Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

1-САВАҚ

Йәһва гувачилири дегән кимләр?

Йәһва гувачилири дегән кимләр?

Дания

Тайвань

Венесуэла

Һиндстан

Сиз Йәһва гувачилирини шәхсән тонамсиз? Уларниң бәзилири сизниң хошниңиз, хизмәтдишиңиз яки синипдишиңиз болуши мүмкин. Бәлким, уларниң бәзилири сиз билән Муқәддәс китапни тәтқиқ қиливатқанду. Йәһва гувачилири дегән кимләр вә немишкә улар башқиларға өз диний көзқариши һәққидә вәз қилиду?

Биз адәттики адәмләр. Бизниң келип чиқишимиз вә иҗтимаий әһвалимиз һәр түрлүк. Бәзилиримиз авал башқа динда болсақ, башқилиримиз Худаға ишәнмигән едуқ. Бирақ Гувачи болуштин авал һәммимиз Муқәддәс китапниң тәлиматлирини зеһин қоюп тәтқиқ қилдуқ (Әлчиләр 17:11). Униңдин алған билимимизниң тоғра екәнлигигә көз йәткүзгәндә, һаятимизни Йәһва Худаға беғишлашни қарар қилдуқ.

Муқәддәс китапни тәтқиқ қилиштин пайда алимиз. Башқа адәмләргә охшаш, бизму қийинчилиқлиримиз вә камчилиқлиримиз билән күришимиз. Амма Муқәддәс китап принциплириға бенаән яшашқа тиришиватқанлиғимиз үчүн турмушимиз хелила яхшиланди (Зәбур 128:1, 2). Бу — Муқәддәс китаптин алған билимимизни башқилар билән бөлүшишимизниң сәвәплириниң бири.

Худаниң әхлақий өлчәмлири бойичә яшаймиз. Муқәддәс китапта йезилған бу өлчәмләр башқиларни һөрмәтләшкә вә мәнпәитини ойлашқа, шундақла растчил вә меһрибан болушқа ярдәм бериду. Шуниң билән бу өлчәмләр адәмләргә җәмийәтниң лаяқәтлик әзалири болушқа ярдәм берип, аиләвий риштиләрни мустәһкәмләйду вә әдәп-әхлақлиқ болушқа дәвәт қилиду. Худаниң «үз-хәтир қилмайдиғанлиғиға» ишәнчимиз камил болғанлиқтин, биз ирқий кәмситиш вә сәясий айримичилиқтин хали дуния йүзлүк бир қериндашлиқни тәшкил қилимиз. Гәрчә биз аддий адәмләр болсақму, башқиларға охшимайдиған өзгичә хәлиқтурмиз (Әлчиләр 4:13; 10:34, 35).

  • Йәһва гувачилириниң башқа адәмләр билән қандақ ортақлиғи бар?

  • Йәһва гувачилири Муқәддәс китаптин қандақ өлчәм-қаидиләрни үгәнгән?