Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

6-САВАҚ

Етиқатдашлиримиз билән арилишишниң қандақ пайдиси бар?

Етиқатдашлиримиз билән арилишишниң қандақ пайдиси бар?

Мадагаскар

Норвегия

Ливан

Италия

Һәтта әгәр узақ йол меңишқа тоғра кәлсиму яки һава райи бузулсиму, биз учришишларға турақлиқ қатнишимиз. Немишкә Йәһва гувачилири түрлүк қийинчилиқлириға вә иштин һерип келишигә қаримастин, етиқатдашлири билән арилишишқа интилиду?

Бу қийинчилиқларни баштин өткүзүшкә ярдәм бериду. Мәсиһий учришишларға берип жүргәнләрни көздә тутуп, әлчи Паул: «Бир-биримизгә диққәтчан болайли»,— дәп язған (Ибранийларға 10:24). Бу сөз-ибарә бир-биримизни убданирақ тонуп-билиш керәклигини билдүриду. Паулниң сөзлири бизни бурадәр-қериндашлиримизға ғәмхорлуқ қилишқа дәвәт қилиду. Әгәр биз җамаәттикиләр билән йеқинирақ арилашсақ, шу чағда бәзилириниң бизниңкигә охшаш қийинчилиқларни мувәппәқийәтлик һәл қилғанлиғини көрәләймиз. Уларниң мәслиһәтлири бизгә ярдәм берәләйду.

Һәқиқий достларни тапалаймиз. Мәсиһий учришишларға келип жүргәнләр тонушларла әмәс. Улар бизниң йеқин достлиримиз. Биз бир-биримиз билән җамаәттин сирт вә дәм елиш вақтида қоюқ арилишимиз. Мундақ арилишишниң қандақ пайдиси бар? Биз бир-биримизни техиму қәдирләймиз вә бу өз ара меһир-муһәббитимизни мустәһкәмләйду. Етиқатдашлиримиз бизниң йеқин достлиримиз болғанлиқтин, улар қийинчилиқларға дуч кәлгәндә, биз дайим ярдәм беришкә тәйяр (Пәнд-нәсиһәтләр 17:17). Җамаәтниң барлиқ әзалири билән арилишиш арқилиқ «бир-биримизгә ғәмхорлуқ қиливатқинимизни» көрситимиз (Коринтлиқларға 1-хәт 12:25, 26).

Биз сизни Худаниң ирадисини орунлаватқанларниң арисидин дост издәшкә дәвәт қилимиз. Мундақ достларни Йәһва гувачилириниң арисидин тапалайсиз. Биз билән қоюқ арилишишиңизға һечнәрсиниң тосалғу қилишиға йол қоймаң!

  • Мәсиһийләр учришишлирида етиқатдашлар билән қоюқ арилишишниң пайдиси немидә?

  • Сиз җамаитимиз билән қачан тонушмақчи?