Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

10-БӨЛҮМ

Сулайманниң даналиқ билән һөкүмранлиқ қилиши

Сулайманниң даналиқ билән һөкүмранлиқ қилиши

Йәһваниң Сулайман падишаға әқил-парасәт ата қилиши; Сулайманниң һөкүмранлиқ дәвридә исраиллиқларниң әҗайип тинчлиққа егә болуп, гүлләп ронақ тепиши

ӘГӘР бир милләт кишилириниң һәммиси, һәтта һөкүмрани бирликтә, Пәрвәрдигар Йәһваниң һөкүмранлиқ һоқуқини қобул қилип, униң қаидә-қанунлириға бойсунса, улар қандақ турмушқа егә болалайду? Мошу соалға, Сулайман падишаниң 40 жиллиқ һөкүмранлиқ дәвридә җавап берилгән еди.

Давут өлүштин илгири, у өз оғли Сулайманни тәхт вариси қилип тайинланди. Сулайманниң чүшидә, Худа уни өзиниң өтүнүшини ейтишқа чақирди. Сулайман, кишиләргә адиллиқ вә билим билән һөкүмранлиқ қилиш үчүн әқил-парасәт вә илим-мәрипәт сориди. Йәһва наһайити хошал болди вә Сулайманни данишмән һәм өткүр зеһинлик қилди. Йәһва йәнә әгәр Сулайман итаәтчанлиқни сақлиса, уни мал-дуния, шан-шөһрәт вә узун өмүргә егә қилидиғанлиғи тоғрисида вәдә бәргән еди.

Сулайман ақиланә һөкүми билән даң чиқарди. Бир қетим, икки аял һәр иккилиси бир оғул бовақни өзиниң балиси дәп талаш-тартиш қилишқанда, Сулайман бовақни парчилап икки қилип, у икки аялға бир парчидин бөлүп беришкә буйриди. Бир аял униңға қошулди. Бирақ бовақниң һәқиқий аниси дәрһал балини йәнә бир аялға беришни өтүнүп ялвурди. Сулайман рәһимдил аялниң балиниң һәқиқий аниси екәнлигини ениқ көрүп йәтти вә балини униңға бәрди. Узун өтмәй, барчә исраиллиқлар мошу һөкүм қарарини аңлиди вә Худаниң әқил-параситиниң Сулайманға берилгәнлигини тонуп йетишти.

Сулайманниң әң улуқ төһписиниң бири, Йәһваниң ибадәтханисини селиш болған еди. Йерусалимдики бу һәйвәтлик вә сәлтәнәтлик қурулуш исраиллиқларниң Худаға ибадәт қилдиған мәркизий җайи болатти. Ибадәтханиниң ечилиш мәрасимида, Сулайман мундақ дуа қилди: «Мана асманлар билән асманларниң асмини сени сиғдуралмас, ундақ болса мән ясиған өй сени қандақ сиғдуралайдур» (Падишалар 1-язма 8:27).

Сулайманниң шан-шөһрити башқа әлләргә, һәтта, Әрәбстандики Шәба дегән җайларғичә тарқалған еди. Шәбаниң аял падишаси Сулайманниң шан-шөһрити вә мал-дуниясини көрүп беқиш һәм униң данишмәнлигини синаш үчүн Йерусалимға барди. Сулайманниң әқил-параситини вә Исраилниң гүлләп ронақ тапқанлиғини көрүп тәсирләнгән аял падиша, шундақ бир падишани тәхткә олтурғузған Пәрвәрдигар Йәһвани мәдһийләп, униңға һәмдусана ейтқан еди. Һәқиқәтән, Йәһваниң илтипати билән Сулайманниң һөкүмранлиқ дәври қедимқи Исраил тарихида, әң гүлләп ронақ тапқан вә тинч-аманлиққа толған еди.

Әпсуслинарлиғи, Сулайман падиша давамлиқ Пәрвәрдигар Йәһва ата қилған әқил-парасәткә мувапиқ яшаштин ваз кәчти. У Худаниң буйруқлириға пәрва қилмай, нәччә йүзлигән аялларни алған еди, һәтта уларниң арисида ғәйри илаһларға чоқунидиған аялларму бар еди. Аста-аста униң аяллири Сулайманни Йәһвадин жирақлаштуруп, униң қәлбини бут илаһларға чоқунушқа майил қилди. Йәһва, Сулайманға униң падишалиғи бөлүнүп, униңдин елинип кетидиғанлиғини ейтти. Сулайманниң атиси Давут падиша сәвәплик, падишалиқниң пәқәт қисмән бир бөлигила униң әвлатлириға қалдурулатти. Гәрчә Сулайман, Йәһваға итаәтчанлиқ билән ибадәт қилиштин тохтиған болсиму, Йәһва Давут билән түзгән падишалиқ келишимигә давамлиқ садиқ болған еди.

Падишалар 1-язма 1—11-бап; Тарихнамә 2-язма 1—9-бап; Қанун шәрһи 17:17гә асасланған.