Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

10-САВАҚ

Аиләвий ибадәт дегән немә?

Аиләвий ибадәт дегән немә?

Җәнубий Корея

Бразилия

Австралия

Гвинея

Йәһва Худа қедимдин бери бүгүнки күнгичә аилә әзалириниң биллә вақит өткүзүп, униңға йеқинлишишини вә аиләвий риштилирини мустәһкәмлишини халиған (Қанун шәрһи 6:6, 7). Мошу сәвәп билән Йәһва гувачилири аилиси билән биллә ибадәт қилиш үчүн һәр һәптә вақит бөлиду. Аиләвий ибадәт вақтида улар әркин-азадә шараитта аилисиниң еһтияҗлириға маслаштурулған роһий мавзуларни муһакимә қилиду. Сиз ялғуз турсиңизму, өзүңиз халиған мавзуни таллап, ибадәт қилишқа вақит бөлсиңиз болиду. Бу сизгә Худаға техиму йеқинлишишқа ярдәм бериду.

У сизни Йәһва Худаға йеқинлаштуриду. Муқәддәс китапта: «Худаға йеқинлишиңлар һәм уму силәргә йеқинлишиду»,— дәп йезилған (Яқуп 4:8). Худаниң Сөзини оқуш арқилиқ униң пәзиләтлири вә қилған ишлири һәққидә үгинип, Йәһвани яхширақ биливалалаймиз. Аиләвий ибадәтни башлашниң бир йоли — Муқәддәс китапни бирликтә үнлүк оқуш. Униң үчүн «Һаятимиз вә хизмитимиз» учришишиниң һәптилик җәдвилини коллансақ болиду. Аилә әзалири Муқәддәс китапниң үзүндилирини новәт билән оқуп, кейин Язмилардин немигә үгәнгәнлирини биллә муһакимә қилса болиду.

У аиләвий риштиләрни мустәһкәмләйду. Муқәддәс китапни биллә тәтқиқ қилиш әр-аялларни, ата-анилар билән пәрзәнтләрни бир-биригә йеқинлаштуриду. Тәтқиқ қилиш — барлиқ аилә әзалири тақәтсизлик билән күтидиған хошал вақиә болуши лазим. Ата-анилар материални балилириниң йешиға қарап таллиши керәк. Мәсилән, улар балилириниң мәктәптә учришидиған қийинчилиқлирини һәм уларни һәл қилиш йоллирини қараштуруп чиқиш үчүн, «Күзитиш мунари» вә «Ойғиниңлар!» журналлиридики яки jw.org торбетидики мақалиләрни қолланса болиду. Йәнә бир яхши усул — JW Broadcasting-тики (tv.pr418.com) видеоматериалларни биллә көрүп, муһакимә қилиш. Йеқин арида җамаәт учришишида ейтилидиған нахшиларни мәшиқ қилиңлар. Аиләвий ибадәттин кейин дәмлик тамаққа җәм болуп, оюнларни ойнисаңлар болиду.

Һәр һәптә Йәһва Худаға биллә ибадәт қилиш үчүн вақит бөлсиңиз, аилә әзалириңизниң һәммиси Худаниң Сөзини яхши көридиған болиду. Аиләвий ибадәтни өткүзүшкә күч салғанлиғиңлар үчүн Йәһва Худа силәрни мол бәрикәтләйду (Зәбур 1:1—3).

  • Немишкә биз аиләвий ибадәткә вақит бөлимиз?

  • Аиләвий ибадәтниң һәммисигә қизиқарлиқ болуши үчүн, ата-анилар немә қилалайду?