Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

26-САВАҚ

Ибадәт өйлиримизни қандақ қилип яхши һаләттә тутимиз?

Ибадәт өйлиримизни қандақ қилип яхши һаләттә тутимиз?

Эстония

Зимбабве

Моңғулстан

Пуэрто-Рико

Ибадәт өйлиримиз — Йәһва Худаға ибадәт қилидиған җай, шу сәвәптин уни таза, чирайлиқ вә яхши һаләттә тутуш — биз үчүн чоң шан-шәрәп. Ибадәт өйини бесиқтуруш вә ремонт қилип туруш — Муқәддәс хизмитимизниң муһим бир қисми. Бу ишқа халиғучиларниң һәммиси қатнишалайду.

Учришиштин кейин Ибадәт өйини бесиқтурушқа өз һәссиңизни қошуң. Һәрбир учришиштин кейин йеник бесиқтуруш ишлири жүргүзүлиду. Ибадәт өйи һәптисигә бир қетим пухтирақ тазилиниду. Ақсақал яки хизмәт ярдәмчилириниң бири бесиқтуруш көрсәтмилиригә риайә қилип, тапшуруқларни бөлүп бериду. Адәттә бурадәр-қериндашлар Ибадәт өйини сүпүриду, жуюду, чаңларни сүртиду, орундуқларни рәтләйду, һаҗәтханиларни жуюп, дезинфекция қилиду, ишик-деризиләрни вә әйнәкләрни сүртиду, әхләтләрни сиртқа чиқирип, һойла-арамни тазилайду. Кам дегәндә жилиға бир қетим Ибадәт өйидә чоң бесиқтуруш қилинип, ичи-теши пүтүнләй бесиқтурулиду. Балилиримизға бәзи тапшуруқларни бериш арқилиқ уларни учришишлар өтидиған җайни һөрмәтләшкә үгитимиз (Вәз 5:1).

Һаҗәтлик ремонт ишлирида ярдәм бериң. Һәр жили Ибадәт өйиниң ичи вә сирти синчилинип, тәкшүрүлиду. Ибадәт өйигә турақлиқ ғәмхорлуқ қилиш уни яхши һаләттә сақлап, артуқ чиқимлардин хали болушқа ярдәм бериду (Тарихнамә 2-язма 24:13; 34:10). Таза вә рәтлик сақланған Ибадәт өйи — Худайимизға ибадәт қилиш үчүн лайиқ орун. Ибадәт өйини ремонт қилишиға вә униң таза болушиға һәссимизни қошуш Йәһва Худаға болған меһир-муһәббитимизни вә униң нами билән аталған җайни һөрмәтләйдиғанлиғимизни көрситиду (Зәбур 122:1). Униңдин ташқири, таза һәм чирайлиқ Ибадәт өйи әтрапимиздики адәмләрдә яхши тәсират қалдуриду (Коринтлиқларға 2-хәт 6:3).

  • Ибадәт өйини яхши һаләттә тутуш немишкә муһим?

  • Биз қандақ қилип Ибадәт өйини тазилиқта сақлалаймиз?