Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

14-САВАҚ

Пүткүл йәр йүзини башқуридиған Падишалиқ

Пүткүл йәр йүзини башқуридиған Падишалиқ

Сиз қайси Падишалиқ тоғрисида гәп болуватқанлиғини биләмсиз? ~ Тоғра, Худа Падишалиғи тоғрисида. Йеқинда бу Падишалиқ йәр йүзини җәннәткә айландуриду. Шу тоғрилиқ көпирәк билишни халамсиз? ~

Һәрбир падишалиқниң падишаси бар. Падиша өз хәлқи үстидин башқуриду. Худа Падишалиғиниң Падишаси ким екәнлигини биләмсиз? ~ Бу Әйса Мәсиһтур. У асманда яшайду. Йеқинда у йәрдики һәммә адәмләр үстидин башқуриду. Қандақ ойлайсиз, шу чағда биз бәхитлик болимизму? ~

Җәннәттә неминиң әмәлгә ешишини халайсиз?

Әлвәттә, биз интайин бәхитлик болимиз! Җәннәттә адәмләр урушмайду, җәң қилишмайду. Улар бир-бирини яхши көридиған болиду. Һечким ағримайду вә өлмәйду. Қарғуларниң көзлири ечилип, паңлар аңлайду вә маңалмайдиғанлар жүгрәп, һәтта сәкрәйду. Йәйдиған тамақ мол болиду. Һайванлар бир-бири билән ойнайду вә бизму улар билән ойнаймиз. Өлүп кәткәнләр қайтидин яшайдиған болиду. Бу китапчида тилға елинған көп әр вә аялларму қайта яшайдиған болиду. Уларниң ичидә Рәбәкә, Раһаб, Елия вә Давут. Сиз улар билән көрүшүшни халамсиз? ~

Йәһва Худа сизни яхши көриду вә бәхитлик болушиңизни халайду. Әгәр Йәһва тоғрисида үгинишни вә Униңға бойсунушни давамлаштурсиңиз, гөзәл җәннәттә мәңгү яшалайсиз! Сиз буни халамсиз? ~

МУҚӘДДӘС КИТАВИҢИЗДИН ОҚУҢ