Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

25-БӨЛҮМ

Меһир-муһәббәт, жүрүш-туруш вә етиқат тоғрисидики нәсиһәтләр

Меһир-муһәббәт, жүрүш-туруш вә етиқат тоғрисидики нәсиһәтләр

Яқуп, Петрус, Йоһан вә Йәһуда қатарлиқ ақсақалларниң хәт йезип етиқатдашлирини илһамландуруши

ЯҚУП вә Йәһуда Әйсаниң ана бир қериндашлири болуп Мәрийәмниң оғуллири еди. Петрус билән Йоһан болса Әйсаниң 12 шагиртлиридин болған. Мошу төрт киши Худаниң илһами билән Инҗилдики җәми 7 хәтни язған. Һәр бир хәтниң нами уларниң исми билән аталған. Шу хәтләрдә, тоғра ибадәт қилғучиларниң Йәһваға вә униң падишалиғиға болған садақәтмәнлигини сақлаш үчүн агаһландурушлар бар.

Етиқатни көрситиш. Пәқәт етиқатим бар дәп давраң салғанға иш пүтмәйду. Һәқиқий етиқат һәрикәт қилишқа йетәкләйду. Яқуп: «Әмәлияти йоқ ишәнчму өлүктүр»,— дәп язған (Яқуп 2:26). Синақларға дуч кәлгәндә, етиқатта чиң туруш сәвирчанлиқни йетилдүриду. Синақларда етиқатчилар Худа әқил-парасәт беридиғанлиғиға чоқум ишиниду. Сәвирчан болуш Худаниң мақуллишиға ериштүриду (Яқуп 1:2—6, 12). Әгәр бир киши етиқатта чиң туруп садақәтмәнлигини сақлиса, Йәһва Худаниң нәзәридин сирт қалмайду. Яқуп мундақ дегән: «Худаға йеқинлишиңлар, Худаму силәргә йеқинлишиду» (Яқуп 4:8).

Етиқатчиниң аздурулушқа вә әхлақсизлиққа қарши туруш үчүн күчлүк етиқат болуши зөрүр. Шу заманда җәмиәтниң әхлақсиз қилмишлар билән толуп кетиши, Йәһуданиң етиқатчи қериндашлирини: Иман үчүн күрәш қилиңлар дәп рәғбәтләндүргән (Йәһуда 3).

Худаниң өлчәмлиригә лайиқ жүрүш-туруш. Йәһва өзигә ибадәт қилғучиларниң муқәддәс болушини йәни һәр җәһәттин пакизә болушини тәләп қилиду. Петрус: «Һәммә ишлириңларда пак болуңлар, чүнки силәрни чақирған Худа пактур»,— дегән (Петрусниң 1-хети 1:15, 16). Ибадәт қилғучилар үчүн Петрус мундақ дегән: «Әйса Мәсиһму силәр үчүн азап-оқубәт чекип, силәрни Өзиниң изидин маңсун дәп силәргә үлгә қалдурди» (Петрусниң 1-хети 2:21). Һәқиқий ибадәт қилғучилар Худаниң өлчәмлиригә лайиқ яшиғачқа азап-оқубәткә дучар болсиму, вижданини сақлалайду (Петрусниң 3:16, 17). Петрус етиқатчиларни жүрүш-турушта муқәддәс болуп, тәквадарлиқ билән Худаниң һөкүм күнини вә вәдә қилинған адаләтлик орун алидиған йеңи дунияни интизарлиқ билән күтүшкә үндигән еди (Петрусниң 2-хети 3:11—13).

«Худаға йеқинлишиңлар, Худаму силәргә йеқинлишиду» (Яқуп 4:8).

Меһир-муһәббәт көрситиш. Йоһан: «Худа өзи муһәббәттур»,— дәп язған. Худа Мәсиһ Әйсани «гуналиримиз үчүн қурбанлиқ» сүпитидә әветип, өзиниң чоңқур меһир-муһәббитини көрсәтти. Етиқатчилар буниңға қандақ инкас қайтуриши керәк? Йоһан «қәдирлик қериндашлар, Худа бизгә шу қәдәр меһир-муһәббәт көрсәткән йәрдә, бизму бир-биримизгә меһир-муһәббәт көрситишимиз керәк»,— дегән (Йоһанниң 1-хети 4:8—11, УМКЖ). Шундақ меһир-муһәббәт көрситишниң бир усули, етиқатдашлириға меһмандост болуштур (Йоһанниң 3-хети 5—8).

Йәһвагә ибадәт қилғучилар униңға болған меһир-муһәббитини қандақ көрситәләйду? Йоһан мундақ җавап бәргән: «Худани сөйүш — Униң әмирлиригә әмәл қилиш демәктур. Униң әмирлириму еғир әмәс» (Йоһанниң 1-хети 5:3; Йоһанниң 2-хети 6-айәт). Муқәддәс китапта мундақ капаләт берилгәнки Худаға бойсунғучилар, униң меһир-муһәббитидә яшап вә мәңгү һаятқа еришиши шүбһисиз (Йәһуда 21).

Яқуп; Петрусниң 1-хети; Петрусниң 2-хети; Йоһанниң 1-хети; Йоһанниң 2-хети; Йоһанниң 3-хети; Йәһуда хәтлиригә асасланған.