Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

13-САВАҚ

Пешқәдәм дегән ким?

Пешқәдәм дегән ким?

Канада

Өйму өй вәз қилиш

Муқәддәс китапни тәтқиқ қилиш

Шәхсий тәтқиқ қилиш

«Пешқәдәм» дәп көпинчә йеңи территорияләрни вә йеңи йолларни ачидиған адәмләрни атайду. Мошу мәнада Әйса Мәсиһму пешқәдәм болған. У йәр йүзигә адәмләргә хизмәт қилиш үчүн вә ниҗатлиққа йол ечиш үчүн кәлгән (Мәтта 20:28). Йәһва гувачилири униң үлгисигә тәқлит қилип, нурғун вақтини шагирт тәйярлашқа сәрип қилиду (Мәтта 28:19, 20). Уларниң бәзилири пешқәдәм болуп хизмәт атқуриду.

Пешқәдәм — толуқ вақитлиқ хизмәтчи. Йәһва гувачилириниң һәммиси хуш хәвәрни вәз қилиду. Амма уларниң бәзилири өз ишлирини уюштуруп, ейиға 70 саат вәз қилиду. Мундақ хизмәтчиләр пешқәдәмләр дәп атилиду. Бу хизмәтниң һөддисидин чиқиш үчүн, нурғунлиған пешқәдәмләр толуқ әмәс иш күнигә йөткилиду. Башқилири алаһидә еһтияҗи бар территорияләрдә мәхсус пешқәдәм болуп хизмәт қилишқа тайинлиниду. Улар һәр айда 130 саат вә униңдинму көп вәз қилиду. Пешқәдәмләр аддий һаят кәчүриду. Уларниң шуниңда ишәнчиси камилки, Йәһва Худа уларға ғәмхорлуқ қилип, һаят үчүн һаҗәтлик болған барлиқ нәрсиләрни бериду (Мәтта 6:31—33; Тимотийға 1-хәт 6:6—8). Толуқ вақитлиқ вәз қилишқа мүмкинчилиги йоқлар ейиға 30 яки 50 саат вәз қилип, ярдәмчи пешқәдәм болуп хизмәт қилалайду.

Пешқәдәм болушқа Худаға вә адәмләргә болған меһир-муһәббәт дәвәт қилиду. Әйса Мәсиһкә охшаш бизму бүгүнки күндә нурғун адәмләрниң роһий җәһәттин езилгәнлигини байқаймиз (Марк 6:34). Биз уларға һазирниң өзидә ярдәм берәләйдиған һәм келәчәккә мәһкәм үмүт берәләйдиған билим билән бөлүшәләймиз. Йенидики кишигә болған меһир-муһәббәт пешқәдәмни вақти вә күчини айимай, башқиларға роһий җәһәттин ярдәм беришкә дәвәт қилиду (Мәтта 22:39; Салоникилиқларға 1-хәт 2:8). Буниң нәтиҗисидә пешқәдәм өзиниң етиқадини мустәһкәмләйду, Йәһва Худаға техиму йеқинлишиду вә зор шат-хорамлиққа еришиду (Әлчиләр 20:35).

  • Пешқәдәмләр дегән кимләр?

  • Бәзи вәзчиләрни толуқ вақитлиқ хизмәт қилишқа немә дәвәт қилиду?