Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

19-БӨЛҮМ

Әйсаниң заман ахири һәққидики бешарити

Әйсаниң заман ахири һәққидики бешарити

Әйса, өзиниң падиша болуши һәм заман ахириниң аламәти һәққидә бәшарәт бериши

ЙЕРУСАЛИМ вә униң ибадәтханисиниң гөзәл мәнзириси көрүнүп туридиған зәйтун теғида, төрт шагирт аста келип Әйсадин илгири ейтқан сөзлирини чүшәндүрүшини сориғанда, у, Йерусалимдики ибадәтханиниң вәйран қилиндиғанлиғини ейтқан. У бурун уларға ахир заман тоғрисида ейтқан (Мәтта 13:40, 49). Шуңа, шагиртлири униңдин «Бу дегәнлириңиз қачан йүз бериду? Сизниң вә заман ахириниң келишини билдуридиған қандақ бәшарәтләр болиду»,— дәп сориған (Мәтта 24:3).

Әйса җавап берип, Йерусалим вәйран болуштин авал немә иш йүз беридиғанлиғини ейтқан. Униң сөзи пәқәт шуниң билән чәкләнмәстин, йәнә кәлгүсидә пүтүн дунияда йүз беридиған ишларниң бешарити болған еди. Әйса кәлгүсидә йүз беридиған бир қатар вәқиәләрдин тәркип тапқан мурәккәп бир аламәт һәққидә бәшарәт бәргән. Шуниң йәр йүзидә көрүнүши Әйсаниң падишалиқ һоқуқини асманда жүргүзүшни башлиғанлиғини көрситәтти. Демәк, шу аламәт Йәһва Худаниң, Әйсани узун заманлар илгири вәдә қилинған Мәсиһ Падишалиқниң тәхтигә олтурғузғанлиғини билдүрәтти. Шу аламәт йәнә падишаһлиқ пат-арида рәзилликләрни йоқ қилип, инсанийәткә теч-аманлиқ елип келиш керәк еди. Шуңа, Әйса алдин ейтқан әшу ишлар, рәзил дуния түзүминиң йәни диний, сәясий, иҗтимаий түзүмләрниң ахири йеқин қалғанлиғини вә йеңи дуния орнитилғанлиғини көрсәткән.

Әйса асманда падиша болғинида, йәр йүзидә немә ишларниң йүз беридиғанлиғини чүшәндүрүп, дуния урушлири, ашлиқ тапчилиғи, чоң йәр тәврәшләр, һәрхил вапа кесәлликлириниң пәйда болидиғанлиғини вә җинайәтләрниң көпийишини һәм шуниң билән биргә, Әйсаниң һәқиқий әгәшкүчилири йәр йүзиниң һәммә җайлирида, Худа Падишалиғиниң хуш хәвирини тарқитидиғанлиғини ейтқан еди. Ахирида дуния яритилғандин буян көрүлүп бақмиған «чоң балаю-апәтлик» күнләр келиду (Мәтта 24:21).

Ундақта, Әйсаниң әгәшкүчилири шу балаю-апәтлик күнләрниң йеқинлашқанлиғини қандақ биләтти? Әйса: «Әнҗир дәриғидин савақ елиңлар»,— дегән еди (Мәтта 24:32). Әнҗир шахлириниң бихлап жумран йопурмақларни чиқириши язниң келишигә аз қалғанлиғиниң бәлгүсидур. Шуниңға охшаш, Әйса алдин ейтқан барчә ишларниң бир вақит җәриянида йүз бериши, ахир заман күнлириниң ахирлишишқа аз қалғанлиғиниң ениқ бәлгүсидур. Әйса, чоң балаю-апәтләрниң дәл қайси күн, қайси вақит-саатта башлинидиғанлиғини Худадин башқа һеч ким ениқ билмәйду дәп ейтқан. Шуңа у «Пәхәс болуңлар, сәгәк болуңлар, чүнки у вақит-саатниң қачан келидиғанлиғини билмәйсиләр» дәп, өз шагиртлирини агаһландурған (Марк 13:33).

Мәтта 24 вә 25; Марк 13; Луқа 21гә асасланған.

^ 14-абзац Әйсаниң бәшарити тоғрисида көпирәк мәлуматларға еришиш үчүн Йәһва гувачилири нәшир қилған «Муқәддәс китапта немә ейтилиду?» дегән китапниң 9-бабиға қараң.