Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

17-БАП

Өзүңизни муқәддәс етиқадиңизниң асасида мустәһкәмләң

Өзүңизни муқәддәс етиқадиңизниң асасида мустәһкәмләң

«Муқәддәс етиқадиңларниң асасида өзүңларни мустәһкәмләп... Рәббимизниң меһир-муһәббитидә сақлаңлар» (ЙӘҺУДА 20, 21).

1, 2. Биз қандақ болушни халаймиз вә бу немишкә муһим?

ҺӘММИМИЗ күчлүк вә сағлам болушни халаймиз. Лекин буниң үчүн пайдилиқ таамни истимал қилиш, тәнни мәшиқләндүрүш вә саламәтликни асрашни давамлаштурушимиз лазим. Гәрчә бу мәлум һәрикәтләрни тәләп қилсиму, һаятимиз вә һәтта келичигимиз буниңға бағлиқ болғанлиқтин, униңға бепәрва қаримаймиз. Амма етибаримизға лайиқ йәнә бир саһа бар. Бу қандақ саһа?

2 Әйсаниң шагирти Йәһуда мәсиһийләрниң роһий һалитигә көңүл бөлүши керәклигини ейтқан. У мәсиһийләрни Алланиң меһир-муһәббитидин айрилмаслиққа дәвәт қилғанда, бундақ қилишқа асасән немә ярдәм беридиғанлиғини көрсәткән. Йәһуда: «Муқәддәс етиқадиңларниң асасида өзүңларни мустәһкәмләңлар»,— дәп ейтқан (Йәһуда 20, 21). Худаниң меһир-муһәббитидин айрилмай, етиқадиңизда өсүп-йетилишиңиз үчүн немә қилалайсиз? Келиң, диққәткә сазавәр үч саһани қараштурайли.

ЙӘҺВАНИҢ ҺӘҚҚАНИЙ ТӘЛӘПЛИРИГӘ ИШӘНЧИҢИЗНИ РИВАҖЛАНДУРУШНИ ДАВАМЛАШТУРУҢ

3—5. а) Шәйтан Йәһваниң тәләплири һәққидә қандақ натоғра ойда болушиңизни халайду? ә) Худаниң тәләплиригә қандақ қаришимиз керәк вә бу бизгә қандақ тәсир қилиду? Мисал кәлтүрүң.

3 Биринчидин, биз Худаниң қануниға болған етиқадимизни мустәһкәмлишимиз зөрүр. Бу китапни тәтқиқ қилип, жүрүш-турушқа тегишлик Йәһваниң һәққаний тәләплириниң бирнәччисини қараштурдиңиз. Улар һәққидә немә ойлайсиз? Шәйтан сизни алдап, Йәһва Худаниң қанунлири, принциплири вә өлчәмлири әркинлигиңизни чәкләйдиған вә рәһимсиз дәп ойлишиңизни халайду. У бу усулни Ерәм беғида утуқлуқ қолланғандин тартип та һазирғичә пайдилинип келиватиду (Яритилиш 3:1—6). У сизни алдаламду? Бу сизниң көзқаришиңизға бағлиқ.

4 Тәсәввур қилип көрүң: сиз гөзәл бағниң ичидә сәйлә қилип жүргиниңиздә, көзүңиз бағниң бир қисмини бөлүп турған егиз қашаға чүшүп қалди. У тәрәп интайин чирайлиқ һәм сиз шу җайға беришни халайсиз. Авал, шу қаша әркинлигиңизни чәкләп қойғандәк билиниду. Амма, диққәт билән қариғанда, қашаниң у тәрипидә ширниң ғарилдап, олҗисини издәп жүргинини көрисиз! Мана әнди бу қаша сизни һимайә қиливатқанлиғини чүшинисиз. Сизни хәтәрлик жиртқуч қоғлаватамду? Худа Сөзидә: «Һошияр вә сәгәк болуңлар. Дүшминиңлар Иблис бирәвсини жутуветәй дәп, ширдәк ғарилдап издәп жүриду» дегән агаһландуруш бар (Петрусниң 1-хети 5:8).

5 Шәйтан — вәһший жиртқуч. Шәйтанниң олҗиси болуп қалмаслиғимиз үчүн, Пәрвәрдигар бизни Зулумниң көп «қәстликлиридин» һимайә қилидиған қанунларни бәрди (Әфәсликләргә 6:11). Худаниң қанунлири һәққидә ойланғанда, улардин асмандики Атимизниң меһир-муһәббитини көрүшкә тиришишимиз керәк. Шу чағда Худаниң қанунлирини һимайә һәм хурсәнликниң мәнбәси дәп көрүмиз. Инҗилда: «Амма ким әркинликниң мукәммәл қануниға зеһин қоюп қариса һәм униңда қалса... бәхитлик болиду»,— дәп йезилған (Яқуп 1:25).

6. Худаниң қанунлириға вә принциплириға болған етиқатни мустәһкәмләшниң әң яхши усули қандақ? Мисал кәлтүрүң.

6 Худаниң әмирлири бойичә яшаш — Қанун бәргүчигә вә униң дана қанунлириға етиқадимизни мустәһкәмләшниң әң яхши усули. Мәсилән, «Мәсиһниң қануни» адәмләрни Әйса буйриған һәммә вәсийәтләргә үгитишни өз ичигә алиду (Галатилиқларға 6:2; Мәтта 28:19, 20). Мәсиһийләр ибадәт қилиш үчүн җәм болуш вә бир-бирини илһамландуруш буйруғиға җиддий қарайду (Ибранийларға 10:24, 25). Шундақла Йәһваниң әмирлиригә униңға чин жүрәктин, турақлиқ һалда вә пат-пат дуа қилиш кириду. (Мәтта 6:5—8; Салоникилиқларға 1-хәт 5:17). Бу әмирләргә мувапиқ яшисақ, уларниң меһир-муһәббәт билән берилгәнлигигә көзүмиз йетиду. Уларға риайә қилсақ, қийинчилиқларға толған бу дуниядин һеч тапалмайдиған хошаллиқ вә қанаәтни тапимиз. Пәрвәрдигарниң қанунлириға әмәл қилиш өзүңизгә қанчилик пайда елип келидиғанлиғи һәққидә мулаһизә қилғанда, етиқадиңиз техиму күчәймәмду?

7, 8. Һәққаний йолда өмүрвайәт меңиш қийин дәп әндишә қиливатқанларға Худа Сөзи қандақ вәдә бериду?

7 Бәзибирлири Йәһва Худаниң қанунлириға өмүрвайәт риайә қилиш интайин қийин дәп әндишә қилишиду. Улар Худаниң қанунлирини бузуп қоюмәнму дәп қорқиду. Өзүңиз һәққидә шундақ ойлиған болсиңиз, мону сөзләрни есиңизда тутуң: «Һәмҗәмәт-Ниҗаткариң Пәрвәрдигар, Исраилдики Муқәддәс болғучи мундақ дәйду: “Өзүңгә пайда болсун дәп саңа үгәткүчи, саңа тегишлик болған йолда сени йетәклигүчи Мән болсам Пәрвәрдигар Худайиңдурмән, сән Мениң пәрманлиримға қулақ салған болсаң еди! Ундақ болғанда бәхит-хатирҗәмлигиң дәриядәк, сениң һәққанийлиғиң деңиз долқунлиридәк болатти!”» (Йәшая 48:17, 18). Бу сөзләр қанчилик тәсәлли беридиғанлиғи һәққидә ойлинип көрдиңизму?

8 Йәһва Худа бу сөзләр арқилиқ униңға қулақ салғанлиғимиз биз үчүн пайдилиқ екәнлигини әскәртиватиду. Униң вәдисигә бенаән, биз буниң пайдисини чоқум көримиз. Биринчидин, бәхит-хатирҗәмлигимиз дәрия еқинлиридәк толуп-тешип, үзлүксиз болиду. Иккинчидин, һәққанийлиғимиз деңиз долқунлиридәк болиду. Деңиз бойида туруп, кәйни-кәйнидин әгишиватқан долқунларни көргәндә, буниң турақлиқ болидиғанлиғиға гуман қилмайсиз. Долқунларниң деңиз қирғиғиға урулушини һечқачан тохтимайдиғанлиғини билисиз. Алла сизниңму һәққанийлиғиңиз шуниңға охшаш болидиғанлиғини ейтқан. Худаға садақәтмән болушни давамлаштурсиңиз, у сизни дайим қоллап-қувәтләйду (Зәбур 55:22ни оқуң). Қәлбни иллиқ қилидиған мошу вәдиләр Йәһваға вә униң адаләтлик тәләплиригә етиқадиңизни мустәһкәмлимәмду?

«ПИШИП-ЙЕТИЛИШКӘ АЛДИРАЙЛИ»

9, 10. а) Немишкә роһий җәһәттин йетилиш — мәсиһий үчүн яхши мәхсәт? ә) Немишкә роһий көзқараш хошаллиқ әкелиду?

9 Иккинчидин, биз Худаниң илһами билән йезилған мону сөзләргә риайә қилишимиз зөрүр: «Пишип-йетилишкә алдирайли» (Ибранийларға 6:1). Роһий җәһәттин пишип-йетилиш — һәрбир мәсиһий үчүн яхши мәхсәттур. Гунакар болушимизға қаримай, роһий мукәммәлликкә йетәләймиз. Буниңдин ташқири, роһий җәһәттин йетилгәнсири, мәсиһийләрниң Йәһваға болған хизмитидә хошаллиғи техиму көп болиду. Немишкә?

10 Роһий җәһәттин йетилгән мәсиһий барлиқ нәрсигә Худаниң көзқариши билән қарайду (Йоһан 4:23). Әлчи Паул: «Тән һәвәслиридә яшаватқанлар ойлири билән тәнгә хас нәрсиләргә, роһ бойичә яшаватқанлар болса, ойлири билән роһий нәрсиләргә интилиду»,— дәп язған (Римлиқларға 8:5). Тән һәвәси билән яшаватқан адәм пәқәт өзини ойлиғанлиқтин, бурниниң учинила көридиғанлиқтин вә маддий нәрсиләр һәққидә көп ойлиғанлиқтин хошал боливәрмәйду. Роһий көзқариши бар адәм хошал болиду, сәвәви униң бар нәзәри «бәхитлик Худа» Йәһваға тикләнгән (Тимотийға 1-хәт 1:11). Роһий җәһәттин йетилгән адәм Аллани рази қилишни халайду һәм һәтта синақлардиму хошаллиғини йоқатмайду. Немишкә? Синақларға дуч кәлгәндә, Шәйтанниң ялғанчи екәнлигини дәлилләшкә вә нуқсансизлиқни риваҗландуруп, асмандики Атимизни хошал қилишқа мүмкинчилигимиз пәйда болиду (Пәнд-нәсиһәтләр 27:11; Яқуп 1:2, 3ни оқуң).

11, 12. а) Әлчи Паул «уқум» һәққидә немә ейтқан вә «үгәткән» дәп тәрҗимә қилинған грек сөзиниң мәнаси немә? ә) Бәдән йетилип, пүтүнләй башқурулуши үчүн қандақ мәшиқләндүрүлиду?

11 Адәм өз-өзидин роһий җәһәттин йетилмәйду, буниңға мәшиқлинип үгиниш керәк. Муқәддәс китапта: «Қаттиқ тамақ болса, пишип-йетилгәнләр үчүн бәлгүләнгән, улар өз уқумини әмәл арқилиқ яхши билән яманни пәриқләндүрүшкә үгәткәнләрдур»,— дәп йезилған (Ибранийларға 5:14). Әлчи Паул қолланған «үгәткән» дегән грек сөзи Грекиядики гимнастлар мәшиқләнгәндә пат-пат қоллинилғанлиғи еһтимал. Шуңа у «гимнаст охшаш мәшиқләнгән» дәпму тәрҗимә қилиниду. Мундақ мәшиққә немә киридиғанлиғини қараштурайли?

Гимнаст бәдинини мәшиқ арқилиқ чиниқтуриду

12 Йеңи туғулған балиниң сүйиги қатмиған: у кичиккинә пут-қолиға егә болалмайду. Шуңа, қоллири билән үзини морлап, чөчүп кетиду. Аста-аста пут-қолини қимирлитиверип, уларни ишлитишни үгиниду. Авал у өмләйду, андин дәм-дәм басиду, буниңдин кейин жүгрәшниму үгиниду *. Амма буниң гимнастқа қандақ мунасивити бар? Һавада мурәккәп һәрикәтләрни маһирлиқ вә ениқлиқ билән орунлиниватқан спортчини көргиниңиздә, тениниң булҗунлири узақ вақит давамида мәшиқ қилинғанлиғиға һеч гуманиңиз болмайду. Мундақ маһирлиқ өзидин өзи кәлмәйду, бу узақ мәшиқлинишниң нәтиҗиси. Муқәддәс китапта «бәдәнни мәшиқләндүрүш азирақ пайда әкелиду» дәп ейтилған. Униңға қариғанда роһий уқумимизни мәшиқләндүргәнлигимиз нәқәдәр пайдилиқ әмәсму?! (Тимотийға 1-хәт 4:8).

13. Роһий уқумимизни қандақ қилип мәшиқләндүрәләймиз?

13 Биз бу китапта Йәһваға садақәтмән болуп қелиш үчүн уқумни қандақ мәшиқләндүрүшкә болидиғанлиғи һәққидә көп муһакимә қилдуқ. Күндилик һаятиңизда қарарлар чиқарғанда, Худаниң принциплирини вә қанунлирини дуа қилип қараштуруң. Өзүңиздин мундақ дәп сораң: «Муқәддәс китапта буниңға тегишлик қандақ қанунлар яки принциплар бар? Уларни қандақ қоллансам болиду? Чиқарған қарарим асмандики Атамни хурсән қиламду?» (Пәнд-нәсиһәтләр 3:5, 6; Яқуп 1:5ни оқуң). Мошу усулда қилған һәрбир қарариңиз уқумиңизни мәшиқләндүрүшни давамлаштуриду. Бу болса роһий җәһәттин йетилгән адәм болуп қелишиңизға ярдәм бериду.

14. Роһий җәһәттин өсүш үчүн немигә тәшна болушимиз керәк, лекин қандақ хәвп-хәтәр бар екәнлигини әстә тутушимиз лазим?

14 Гәрчә роһий җәһәттин йетилсәкму, роһий өсүшни давамлаштуралаймиз. Өсүшимиз үчүн ғизалинишимиз муһим. Шуңа әлчи Паул йетилгән адәмниң «қаттиқ тамақ» йейиши керәклигини ейтқан. Етиқадимизни мустәһкәмләшниң асасий усули — «қаттиқ» роһий тамақ билән озуқлинишни тохтатмаслиқ. Билгәнлириңизни тоғра қоллансиңиз, дана болисиз, Муқәддәс китапта болса: «Даналиқ дегән һәммә ишниң әң бешидур»,— дәп ейтилған. Шуңа биз роһий ач екәнлигимизни билип, асмандики Атимиз бериватқан һәқиқәткә тәшна болушимиз лазим (Пәнд-нәсиһәтләр 4:5—7; Петрусниң 1-хети 2:2). Лекин билим билән даналиққа егә болғанлиғимиз мәғрурлинишқа сәвәп болмаслиғи керәк. Жүригимиздә мәғрурлуқ яки башқа аҗизлиқлар пәйда болуп, йилтиз тартип кәтмәслиги үчүн өзүмизни дайим тәкшүрүп турушимиз зөрүр. Әлчи Паул мундақ дегән: «Өзүңларни биз етиқаттиму дәп тәкшүрәп, синап көрүңлар» (Коринтлиқларға 2-хәт 13:5).

15. Немишкә роһий җәһәттин өсүш үчүн меһир-муһәббәт муһим?

15 Адәм күчлүк вә сағлам болсиму, озуқлиниши вә өзини асриши зөрүр. Роһий җәһәттин йетилип, Худа билән йеқин мунасивәтни сақлаш үчүн немә һаҗәт? Әң авал, меһир-муһәббәт һаҗәт. Биз Йәһваға вә етиқатдашлиримизға меһир-муһәббәтни риваҗландурушни давамлаштурушимиз керәк. Биздә меһир-муһәббәт болмиса, билимимиз билән һәммә ишлиримизниң қуруқ гәп охшаш һеч пайдиси болмайду (Коринтлиқларға 1-хәт 13:1—3). Әгәр биздә меһир-муһәббәт болса, роһий җәһәттин йетилип, өсүшни давамлаштуриверимиз.

ЙӘҺВА БЕРИВАТҚАН ҮМҮТНИ НӘЗӘРИҢИЗДИН ЙОҚАТМАҢ

16. Шәйтан адәмләргә қандақ ойларни бериду вә Йәһва бизни қандақ һимайә билән тәминләйду?

16 Үчинчидин, биз бар нәзәримизни Йәһва беридиған үмүткә тиклишимиз керәк. Мәсиһниң һәқиқий избасари сүпитидә йетилишиңиз үчүн, сиз пикир қилиш тәрзиңизни һимайә қилишиңиз керәк. Мошу дунияниң һөкүмрани, Шәйтан, адәмләргә сәлбий, көңүлни чүширидиған, гуман туғдуридиған ойларни беришкә маһир (Әфәсликләргә 2:2). Яғачтин селинған өйгә чирик чүшкәнлиги хәтәрлик болғинидәк, мәсиһийниң мошундақ ойларға берилгиниму наһайити хәтәрлик. Бәхтимизгә яриша, Худа өзүмизни һимайә қилиш үчүн һаҗәт болған қурални, йәни үмүтни бериду.

17. Муқәддәс китапта үмүтниң муһимлиғи қандақ тәкитләнгән?

17 Муқәддәс китапта Шәйтанға вә мошу дунияға қарши күрәш қилишқа ярдәм беридиған роһий қурал-ярақниң һәрқайсиси атап өтүлгән. Мәсилән, униң бири — дубулға, йәни «қутқузулушқа болған үмүт» (Салоникилиқларға 1-хәт 5:8). Қедимий заманда әскәр дубулғиси болмиса, җәңдә аман қалалмайдиғанлиғини биләтти. Адәттә төмүрдин ясалған дубулғиниң ичигә кигиз яки терини қаплатти. Шу сәвәптин, әскәрниң бешиға тәгкән зәрбәләрниң көпинчиси җиддий зәхим кәлтүрмигән. Дубулға башни һимайә қилғандәк, үмүтму пикир қилиш тәрзиңизни һимайә қилалайду.

18, 19. Әйса үмүтни сақлашта қандақ үлгә көрсәтти вә биз униңға қандақ тәқлит қилалаймиз?

18 Әйса үмүтини дайим әстә сақлап, әҗайип үлгә көрсәтти. Йәрдики һаятиниң ахирқи кечи униң немиләрни баштин кәчүргәнлигини әскә елиң: йеқин дости пул дәп униңға сатқунлуқ қилди; йәнә бир дости униңдин тенивалди, башқилири болса, уни ташлап, қечип кәтти; жутдашлири қарши чиқип, униң түврүккә миқлинип өлтүрүлүшини тәләп қилди. Әлвәттә, һечқайсимиз Әйса Мәсиһниңкидәк синақларға дуч кәлмәйдиғандимиз. Мошундақ синақларға бәрдашлиқ беришкә униңға немә ярдәм бәрди? Ибранийларға 12:2дә йезилғандәк, «у өзини күтүватқан хошаллиқ үчүн шәрмәндичиликкә писәң қилмай, азап түвригини бәрдашлиқ билән чидап, Худа тәхтиниң оң тәрипидә олтарди». Әйса «өзини күтүватқан хошаллиқни» дайим әстә тутқан.

19 Әйсани қандақ хошаллиқ күтүп турған? У ахирғичә бәрдашлиқ бәрсә, Йәһваниң муқәддәс исминиң улуқлинишиға һәссисини қошуп, Шәйтанниң ялғанчи екәнлигидин испат берәләйдиғанлиғини биләтти. Униңға башқа һечқандақ нәрсә шунчилик зор хошаллиқ әкәлмәтти! Шундақла Әйса садақәтмәнлигини сақлиғини үчүн Худаниң зор бәрикитигә еришидиғанлиғини һәм асмандики Атиси билән қайта көрүшидиғанлиғини биләтти. Һаятиниң әң еғир пәйтлиридә Әйса мошу әҗайип үмүт һәққидә ойлиған. Бизму шундақ қилишимиз керәк. Бизниму келәчәктә шат-хорамлиқ күтмәктә. Һәрбиримиз Алланиң улуқ исминиң муқәддәс қилинишиға һәссә қошуш шан-шәрипигә ериштуқ. Пәрвәрдигарни Һөкүмранимиз сүпитидә етирап қилип, һечқандақ синақларға қаримастин Атимизниң меһир-муһәббитидин айрилмисақ, Шәйтанниң ялғанчи екәнлигини дәлилләймиз.

20. Үмүтиңизни йоқатмаслиққа вә иҗабий ой-пикирни сақлашқа немә ярдәм бериду?

20 Йәһва Худа садақәтмән хизмәтчилирини мукапатлашни халапла қоймай, шундақ қилишқа интизардур (Йәшая 30:18; Малаки 3:10ни оқуң). Сөйүмлүк бәндилириниң арзу-тиләклирини орунлаш Уни шат-хорам қилиду (Зәбур 37:4). Шуңа сизни күтүп турған үмүтни дайим ядиңизда сақлаң. Шәйтан дуниясиниң сәлбий, әхлақсиз, бузулған пикир қилиш тәрзигә һечқачан берилмәң. Мошу дунияниң роһи ойиңизға вә қәлбиңизгә сиңиватқанлиғини байқисиңиз, «һәрқандақ ой-пикирдин үстүн туридиған Тәңриниң течлиғини» сорап, Йәһваға қизғин дуа қилиң. Худадин кәлгән бу течлиқ қәлбиңизни вә ойиңизни һимайә қилиду (Филипиликләргә 4:6, 7).

21, 22. а) «Бүйүк көпчиликниң» қандақ әҗайип үмүти бар? ә) Қайси үмүтиңизниң орунланғанлиғини тақәтсизлик билән күтисиз һәм сиз немә қилишқа бәл бағлидиңиз?

21 Бизни һәқиқәтән әҗайип үмүт күтүп турмақта! Әгәр «бүйүк апәттин» аман қалидиған «бүйүк көпчиликниң» қатарида болсиңиз, сизни қандақ һаят күтүватқанлиғини тәсәввур қилип көрүң (Вәһий 7:9, 14). Шәйтан вә униң җинлири йоқ қилинғанда, қанчилик йеник болидиғанлиғини тәсәввур қилиш қийин болуши мүмкин. Чүнки һечқайсимиз Шәйтанниң һалакәтлик тәсиридин хали яшимиған. Шәйтанниң тәсиридин қутулуп, Әйса вә униң билән һөкүмранлиқ қилишқа талланған 144000 адәмниң рәһбәрлиги астида йәрни җәннәткә айландуруш ишиға қатнишиш зор хурсәнлик елип келиду. Кесәлликләрниң тамамән йоқ қилинишини көрүш, көз жумған йеқинлиримиз тирилгәндә, уларни қарши елиш һәм Худа дәсләптә нийәт қилғандәк һаят кәчүрүш мүмкинчилиги бизни һаяҗанландурмамду?! Мукәммәлликкә йеқинлашқансири, бизни күтүп турған бүйүк мукапатқа, «Худаниң пәрзәнтлириниң шәрәплик әркинлигигә», еришиш күни техиму йеқинлишиду (Римлиқларға 8:21).

22 Йәһва Худа сизниң һәтта хиялиңизғиму кәлмигән әркинликкә еришишиңизни халайду. Бу әркинликкә егә болуш итаәтчанлиғиңизға бағлиқ. Аллаға күндин күнгә итаәтчан болуш үчүн һазирдин башлап бар күчимизни чиқиришқа әрзимәмду? Шуңа, Худаниң меһир-муһәббитидә мәңгү қелиш үчүн өзүңизни муқәддәс етиқадиңизниң асасида мустәһкәмләшни давамлаштуруң!

^ 12-абзац Алимларниң ейтишичә, инсан проприоцепция дәп атилидиған сезимгә егә болуп, бу түпәйли пут-қолиниң һәрикитини йөнәлдүрәләйду. Мәсилән, бу сезим арқилиқ көзүңизни жумуп чавак чалалайсиз. Бу сезимни йоқатқан бир бемар аял туруш, жүрүш вә һәтта олтуруш қабилийитидин айрилип қалған.