Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

28-САВАҚ

Торбетимиздин қандақ мәлумат тепишқа болиду?

Торбетимиздин қандақ мәлумат тепишқа болиду?

Франция

Польша

Россия

Әйса шагиртлириға «Силәрниң йоруғуңларму адәмләр алдида шундақ йорусунки, улар силәрниң яхши ишлириңларни көрүп, асмандики Атаңларни мәдһийилисун»,— дәп ейтқан (Мәтта 5:16). Бүгүн һәқиқәт йоруғи заманивий технология һәм тор арқилиқ йоруватиду. Бизниң jw.org дегән рәсмий торбетимиздин Йәһва гувачилириниң тәлиматлири вә паалийити һәққидә мәлумат тапалайсиз. Торбетимизниң қандақ алаһидиликлири бар?

Көпчиликни қизиқтуридиған соалларниң Муқәддәс китапқа асасланған җаваплири. Сиз адәмләрни қизиқтуридиған муһим соалларниң җаваплирини тапалайсиз. Мәсилән, «Қайғу-һәсрәт болмайдиған вақит келәмду?» вә «Мәрһумлар һаятқа қайта тириләмду?» намлиқ варақчиләр торбетимиздә 600дин артуқ тилға тәрҗимә қилинған. Торбетимиздә шундақла 130дин артуқ тилда нәшир қилинған «Йеңи дуния тәрҗимисини», «Күзитиш мунари» вә «Ойғиниңлар!» журналлириниң йеңи санлирини; «Муқәддәс китапта немә ейтилиду?» китавиға охшаш, Муқәддәс китапни тәтқиқ қилишқа арналған һәр түрлүк қуралларни тапалайсиз. Бу әдәбиятларниң көпинчисини торбәттин оқушқа яки тиңшашқа, MP3, PDF яки EPUB охшаш кәң тарқалған форматларда көчиривелишқа болиду. Сиз һәтта қизиққан адәмгә униң тилиға тәрҗимә қилинған нәширниң бирнәччә бетини қәғәзгә бесип чиқиралайсиз. Шундақла торбәттә көплигән ишарәт тиллирида йезилған видео әдәбиятлиримизму бар. Униңға қошумчә, у йәрдин Муқәддәс китапниң бәдиий оқулушини, аудиодрамиларни вә көңлүңизгә арам беридиған чирайлиқ музыкини көчиривалсиңиз болиду.

Йәһва гувачилири һәққидә ишәнчлик мәлумат тапалайсиз. Бизниң торбетимиздә дуния йүзлүк паалийитимизгә, Йәһва гувачилириға бағлиқ вақиәләргә вә тәбиий апәттин зәрдап чәккәнләргә ярдәм көрситишкә тегишлик ахирқи йеңилиқлар билән видеомәлуматларму бар. Шундақла у йәрдин йеқинда болидиған конгресслар һәққидә мәлуматни вә филиаллиримизниң алақилишиш мәлуматини тепишқа болиду.

Мошундақ йоллар билән биз һәқиқәт йоруғини йәр йүзиниң чәт җайлириғичә йорутуватимиз. Дуниядики һәммә адәмләр, һәтта Антарктидида яшайдиғанларму, бизниң нәширлиримизгә қол йәткүзәләйду. Биз дуния йүзигә «Йәһваниң сөзи чапсан йейилип», Йәһваға шан-шәрәп кәлтүрүлсун дәп дуа қилимиз (Салоникилиқларға 2-хәт 3:1).

  • Көп адәмләргә Муқәддәс китаптики һәқиқәтни үгинишкә jw.org торбети қандақ ярдәм бериду?

  • Бизниң торбетимиздин қандақ мәлумат алғуңиз келәтти?