Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

9-БӨЛҮМ

Исраилларниң падиша тәләп қилиши

Исраилларниң падиша тәләп қилиши

Исраилниң тунҗа падишаси Саулниң Йәһваға бойсунмаслиғи; Саулниң орниға Давутниң падиша болуши вә Худа билән Давутниң мәңгүлүк падишалиқ келишим түзүши

ШИМШОНДИН кейин Самуил Исраилда пәйғәмбәр һәм һаким болди. Исраиллиқлар, башқа милләтләргә охшаш өзлиригә бир инсан падишаси тайинлап беришини қайта-қайта сориди. Гәрчә мошу тәләп Йәһваға яқмиған болсиму, У, Самуилни уларниң тәливини қобул қилип, Саул исимлик бир кәмтәр кишини падиша болушқа таллиди. Амма вақит өтүп, Саул һакавур вә Худаға бойсунмайдиған болувалди. Йәһва униңдин баш тартип һәм Самуилға Саулниң орниға Давут исимлик яш кишини падиша қилип тайинлашни ейтти. Лекин Давут падиша болуп тәхтткә олтарғичә, нурғун жиллар өтүп кәтти.

Яш Давут, Саул падишаниң қошунидики акилирини йоқлап барған. У җәңчиләрниң дүшмән қошунидики Җолят исимлик бир палвандин қорқуп кәткәнлигини көрди. Җолят Исраилниң Худасини һақарәтләватқинини байқиди. Дәрғәзәпкә кәлгән Давут шу палванниң җәңгә чақиришини қобул қилди. Пәқәт бирла салға вә бир қанчә ташлар билән қуралланған Давут, үч метрчә егизликтики рәқиби билән тутушқили чүшти. Җолят Давутни мәсхирә қилғанда, Давут мундақ дегән еди: «Мән у палванға қариғанда көп күчлүк, чүнки мән Йәһва Худаниң исми билән җәңгә чүштүм». Давут бир тал таш биләнла Җолятни йәргә жиқитти вә униң қиличи билән каллисини кәсти. Буни көргән филистинийләр қошунлири қорққинидин қечип кәтти.

Давутниң батурлиғиға қайил болған Саул падиша Давутни өз қошуниниң сәркәрдиси қилди. Амма Давутниң җәң ғәлбилири Саулниң һәсәтхорлуғини қозғиди. Давут һаятини сақлап қелиш үчүн нурғун жиллар қачқун болуп жүрди. Лекин Саул Йәһва Худа тәрипидин падиша болуп тайинланған сәвәвидин Давут униңға садақәтмәнлигини сақлиди. Ахири, Саул җәңдә өлди. Узақ өтмәй, Йәһва вәдә қилғандәк, Давут падишалиқ тәхтидә олтарди.

«Мән болсам униң падишалиқ тәхтини әбәткичә сабит [мустәһкәм] қилурмән» (Самуилниң 2-язмиси 7:13).

Давут падиша Йәһва Худа үчүн ибадәтхана селишни арзу қилған. Амма Йәһва, ибадәтханини Давут әмәс, бәлки униң оғли Сулайман салидиғанлиғини ейтти. Лекин Худа Давут билән әҗайип бир келишим түзүш арқилиқ уни мукапатлиди: Давутниң әвлатлири арисидин, һечқандақ падишалиққа охшимайдиған бир Падишалиқ келип чиқиду; әң ахирида, Ерәм бағда вәдә қилған нәсил, йәни Қутқазғучи ниҗаткар, мәйданға келиду; у Худа тәрипидин Мәсиһ болуп тайинлиниду; Пәрвәрдигар Йәһва, Мәсиһни бир һөкүмәт йәни Падишалиқниң мәңгүлүк Һөкүмрани болиду дәп вәдә бәргән еди.

Чоңқур миннәтдарлиғини билдүрүш йүзисидин, Давут ибадәтхана селиш үчүн нурғунлиған қурулуш материаллирини вә қиммәтлик металларни жиғип топлиди. Йәнә Давут Худаниң илһами билән нурғун Зәбур шеирлирини язған еди. Өмриниң ахирқи күнлиридә у мундақ дегән еди: «Худавәндиниң роһий мениң васитәм бирлә сөз қилғач униң калами тилимда бар» (Самуилниң 2-язмиси 23:2).

Самуилниң 1-язмиси; Самуилниң 2-язмиси; Тарихнамә 1-язмиси; Йәшая 9:7; Мәтта 21:9; Луқа 1:32; Йоһан 7:42гә асасланған.