Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

5-САВАҚ

Самуил дайим тоғра иш қилған

Самуил дайим тоғра иш қилған

Самуил кичигидин муқәддәс чедирда яшап, хизмәт қилатти. Адәмләр муқәддәс чедирға Йәһваға ибадәт қилиш үчүн келәтти. Самуил муқәддәс чедирға қандақ келип қалғанлиғини биләмсиз? Келиң, алди билән униң аниси Һанна тоғрисида биливалайли.

Узақ вақит давамида Һаннаниң балиси болмиған. У балилиқ болушни бәк халиғанлиқтин, Йәһваға дуада ялвуруп ярдәм сориди. Әгәр оғлум болса, уни муқәддәс чедирға хизмәт қилишқа беримән дәп вәдә қилди. Йәһва Һаннаниң дуасиға җавап берип, у бир оғул туғди. Һанна униң исмини Самуил дәп қойди. Һанна вәдисини орунлап, Самуил үч-төрт яшқа толғанда, Худаға хизмәт қилиш үчүн уни муқәддәс чедирға апарди.

Муқәддәс чедирда Ели исимлиқ киши баш роһаний болған. Униң билән икки оғли хизмәт қилатти. Муқәддәс чедир Худаниң өйи болғанлиқтин, хизмәт қилғанларниң һәммиси яхши ишларни қилиши керәк еди. Бирақ Елиниң оғуллири наһайити яман ишларни қилатти. Самуил уларниң қилған һәммә ишлирини көргән. Самуил Елиниң оғуллириға охшаш яман ишларни қилғанму? ~ Яқ, у ата-аниси үгәткәндәк, дайим тоғра иш қилатти.

Қандақ ойлайсиз, Ели икки оғлини немә қилиши керәк еди? ~ У уларни җазилиши керәк еди. Уларға Худаниң өйидә хизмәт қилишқа рухсәт бәрмәслиги керәк еди. Лекин у бундақ қилмиди. Шуңа Йәһваниң Елиға вә униң икки оғлиға аччиғи кәлди. У уларни җазилимақчи болди.

Самуил Елиға Йәһваниң хәвирини йәткүзди

Бир күни Самуил ухлаватқанда, кимду бири уни: «Самуил!»,— дәп чақирди. Самуил дәрру Елиниң алдиға жүгрәп барди. У болса: «Мән сени чақирмидим»,— деди. Бу йәнә икки қетим қайтиланди. Үчинчи қетим Ели Самуилға «Йәһва, сөзлигин, Сени тиңшаватимән» дәп ейтиши керәклигини чүшәндүрди. Самуил шундақ қилди. Йәһва Самуилға: «Елиға аилиси қилған яман ишлири үчүн уларни җазалаймән дәп ейтқин»,— деди. Қандақ ойлайсиз, бу хәвәрни Елиға ейтиш Самуилға оңай болғанму? ~ Яқ, оңай болмиған. Самуил қорқсиму, Йәһваниң сөзигә қулақ салди. Кейин Йәһваниң ейтқанлири орунланди. Елиниң икки оғли һалак болуп, униң өзиму өлди.

Самуил бизгә яхши үлгә қалдурди. У һәтта башқиларниң яман ишларни қилғанлиғини көрсиму, дайим тоғра иш қилған. Сизчу? Сиз Самуилға охшаш дайим тоғра иш қиламсиз? Шундақ қилсиңиз, Йәһва Худаниму, ата-аниңизниму хошал қилисиз.

МУҚӘДДӘС КИТАВИҢИЗДИН ОҚУҢ

  • Самуилниң 1-язмиси 2:22—26; 3:1—21