам вә мәдәт беридиған сөзләрни ишләтсәк, Йәһва хурсән болиду. Шундақ гәп-сөзләрни қилиш йәттә өлчәп, бир кесишни тәләп қилиду. Муқәддәс китапта мундақ сөзләрниң тәйяр үлгиси яки тизими берилмигән (Титқа 2:8). «Мустәһкәмләшкә» «пайдилиқ» гәп-сөзләрни қилиш үчүн аддий, лекин муһим үч амилни әстә тутушимиз керәк: илһам беридиған сөзләр йеқимлиқ, һәқиқий болиду һәм меһрибанлиқ билән ейтилиду. Келиң, әнди башқиларни қандақ мустәһкәмләшкә болидиғанлиғини қараштурайли. (« Гәп-сөзлирим башқиларниң роһини көтирәмду?» намлиқ рамкиға қараң.)

16, 17. а) Немишкә биз башқиларни махтишимиз лазим? ә) Җамаәттә вә аилидә башқиларни махташниң қандақ мүмкинчиликлири бар?

16 Сәмимий махташ. Йәһваму, Әйсаму башқиларни махташниң вә уларни мақуллайдиғанлиғини көрситишниң муһимлиғини чүшиниду (Мәтта 3:17; 25:19—23; Йоһан 1:47). Мәсиһийләр сүпитидә, бизму башқиларни сәмимий махтишимиз керәк. Немишкә? Пәнд-нәсиһәтләр 15:23тә: «Дәл вақтида қилинған сөз нәқәдәр яхшидур!»— дәп йезилған. Өзүңиздин: «Башқилар мени чин көңлидин махтиғанда, мән өзүмни қандақ һис қилимән? Бу роһумни көтирип, көңлүмни хуш қилмамду?» дәп сорап беқиң. Дәрһәқиқәт, сәмимий махташ башқиларниң сизни байқайдиғанлиғини, сизгә диққәт бөлидиғанлиғини вә тиришчанлиғиңизни қәдирләйдиғанлиғини көрситиду. Бу өзүңизгә болған ишәнчиңизни ашуруп, келәчәктә техиму тиришип хизмәт қилишқа дәвәт қилиду. Башқиларниң сизни махтишини яқтурсиңиз, сизму башқиларни махтишиңиз керәк әмәсму? (Мәтта 7:12ни оқуң).

17 Башқиларниң яхши тәрәплирини көрүп, сәмимий махташқа тиришиң. Бәлким, җамаәттә яхши тәйярланған нутуқни аңлайдиғансиз, яш мәсиһийниң роһий мәхсәтләргә интиливатқанлиғини яки яшанған қериндашниң оңай болмисиму, җамаәт учришишлириға дайим қатнишидиғанлиғини байқайдиғансиз. Чин жүрәктин махтиғанлиғиңиз мошундақ қериндашларға қаттиқ тәсир қилип, роһий җәһәттин мустәһкәмлиши мүмкин. Аилидә болса, мәйли әр яки аял болсун, җүптиниң чин жүрәктин махтишиға вә миннәтдарлиғини билдүрүшигә муһтаҗ (Пәнд-нәсиһәтләр 31:10, 28). Болупму балилар өзлириниң қәдирлик екәнлигини байқиғанда, гүлдәк ечилип кетиду. Худди өсүмлүк су вә қуяш нуриға муһтаҗ болғинидәк, балилар махташ вә қәдирләшкә муһтаҗ. Ата-анилар, балилириңларни яхши хисләтлири вә тиришчанлиғи үчүн махташ пурситини қолдин чиқармаңлар. Сәмимий махташ балилириңларниң қәлбидә җасарәт вә өзигә болған ишәнчини риваҗландуруп, тоғра ишларни техиму тиришип қилишқа дәвәт қилиду.

18, 19. Немишкә етиқатдашлиримизға тәсәлли беришкә тиришишимиз керәк вә буни қандақ қилалаймиз?

18 Тәсәлли. Йәһва «кичик пейил» вә «роһи сунуқларға» алаһидә ғәмхорлуқ қилиду (Йәшая 57:15). Худаниң Сөзи бизни: «Бир-бириңларға тәсәлли бериңлар... Ғәмкин җанларни бәзләңлар»,— дәп дәвәт қилиду (Салоникилиқларға 1-хәт 5:11, 14). Пәрвәрдигар бизниң жүрәклири қайғу-дәрткә тошқан етиқатдашлиримизға тәсәлли беришкә тиришиватқанлиғимизни байқап, буни қәдирләйдиғанлиғиға ишәшлик болалаймиз.

Башқиларни мустәһкәмләйдиған гәп-сөзләрни ейтқинимизда, Йәһва хурсән болиду

19 Ундақта, ғәмкин яки роһи чүшкән етиқатдашларға тәсәлли бериш үчүн немә ейталайсиз? Мәсилини чоқум һәл қилишим керәк дәп ойлимаң. Һәтта аддий сөзниң өзиму көп ярдәм берәләйду. Роһи чүшкән адәмгә униң әһвалини ойлап, ғәм қилидиғанлиғиңизни ейтиң. Биллә үнлүк дуа қилишни тәғдим қилип, башқиларниң һәм Алланиң уни қанчилик яхши көридиғанлиғини чүшиниши үчүн Йәһвадин ярдәм сорисиңиз болиду (Яқуп 5:14, 15). Шундақ адәмни у җамаәтниң керәклик вә қәдирлик әзаси екәнлигигә ишәндүрүң (Коринтлиқларға 1-хәт 12:12—26). Худаниң шәхсән униңға ғәмхорлуқ қилидиғанлиғи тоғрисида илһамландуридиған айәтни оқуп бериң (Зәбур 34:18; Мәтта 10:29—31). Роһи чүшкән адәмгә чин жүрәктин «яхши сөз» ейтиш үчүн йетәрлик вақит бөлгәнлигиңиз униң өзини сөйүмлүк вә қәдирлик екәнлигини һис қилишиға ярдәм беридиғанлиғи шүбһисиздур (Пәнд-нәсиһәтләр 12:25ни оқуң).

20, 21. Қандақ амиллар мәслиһәтни үнүмлүк қилиду?

20 Пайдилиқ мәслиһәт. Намукәммәл болғанлиғимиздин, биз анда-санда мәслиһәтләргә муһтаҗмиз. Муқәддәс китап бизни мундақ дәвәт қилиду: «Нәсиһәтни аңлиғин, тәрбийәни қобул қилғин, ундақ қилғанда кейинки күнлириңдә дана болисән» (Пәнд-нәсиһәтләр 19:20). Мәслиһәтни пәқәт ақсақалларла бәрмәйду. Ата-аниларму балилириға мәслиһәт бериду (Әфәсликләргә 6:4). Роһий җәһәттин йетилгән қериндашлар яш аялларға мәслиһәт бериши мүмкин (Титқа 2:3—5). Башқиларға болған меһир-муһәббәт мәслиһәтни кишиниң көңлини ағритмайдиған һаләттә ейтишқа дәвәт қилиду. Мундақ мәслиһәтни қандақ усулда бәрсәк болиду? Үнүмлүк мәслиһәт беришниң үч амилини, йәни мәслиһәт қандақ нийәт билән, немигә асаслинип вә қандақ берилиши керәклигини, қараштурайли.

21 Мәслиһәтниң пайдилиқ болуши уни бериватқан адәмгә бағлиқ. Өзүңиздин: «Маңа қайси чағда мәслиһәтни қобул қилиш асан?»— дәп сорап көрүң. Мәслиһәт бериватқан кишиниң нарази роһта яки йошурун нийәттә әмәс, бәлки ғемиңизни ойлап сөзләватқанлиғини һис қилсиңиз, мәслиһәтни қобул қилиш асанирақ болиду. Шуниң үчүн, башқиларға мәслиһәт бәргәндә, нийитиңизниң пак болуши наһайити муһим. Шундақла яхши мәслиһәт Муқәддәс китапқа асаслиниду (Тимотийға 2-хәт 3:16). Муқәддәс китаптин айәт оқусақму, униңдики ойни өз сөзүмиз билән ейтсақму, әң муһими — мәслиһәтлиримиз Язмиларға асаслиниши керәк. Мошу сәвәптин ақсақаллар өз көзқаришини башқиларға зорлап теңиштин вә шәхсий пикрини яқлаш үчүн айәтләрни бурмилап чүшәндүрүштин еһтият болуши лазим. Шундақла дурус усулда берилгән мәслиһәт нәтиҗилик болиду. Меһрибанлиқ билән берилгән мәслиһәт оңайирақ қобул қилинип, адәмниң иззәт-абройини төкмәйду (Колосилиқларға 4:6).

22. Сөзләш қабилийитиңизни қандақ пайдилинишни қарар қилдиңиз?

22 Дәрһәқиқәт, сөзләш қабилийити — Яратқучимизниң баһалиқ соғисидур. Худаға болған меһир-муһәббитимиз бу һәдийәни тоғра, орунлуқ пайдилинишимизға дәвәт қилиду. Ейтқан сөзлиримизниң башқиларниң роһини көтиридиған яки чүширидиған күчи бар екәнлигини әстә тутайли. Шуңа гәп-сөзлиримизни Пәрвәрдигар нийәт қилғандәк, «мустәһкәмләш» үчүн, пайдилинайли. Шу чағда гәп-сөзлиримиз әтрапимиздики адәмләргә бәрикәт болуп, бизгә Худаниң меһир-муһәббитидин айрилмаслиғимизға ярдәм бериду.

^ 4-абзац Пәнд-нәсиһәтләр 15:4тә «әгрилик» дәп тәрҗимә қилинған ибраний сөз шундақла «бурмиланған, натоғра» дегәнни билдүрүши мүмкин.

^ 10-абзац Муқәддәс китапта қоллинилған «напаклиқ» сөзи көп мәналиқ болуп, һәр түрлүк гуналарға тегишлик ишлитилиду. Гәрчә напак ишларниң һәммиси сот комитетини қурушни тәләп қилмисиму, мәсиһий товва қилмастин, учиға чиққан напаклиқ қилишни давамлаштурса, у җамаәттин чиқирилиши мүмкин (Коринтлиқларға 2-хәт 12:21; Әфәсликләргә 4:19). («Күзитиш мунариниң» 2006-жили, 15-июль саниниң (рус) «Оқурмәнләрниң соаллири» сәрләвһисигә қараң.)