Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

7-САВАҚ

Бизниң учришишлиримиз қандақ өтиду?

Бизниң учришишлиримиз қандақ өтиду?

Йеңи Зеландия

Япония

Уганда

Литва

Дәсләпки мәсиһийләр учришишлирида нахшиларни ейтатти, дуа қилатти вә Муқәддәс китапни оқуп, муһакимә қилатти (Коринтлиқларға 1-хәт 14:26). Уларда һечқандақ рәсим-қаидиләр болмиған. Бүгүнки күндики учришишлиримизму нәқ шундақ өтиду.

Муқәддәс китапқа асасланған тәлим һаятимизда ярдәм бериду. Дәм елиш күнлириниң биридә һәрбир җамаәттә 30 минутлуқ Муқәддәс китапқа асасланған нутуқ ейтилиду. Бу нутуқ Муқәддәс китапниң һаятимизда қандақ ярдәм беридиғанлиғини вә дунияда болуватқан вақиәләрни қандақ чүшәндүридиғанлиғини көрситиду. Учришишқа кәлгәнләрниң һәммиси Муқәддәс китапни ечип, муһакимә қилиниватқан айәтләрни диққәт билән оқушқа тәклип қилиниду. Нутуқтин кейин бир саат давамида «Күзитиш мунари» журналини тәтқиқ қилиш өткүзүлиду. Халиғучиларниң һәммиси «Күзитиш мунаридики» тәтқиққа арналған бир мақалини муһакимә қилишқа қатнишалайду. Мошундақ муһакимә Муқәддәс китаптики принципларни һаятимизда қоллинишқа ярдәм бериду. Йәр йүзидики 118000дин артуқ җамаәтләрниң һәрбиридә охшаш мақалә муһакимә қилиниду.

Тәлим бериш маһаритимизни ашуримиз. Шундақла биз һәр һәптиниң бир кечисидә учришимиз. «Мәсиһий һаятимиз вә хизмитимиз» дәп атилидиған учришиш үч қисимдин ибарәт. Учришиш һәр айда чиқидиған «Мәсиһий һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптири» намлиқ әдәбият бойичә өткүзүлиду. Бу учришишниң биринчи қисми, «Худа Сөзидики ғәзнә», җамаәт алдин-ала оқуп кәлгән Муқәддәс китапниң үзүндисини техиму яхширақ чүшинишкә ярдәм бериду. «Вәз қилиш маһаритимизни ашуримиз» дегән келәрки қисим болса, өз ичигә башқилар билән Муқәддәс китап һәққидә сөһбәтлишиш үлгилирини алиду. Мәслиһәт беридиған бурадәр оқуш вә сөзләш маһаритимизни ашурушимизға ярдәм бериду (Тимотийға 1-хәт 4:13). Учришишниң «Мәсиһий һаятимиз» намлиқ ахирқи қисмида Муқәддәс китаптики принципларни күндилик һаятимизда қоллинишқа үгинимиз. Соал-җаваплар ярдимидә өткүзүлидиған муһакимә Муқәддәс китапни чоңқурирақ чүшинишимизгә ярдәм бериду.

Учришишлиримизға қатнашсиңиз, Муқәддәс китапқа асасланған тәлим-тәрбийә сиздә чоңқур тәсир қалдуридиғанлиғи шәк-шубһисиздур (Йәшая 54:13).

  • Йәһва гувачилириниң учришишлири қандақ өтиду?

  • Һәр һәптидә өткүзүлидиған қайси учришишимизға кәлгүңиз бар?