Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

ИККИНЧИ БАП

Муқәддәс китап — Худадин кәлгән китап

Муқәддәс китап — Худадин кәлгән китап

1, 2. Немишкә Муқәддәс китапни бебаһа соға дәп ейтишқа болиду?

 ДОСТИҢИЗ сизни һәйран қалдуруп, сиз күтмигән бир соға бәрди дәйли. Сиз соғини көрүшкә алдирайсиз. Достиңизниң сизни унтуп қалмиғанлиғи үчүн униңға миннәтдарлиғиңизни билдүргиниңиздә, хошаллиғиңизни басалмай қалидиғансиз.

2 Муқәддәс китап (Тәврат, Зәбур, Инҗил) Худадин кәлгән соға. Бу китапта башқа һеч йәрдин тепилмайдиған мәлумат бар. Мәсилән, униңда Худа асман билән йәрни, тунҗа әр вә аялни яратқанлиғи һәққидә йезилған. Муқәддәс китапта биз дуч келиватқан қийинчилиқларни һәл қилишқа ярдәм беридиған мәслиһәтләр бар. Униңдин ташқири, бу китаптин Худа келәчәктә йәрни җәннәткә айландуридиғанлиғини биләләймиз. Муқәддәс китап һәқиқәтән бебаһа соға!

3. Худа бизгә Муқәддәс китапни немә үчүн бәргән?

3 Худа бу китапни бизниң Өзи билән йеқинирақ тонушишимиз үчүн бәргән. Йәһва Худа тоғрилиқ көпирәк билгәнсири, униң билән болған достлуғиңиз техиму күчийиду.

4. Муқәддәс китап тоғрисидики қайси мәлумат сизни һәйран қалдуриду?

4 Муқәддәс китап 3200дин көпирәк тилға тәрҗимә қилинип, нәччә миллиард данә бесилип чиқирилған. Бүгүнки күндә дунияда Муқәддәс китапни 90 пайиздин артуқ адәм өз ана тилида оқалайду. Һәр һәптидә миллиондин көпирәк адәм Муқәддәс китапқа егә болиду. Һәқиқәтән, Муқәддәс китапқа охшаш башқа китап йоқ!

5. Немишкә Муқәддәс китап «Худа тәрипидин роһландурулған» дәп ейталаймиз?

5 Муқәддәс китап «Худа тәрипидин роһландурулған» (Тимотийға 2-хәт 3:16ни оқуң). Лекин бәзи адәмләр «Муқәддәс китапни адәмләр язған болса, у қандақму Худадин келиду?» дәп ойлиши мүмкин. Муқәддәс китапта: «Адәмләр муқәддәс роһниң башчилиғида Худаниң намидин сөзлигән»,— дәп йезилған (Петрусниң 2-хети 1:21). Мәсилән, бовай өзиниң нәврисигә хәт язғузди дәйли. Шу чағда хәтниң муәллипи ким болиду? Әлвәттә, нәвриси әмәс, бовиси. Дәл шуниңға охшаш, Худа Муқәддәс китапни адәмләргә язғузсиму, униң муәллипи Худаниң Өзи. Худа Өз ой-пикрини инсанларниң йезип қалдурушиға йетәкчилик қилған. Муқәддәс китап һәқиқәтән «Худаниң Сөзи» (Салоникилиқларға 1-хәт 2:13; 2-изаһәткә қараң).

«Муқәддәс китап. Йеңи дуния тәрҗимиси» бүгүнки күнләрдә көплигән тилларда нәшир қилинди

МУҚӘДДӘС КИТАПНИҢ ТОҒРИЛИҒИ

6, 7. Муқәддәс китаптики мәлуматларни немишкә өз ара бир-биригә мас келиду дәп ейталаймиз?

6 Муқәддәс китап 1600 жилдин көпирәк вақит давамида йезилған. Уни язған адәмләр бир дәвирдә яшимиған. Уларниң бәзилири билимлик, йәнә бәзилири аддий адәмләр болған. Мәсилән, улар дохтур, сотчи, падиша, пәйғәмбәр, дехан, белиқчи яки падичи болған. Муқәддәс китапни һәртүрлүк адәмләр язған болсиму, у өз ара бир-биригә мас келиду a.

7 Муқәддәс китапниң биринчи баплирида адәмләрниң қийинчилиқлири немә сәвәптин башланғанлиғи чүшәндүрилиду. Ахирқи баплирида Худаниң мошу қийинчилиқларни келәчәктә һәл қилип, йәрни җәннәткә айландуридиғанлиғи йезилған. Муқәддәс китаптин нәччә миң жиллар йүз бәргән вақиәләрни Өз мәхситини дайим әмәлгә ашуруп келиватқанлиғини билишкә болиду.

8. Муқәддәс китап илим-пән билән мас келидиғанлиғини көрситидиған мисал кәлтүрүң.

8 Муқәддәс китап илим-пән яки мәктәптики дәрисләрни үгитидиған китап әмәс. Амма униңда илим-пәнгә мас келидиған тоғра билимләр бар. Худадин кәлгән китап дәл шундақ болуши керәк әмәсму? Мәсилән, Лавийлар китавида жуқумлуқ кесәлләр тарқилип кәтмәслиги үчүн, Исраил хәлқиниң немә қилиши керәклиги йезилған. Жуқумлуқ кесәлләрниң бактерия вә вирус арқилиқ жуқудиғанлиғини адәмләр техи билмигән заманда шу көрсәтмиләр берилгән. Муқәддәс китапта йәрниң һечқандақ таянчсиз бошлуққа есип қоюлғанлиғи йезилған (Аюп 26:7). Йәнә көплигән адәмләр йәрни түп-түз тәкши дәп ойлиған чағда, Муқәддәс китапта униң домилақ шар шәкилдә екәнлиги йезилған (Йәшая 40:22).

9. Муқәддәс китапни язғанларниң сәмимийлиги, немини испатлайду?

9 Муқәддәс китапта тарихий вақиәләр һәққидә ишәнчлик мәлуматлар бар. Тарихий китапларниң көпинчиси һәққидә шундақ ейталмаймиз сәвәви уларниң язғучилири һемишәм сәмимий болмиған. Мәсилән, улар өз хәлқиниң урушларда йеңилип қалғанлиғини көпинчә вақитларда язмиған. Әксинчә, Муқәддәс китапни язғанлар сәмимий болуп, Исраилниң җәң мәғлубийәтлирини йезип қалдурған. Улар йәнә өзлириниң хаталиқлирини йошурмиған. Мәсилән, Зәбурниң 51-бабида Давут падиша өзи қилған еғир гуналири һәққидә очуқ язған. Муқәддәс китапни язғанларниң сәмимийлиги, бу китапниң Худадин кәлгәнлигини испатлайду. Демәк, Муқәддәс китапқа ишинишимизгә һәқиқәтән асас бар.

ПАЙДИЛИҚ МӘСЛИҺӘТЛӘРГӘ БАЙ КИТАП

10. Муқәддәс китаптики мәслиһәтләр немишкә биз үчүн пайдилиқ?

10 Муқәддәс китап «Худа тәрипидин роһландурулған вә тәлим бериш үчүн, ашкарилаш үчүн, түзитиш үчүн, һәққанийлиқта тәрбийиләш үчүн пайдилиқтур» (Тимотийға 2-хәт 3:16). Әлвәттә, Муқәддәс китапниң мәслиһәтлири бүгүнки күндиму биз үчүн пайдилиқ. Йәһва бизни яратқанлиқтин, ой-пикирлиримиз билән һис-туйғулиримизни яхши чүшиниду. Һәтта У бизни өзүмиздинму яхширақ чүшиниду. Биз үчүн неминиң яхши вә неминиң яман екәнлигиниму билиду вә бәхитлик болушимизни халайду.

11, 12. а) Муқәддәс китапта қандақ пайдилиқ мәслиһәтләр бар? ә) Муқәддәс китаптин йәнә немиләрни үгинәләймиз?

11 Мәтта китавиниң 5—7 баплиридин, Әйсаниң бәхитлик болуш, келишмәсликләрни һәл қилиш, Худаға дуа қилиш вә пулға болған көзқараш һәққидә бәргән мәслиһәтлирини оқалаймиз. Бу мәслиһәтләр 2000 жил бурун йезилған болсиму, улар бүгүнки күнгичә пайдилиқ һәм өз күчини йоқатмиған.

12 Йәһва Худа Муқәддәс китап арқилиқ бизгә бәхитлик аилә қуруш, иш орнида яхши ишчи-хизмәтчи болуш вә башқилар билән инақ-иттипақ өтүш үчүн ярдәм беридиған принципларни үгитиду. Муқәддәс китап принциплири мәйли ким болайли, қәйәрдә яшайли, қандақ қийинчилиқларға дуч келәйли, һәммимизгә ярдәм берәләйду (Йәшая 48:17ни оқуң; 3-изаһәткә қараң).

МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ ПӘЙҒӘМБӘРЛИК СӨЗЛӘРГӘ ИШИНИШКӘ БОЛАМДУ?

Йәшая пәйғәмбәр Бабилниң вәйран болушини алдин-ала ейтқан

13. Йәһва Худа Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ Бабил һәққидә қандақ тәпсилатларни ейтқан?

13 Муқәддәс китапта йезилған пәйғәмбәрлик сөзләрниң көпинчиси әмәлгә ешип болди. Мәсилән, Йәһва Худа Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ Бабилниң вәйран болидиғанлиғини алдин-ала ейтқан (Йәшая 13:19). Шәһәрниң вәйран болидиғанлиғи тәпсилий тәсвирләнгән. Шәһәр йоған дәрвазилар вә дәрия сүйи билән қоршалған еди. Лекин Йәшая пәйғәмбәр дәрияниң қуруп кетидиғанлиғи вә шәһәр дәрвазилириниң очуқ қалидиғанлиғини алдин ейтқан. Һуҗум қилғанлар уруш қилмай шәһәрни бесивалатти. Униңдин ташқири, Йәшая пәйғәмбәр Бабилни Қорәш исимлиқ киши егиләйдиғанлиғини ейтип кәткән (Йәшая 44:27—45:2ни оқуң; 4-изаһәткә қараң).

14, 15. Йәһва Худаниң Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ ейтқан сөзлири қандақ орунланған?

14 Мошу алдин-ала ейтилған сөзләр йезилип, 200 жил өткәндин кейин, чоң бир қошун Бабилни қоршавға алған еди. Бу қошунниң башлиғи ким болған? Парс падишаси Қорәш. Лекин Қорәш Бабил шәһирини дәл Йәшая пәйғәмбәр ейтқандәк егиләвалғанму?

15 Шәһәргә һуҗум қилинған кечиси бабиллиқлар мәйрәм өткүзүвататти. Улар шәһәрниң егиз сепил тамлири вә дәрия билән қоршалғиниға ишәнч қилип, өзлирини бехәтәр һис қилған. Бирақ шәһәр сиртида Қорәш вә униң әскәрлири дәрияниң сүйини башқа йөнилишкә башлавәтти. Нәтиҗидә су пәсийип, парс әскәрлири дәрияни асанла кечип өткән. Лекин улар Бабилниң егиз сепил тамлиридин қандақ өтәлигән? Дәл Муқәддәс китапта алдин-ала ейтилғандәк, шу кечиси шәһәрниң дәрвазиси очуқ қелип, әскәрләр уни җәң қилмайла бесивалған.

16. а) Йәһва Худа Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ Бабилниң келәчиги һәққидә немини алдин ейтқан? ә) Бу пәйғәмбәрлик сөзләрниң әмәлгә ашқанлиғини қәйәрдин билимиз?

16 Йәһва Худа Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ Бабилда қайта һечкимниң яшимайдиғанлиғини алдин-ала ейтқан. У мундақ дәп язған: «У йәрдә һечким һәргиз турмайду, Дәвирдин-дәвиргичә у адәмзатсиз қалиду» (Йәшая 13:20, КТ). Бу сөзләр орунландиму? Бүгүнки күндә Бабил шәһири Ирақниң пайтәхти Бағдаттин 80 километр жирақлиқта орунлашқан. Һәтта бүгүнму Бабилда һечким яшимайду. Йәһва Худа һәқиқәтән «һалак сүпүргиси билән уни сүпүрүп ташлиған» (Йәшая 14:22, 23, КТ).

Бабилниң харабиси

17. Немишкә Худаниң һәммә вәдилиригә ишинишкә болиду?

17 Муқәддәс китаптики көплигән пәйғәмбәрлик сөзләр аллиқачан орунланған. Демәк, бу келәчәк һәққидики пәйғәмбәрлик сөзләрниңму орунлинидиғанлиғини испатлайду. Йәһва йәрни җәннәткә айландуруш һәққидә бәргән вәдисидә сөзсиз туриду (Санлар 23:19ни оқуң). Дәрһәқиқәт, биздә мәңгү һаят кәчүрүш үмүти бар. Буни «ялған ейталмайдиған Худа» «қедимий заманлардин авал вәдә қилған» (Титқа 1:2) b.

МУҚӘДДӘС КИТАП ҺАЯТИҢИЗНИ ӨЗГӘРТӘЛӘЙДУ

18. Паул «Худаниң сөзини» қандақ тәсвирлигән?

18 Биз Муқәддәс китапқа охшаш башқа китапниң йоқлиғини билдуқ. У бир-биригә мас кәлгән, илим-пән вә тарих тәрәптин ейтқандиму, униңда наһайити тоғра мәлуматлар вә пайдилиқ мәслиһәтләр бар. Муқәддәс китапта йезилған көплигән пәйғәмбәрлик сөзләр әмәлгә ашқан. Лекин бу китапниң пайдилиқ тәрипи буниң билән чәкләнмәйду. Муқәддәс китапниң язғучиси Паул: «Худаниң сөзи тирик вә күчлүктур»,— дегән. Бу сөзләр немини билдүриду? (Ибранийларға 4:12ни оқуң, ЙД).

19, 20. а) Сизниң қандақ адәм екәнлигиңизни ениқлашқа Муқәддәс китап қандақ ярдәм бериду? ә) Муқәддәс китап үчүн миннәтдарлиғиңизни қандақ билдүрәләйсиз?

19 Муқәддәс китап сизниң һаятиңизни өзгәртәләйду. У өзүмизниң қандақ адәм екәнлигини ениқлашқа ярдәм бериду. У сизгә йошурун ойлириңиз билән һис-туйғулириңизни чүшинишкә ярдәм бериду. Мәсилән, биз Худани яхши көримиз дәп ойлишимиз мүмкин. Лекин Худани яхши көргәнлигимизни испатлаш үчүн, Муқәддәс китапта йезилғанларни күндилик турмушимизда қоллинишимиз лазим.

20 Муқәддәс китап һәқиқәтән Худадин кәлгән китап. Худа бизниң бу китапни яхши көрүшимизни вә уни оқуп, көңүл қоюп үгинишимизни халайду. Мошу бебаһа соға үчүн миннәтдарлиқ билдүрүп, уни көңүл қоюп үгинишни давамлаштуруң. Шу чағдила Худаниң инсанлар үчүн немини мәхсәт қилғанлиғини чүшинисиз. Келәрки бапта биз Худаниң мәхсити тоғрисида биләләймиз.

a Бәзи адәмләрниң ейтишичә, Муқәддәс Язмиларниң китаплири бир-биригә мас кәлмәйду. Лекин бу ундақ әмәс. Йәһва гувачилири нәшир қилған «Муқәддәс Китаптики асасий мавзу» дегән китапчиниң 16, 17-бәтлиридики мәлуматқа қараң.

b Бабилниң вәйран болуши — Муқәддәс китаптики әмәлгә ашқан пәйғәмбәрлик сөзләрниң пәқәт бири. Әйса Мәсиһниң һаятида әмәлгә ашқан пәйғәмбәрлик сөзләрни 5-изаһәттин оқалайсиз.