Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

4-САВАҚ

У дадисини вә Йәһва Худани хошал қилған

У дадисини вә Йәһва Худани хошал қилған

Йиптаһ Йәһваға қандақ вәдә бериватиду?

Қийин болсиму, Йиптаһниң қизи дадисиниң вәдисини орунлиди

Сиз рәсимдики қизни көрүватамсиз? ~ У Йиптаһ исимлиқ кишиниң қизи. Муқәддәс китапта бу қизниң исми йезилмисиму, у дадисини вә Йәһвани хошал қилғанлиғини билимиз. Келиң, униң дадиси Йиптаһ тоғрисида көпирәк биливалайли.

Йиптаһ яхши адәм болған вә қизиға Йәһва Худа тоғрисида тәлим беришкә көп вақит бөлгән. Шундақла у күчлүк адәм вә яхши башқурғучи болған. Шуниң үчүн исраиллиқлар уни дүшмәнлиригә қарши урушта башчилиқ қилишқа сориди.

Йиптаһ йеңивелиш үчүн Худадин дуада ярдәм сориди. Йиптаһ уруштин йеңип кәлсәм, өйүмдин биринчи болуп чиққан адәмни Йәһваға беримән дәп вәдә қилиду. Бу адәм муқәддәс чедирда, йәни Худаниң өйидә яшап, өмүр бойи Униңға хизмәт қилиши керәк еди. Муқәддәс чедир ибадәт җайи болған. Шуниң билән, Йиптаһ дүшмәнлирини йеңивалди! У өйигә қайтип кәлгәндә алдиға биринчи болуп ким чиққанлиғини биләмсиз? ~

Йиптаһниң алдиға униң қизи чиқти. У униң ялғуз балиси болуп, әнди у өйдин кетиши керәк еди. Йиптаһ буниңға қаттиқ қайғурди. Лекин у Худаға вәдә берип қойған еди. Шуңа қизи униңға: «Дада, Йәһваға сөз бәргән болсиңиз, сөзиңиздин янмаң»,— деди.

Достлири Йиптаһниң қизини һәр жили йоқлап туратти

Йиптаһниң қизиғиму қийин болди. Чүнки муқәддәс чедирда хизмәт қилғанлиқтин, у турмушқа чиқалматти, балилиқ болалматти. Лекин у дадисиниң вәдисини орунлап, Йәһвани хошал қилишни халиған. Бу қиз үчүн Йәһвани хошал қилиш турмушқа чиқип, балилиқ болуштинму муһим еди. Шуниң үчүн у өйини ташлап кетип, қалған һаятини муқәддәс чедирда өткүзди.

Қандақ ойлайсиз, у дадисини вә Йәһвани хошал қилдиму? ~ Әлвәттә! Әгәр сиз Йәһваға қулақ селип, Уни яхши көрсиңиз, Йиптаһниң қизиға охшаш болалайсиз. Сизму ата-аниңизни вә Йәһва Худани хошал қилисиз.