Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

17-БӨЛҮМ

Әйса пәйғәмбәрниң Худа Падишалиғи тоғрисида тәлим бериши

Әйса пәйғәмбәрниң Худа Падишалиғи тоғрисида тәлим бериши

Әйса пәйғәмбәрниң өз шагиртлириға нурғун тәлимләрни бериши, болупму Худа Падишалиғи дегән муһим бир мавзуни алаһидә тәкитлиши

ӘЙСАНИҢ йәрдики вәзиписи немә болған? У мундақ дегән: «Худаниң Падишалиғини бәшарәт қилмиғим керәктур чүнки шуниң үчүн әвәтилдим» (Луқа 4:43). Әйсаниң мошу Худа Падишалиғи тоғрисидики төрт муһим нуқтини мулаһизә қилип бақайли.

1. Әйсаниң падиша болуши. Әйса, өзиниң вәдә қилинған Мәсиһ екәнлигини ейтқан (Йоһан 4:25, 26). У йәнә өзиниң Даниял пәйғәмбәр көргән ғайибанә көрүнүштики падиша екәнлигини көрсәткән Шагиртлириға бир күни өзиниң «шанлиқ тәхтидә» вә башқиларниңму униң билән биргә тәхтләрдә олтуридиғанлиғини ейтқан (Мәтта 19:28). У мошу һөкүмранларни «кичик пада» дәп һәм , улардин башқа йәнә бир чоң топ кишиләрни «башқа қойлурум»,— дәп атиған (Луқа 12:32; Йоһан 10:16).

2. Худа Падишалиғи һәқиқий адиллиқни орнитиду. Шәйтанниң ерәм бағдики исйан көтүрүшидин башлап, Худа Йәһваниң исмиға қилинған барлиқ һақарәтлик әйипләшләрни йоқутуш вә мошу исимни улуғлап муқәддәс қилиш арқилиқ Худа падишалиғиниң әң чоң наһәқчиликни йәни адилсизлиқни йоқ қилидиғанлиқини Әйса пәйғәмбәр ашкарлиған иди (Мәтта 6:9, 10). Әйса әр-аял, бай-кәмбәғәл дәп айримай, һәр күни тәлим бериш арқилиқ һәммигә тәң көз қарайдиғанлиғини көрсәткән. Униң вәзиписи асаслиғи исраиллиқларға әвәтилгән болсиму, лекин йәһудий әмәсләргиму ярдәм қолини сунған еди. У, шу замандики диний йетәкчилиридәк айримчилиқ қилмиған еди.

3. Худа Падишаһлиғи бу дунияға мәнсуп әмәс. Әйса яшиған дәвирдә җәмийәттә қалаймиқанчилиқ көп болған. Униң журти чәт әл һакимийитиниң башқуруши астида еди. Гәрчә шундақ болсиму, кишиләр Әйсани сәясий ишларға арилаштурушқа урунуп баққанда, у рәт қилип кетип қалған (Йоһан 6:14, 15). Әйса, бир римлиқ һөкүмранға: «Мениң падишалиғим бу дуниядин әмәс»,— дегән (Йоһан 18:36). У һәм өз шагиртлириға: «бу дунияға мәнсуп әмәссиләр»,— дегән еди (Йоһан 15:19). Һәтта улар Әйсани қоғдимақчи болғанда, у шагиртлириниң җәң қураллирини ишлитишигә рухсәт қилмиған (Мәтта 26:51, 52).

4. Мәсиһниң һөкүмранлиғи меһир-муһәббәткә асасланған. Әйса кишиләрниң жүкини йениклитип, уларға көңүл арамлиғи беришни вәдә қилған еди (Мәтта 11:28—30). У өз сөзигә әмәл қилған. Тағдики вәз ейтиш дәп аталған нутқида, у ғәм-әндишигә тақабил туруш, башқилар билән мунасивәтни яхшилаш, байлиқ қоғлишиштин халий болуш вә бәхит-саадәт тепиш қатарлиқ әмәлий мәслиһәтләрни бәргән иди (Мәтта 5—7 бап). Чүнки у һәммә кишигә меһир-муһәббәт көрсәткәчкә, һәрхил кишиләр һәтта әң езилгәнләр униңға әркин-азадә йеқинлашқан вә Әйсаниң уларға меһриванлиқ вә һөрмәт билән муамилә қилидиғанлиғиға ишәнч қилған еди. Әйса, немә дегән яхши һөкүмран болалайду -һә!

Әйса Худа Падишалиғи тоғрисида әң үнүмлүк усул билән тәлим бәргән йәни нурғун мөҗүзиләрни көрсәткән еди. Немә үчүн у шундақ қилған? Қени, бирликтә қараштурайли.

Мәтта, Марк, Луқа вә Йоһан китаплириға асасланған.