Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

18-САВАҚ

Еғир әһвалға дуч кәлгән етиқатдашлиримизға қандақ ярдәм беримиз?

Еғир әһвалға дуч кәлгән етиқатдашлиримизға қандақ ярдәм беримиз?

Доминикан Җумһурийити

Япония

Гаити

Тәбиий апәт йүз бәргәндә, Йәһва гувачилири зәрдап чәккән етиқатдашлириға дәрру ярдәм көрситиш чарилирини уюштуриду. Бу бизниң бир-биримизгә болған меһир-муһәббитимизни көрситиду (Йоһан 13:34, 35; Йоһанниң 1-хети 3:17, 18). Мундақ ярдәм немидин ибарәт?

Маддий ярдәм көрситимиз. Биринчи әсирдә Йәһудийәдә қаттиқ ачарчилиқ йүз бәргәндә, Антакядики мәсиһийләр етиқатдашлириға маддий ярдәм әвәткән (Әлчиләр 11:27—30). Шуниңға охшаш, бүгүнки күндиму бирәр мәмликәттә етиқатдашлиримиз қийинчилиқларға дуч кәлгәнлигини аңлисақ, уларға йәрлик җамаәт арқилиқ маддий ярдәм әвәтимиз (Коринтлиқларға 2-хәт 8:13—15).

Әмәлий ярдәм көрситимиз. Апәт болған җайдики ақсақаллар җамаәтниң һәрбир әзасини тепип, уларниң һалидин хәвәр елишқа тиришиду. Ярдәм көрситиш комитети озуқ-түлүк, таза су вә кийим-кечәкни тәхсим қилип, башпана вә тиббий ярдәм билән тәминләйду. Шу пәйттә қолида һүнири бар етиқатдашлар бузулған өй-җайларни вә Ибадәт өйлирини әксигә кәлтүрүш ишлириға қатнишиш үчүн өз пуллирини сәрип қилип ярдәмгә бариду. Бирақ етиқатдашлиримизға ярдәм қолимизни сунғанда, биз шундақла дини башқа адәмләрниму унтумаймиз (Галатилиқларға 6:10).

Қайғуруватқанларға тәсәлли беримиз. Тәбиий апәттин зәрдап чәккәнләр тәсәллигә алаһидә муһтаҗ. Шундақ вақитларда биз «һәрқандақ тәсәллиниң Пәрвәрдигари» болған Йәһва Худадин күч-қувәт алимиз (Коринтлиқларға 2-хәт 1:3, 4). Биз қайғуруватқанларға Худа Падишалиғиниң пат йеқинда барлиқ балаю-апәтләрни йоқ қилидиғанлиғини ейтип, Муқәддәс китаптики хуш хәвәр билән бөлүшимиз (Вәһий 21:4).

  • Немишкә Йәһва гувачилири тәбиий апәтләр вақтида дәрру ярдәмгә келәләйду?

  • Апәткә учриғанларға қандақ тәсәлли берәләймиз?