Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Муқәддәс китаптики асасий мавзу. Қисқичә баян

Муқәддәс китаптики асасий мавзу. Қисқичә баян
  1. Йәһва Адәм ата вә Һава анини яритип, җәннәттә мәңгү яшаш мүмкинчилигини бәрди. Шәйтанниң Худаниң исмиға һақарәт қилип, Униң һөкүмранлиқ һоқуқиға шәк кәлтүрди. Адәм ата вә Һава аниниң Шәйтан көтәргән исиянға қошулуп, әвлатлириға гуна вә өлүмни мирас етип қалдурди

  2. Йәһваниң исиянчиларға һөкүм қилиши, Нәсил вә Қутқазғучи мәйданға келип Шәйтанни йоқитиши, исиян вә гунаниң барлиқ ақиветини йоқ қилиши

  3. Йәһва Ибраһим вә Давутқа, мәңгү падиша болғучи нәсил йәни Мәсиһниң уларниң әвлатлири арисидин келип чиқидиғанлиғини вәдә қилиши

  4. Йәһва пәйғәмбәрләр арқилиқ, Әйса Мәсиһ инсанларниң гуна вә өлүмни йоқ қилиши йәни Мәсиһ Падиша сүпитидә башқилар билән биргә һөкүмранлиқ жүргүзидиғанлар билән биллә урушлар, кесәллик һәтта өлүмни йоқ қилиши тоғрисида бәшарәт бериши

  5. Йәһваниң асмандин Әйсани йәр йүзигә әвәтип, униң Мәсиһ екәнлигини ашкарилиши. Әйсаниң Худа Падишалиғи һәққидә хуш хәвәр тарқитиши вә өз һаятини қурбанлиққа бериши. Йәһва Худаниң уни роһи шәхс сүпитидә тирилдүрүши

  6. Йәһва Мәсиһни асмандики Падиша тәхтигә олтарғузуши — бу дунияниң ахири йеқинлишип қалғанлиғиниң бәлгүсидур. Дунияниң һәммә җайлирида Худа Падишалиғи һәққидә хуш хәвәрни тарқитишида, Әйса Мәсиһ йәр йүзидики әгәшкүчилириниң үстидин йетәкчилик қилиши

  7. Йәһваниң Мәсиһни йәр йүзи үстидин падишалиқ қилишқа буйруши. Шу Падишалиқниң барчә рәзил һөкүмәтләрни йоқ қилиши, йәр йүзини җәннәткә айландуруши вә тәқвадар кишиләрни мукәммәл һаләткә қайтуруши һәм Йәһваниң һөкүмранлиқ қилишқа һоқуқлуқ екәнлигини яқлиши вә исмини мәңгү муқәддәс қилиши