Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

СӘККИЗИНЧИ БАП

Худа Падишалиғи дегән немә?

Худа Падишалиғи дегән немә?

1. Әйса шагиртлириға немә қилишни үгәткән?

 ӘЙСА шагиртлириға Худаға қандақ дуа қилишни үгәткән. Ундақта у немә һәққидә дуа қилған? Бу дуаниң биз үчүн қандақ әһмийити бар?

2. Әйса қайси үч муһим нәрсә һәққидә дуа қилишни үгәткән?

2 Әйса мундақ дәп дуа қилған: «Асмандики Атимиз, Сениң исмиң муқәддәс болғай. Сениң Падишалиғиң кәлгәй. Ирадәң асманда орунланғандәк, йәрдиму шундақ орунланғай» (Мәтта 6:9—13ни оқуң). Немә үчүн Әйса мошу үч нәрсә һәққидә дуа қилишни үгәткән? (20-изаһәткә қараң.)

3. Худа Падишалиғи һәққидә немини билишимиз керәк?

3 Биз Худаниң исми Йәһва екәнлигини үгәндуқ. Униңдин башқа, инсанлар вә йәр йүзи үчүн У немини ирадә қилғанлиғини биливалдуқ. Бирақ, Әйса немини көздә тутуп, «Сениң Падишалиғиң кәлгәй» дегән? Мошу бапта «Худа Падишалиғи дегән немә? У немини әмәлгә ашуриду? Бу Падишалиқ Худаниң исмини қандақ муқәддәс қилиду?» дегәнләрни үгинимиз.

ХУДА ПАДИШАЛИҒИ ДЕГӘН НЕМӘ?

4. Худа Падишалиғи дегән немә вә униң Падишаси ким?

4 Йәһва Худа асмандики һөкүмәтни орнитип, униң Падишаси болушқа Әйсани таллиған. Муқәддәс китапта бу һөкүмәт Худа Падишалиғи дәп атилиду. Әйса «падишаларниң Падишаси һәм һакимларниң Һакимдари» (Тимотийға 1-хәт 6:15). Һәрқандақ һөкүмранларға қариғанда, Әйса көпирәк яхшилиқларни қилалайду, униң күчи барчә һөкүмранларниң күчидин ешип чүшиду.

5. Худа Падишалиғи қәйәрдә һөкүмранлиқ жүргүзиду? Неминиң үстидин һөкүмранлиқ қилиду?

5 Әйса тирилип, қириқ күн өткәндин кейин асманға көтирилгән еди. Көп өтмәй, Йәһва Худа Әйсани Падишалиғиниң Падишаси сүпитидә тәйинлигән (Әлчиләр 2:33). Бу асмандики һөкүмәт йәр йүзи үстидин һөкүмранлиқ қилиду (Вәһий 11:15). Шуңа, Муқәддәс китапта Худа Падишалиғи «асмандики Падишалиқ», дәп аталған (Тимотийға 2-хәт 4:18).

6, 7. Әйса инсаний һөкүмранлардин қандақ пәриқ қилиду?

6 Муқәддәс китап Әйсани инсанлар арисидики һәрқандақ падишалардин улуқ дәп атиған, сәвәви у «бирдинбир мәңгү өлмәс» (Тимотийға 1-хәт 6:16). Барлиқ инсаний һөкүмранлар ахири бир күни өлиду, амма Әйса һәргиз өлмәйду. Әйса бизгә яхшилиқ қилишни мәңгү давамлаштуриду.

7 Муқәддәс китапта Әйсаниң адил вә меһир-шәпқәтлик Падиша болидиғанлиғи алдин-ала ейтилған: «Пәрвәрдигарниң роһи, йәни даналиқниң вә йорутушниң роһи, нәсиһәт вә күч-қудрәтниң роһи, билим вә Пәрвәрдигардин қорқушниң роһи, униң үстигә чүшүп туриду, униң хурсәнлиги болса, Пәрвәрдигардин қорқуштин ибарәт болиду, бирақ у көзи билән көргинигә асасән һөкүм чиқармайду, яки қулиғи билән аңлиғиниға асасән кесим қилмайду» (Йәшая 11:2—4). Сиз Падишайиңизниң шундақ болушини халаттиңизму?

8. Әйсаниң ялғуз һөкүмранлиқ қилмайдиғанлиғини қандақ билимиз?

8 Худа бәзи адәмләрни Әйса билән асмандики Падишалиқта һөкүмранлиқ қилишқа таллиған. Мәсилән, әлчи Паул Тимотийға мундақ дегән: «Әгәр тәқабиллиқни сақлисақ, у чағда биллә падишалиқ қилимиз» (Тимотийға 2-хәт 2:12). Әйса билән һөкүмранлиқ қилидиғанларниң сани қанчә?

9. Әйса билән һөкүмранлиқ қилидиғанларниң сани қанчә? Худа уларни таллашни қачан башлиған еди?

9 7-бапни оқуғанда, әлчи Йоһан асманда Әйса билән биллә 144000 башқа падишаларниң турғанлиғини көргән. Улар кимләр? Әлчи Йоһан улар һәққидә: «Маңлийида униң [Әйсаниң] исми вә Атисиниң исми йезилған»,— дәп чүшәндүргән (Вәһий 14:1ни оқуң). Буниңдин кейин у йәнә мундақ дегән: «Булар Қоза [йәни Әйса] нәгә барса, шу яққа маңатти. Улар инсанлардин Худаға вә Қозиға авал пишқан мевиләрдәк сетип елинған» (Вәһий 14:4). Худа таллиған 144000 садиқ мәсиһийләр Әйса билән биллә «йәр үстидин падишалиқ қилиду». Улар өлгәндә, асмандики һаятлиқ үчүн тирилдүрилиду (Вәһий 5:10). Биринчи әсирдин тартип, Йәһва 144000 садиқ мәсиһийләрни таллашни башлиған еди.

10. Немә үчүн Йәһва инсанийәт үстидин һөкүмранлиқ қилишқа Әйса билән 144000 кишини қойған?

10 Йәһва Худа бизгә алаһидә ғәмхорлуқ қилғач, инсанларни Әйса билән биллә һөкүмранлиқ қилишқа таллиған. Әйса бизни чүшәнгәнликтин, яхши һөкүмран болалайду. Чүнки у адәм болуп яшашниң вә қийинчилиқларға дуч келишниң немә екәнлигини бәш қолдәк билиду. Әлчи Паул Әйсаниң «бизгә охшаш һәммә нәрсидә синилип», «аҗизлиқлиримизға һисдашлиқ» қилидиғанлиғини ейтқан (Ибранийларға 4:15; 5:8). 144000 падишаму адәм болуп яшашниң қандақ болидиғанлиғини яхши чүшиниду. Чүнки уларму намукәммәллик билән күрәш қилған вә ағриқ азаплирини тартқан. Шуңа, биз Әйса вә 144000 падишаниң һис-туйғулиримизни вә дуч келидиған қийинчилиқлиримизни яхши чүшинидиғанлиғиға ишинимиз.

ХУДА ПАДИШАЛИҒИ НЕМИНИ ӘМӘЛГӘ АШУРИДУ?

11. Немә үчүн Әйса шагиртлириға Худаниң ирадисиниң асманда әмәлгә ешиши һәққидә дуа қилишни үгәткән?

11 Немә үчүн Әйса шагиртлириға Худаниң ирадисиниң асманда әмәлгә ешиши һәққидә дуа қилишни үгәткән? Биз 3-бапта үгәнгинимиздәк, Шәйтан Йәһва Худаға қарши исиян көтәргән. Шуниңдин кейин, У Шәйтан вә садақәтсиз пәриштиләрниң, йәни җинларниң асманда яшишиға вақтинчә рухсәт қилған еди. Демәк, асмандики барчә мәвҗудатлар Худаниң ирадисини орунлимиған. 10-бапта, Шәйтан вә җинлар һәққидә көпирәк мулаһизә қилимиз.

12. Қандақ икки муһим вақиә Вәһий 12:10-айәттә тәсвирләнгән?

12 Муқәддәс китапта, Әйса Падиша болуп, көп өтмәй, Шәйтанға қарши җәң қилғанлиғи йезилған (Вәһий 12:7—10ни оқуң). 10-айәттә икки муһим вақиә тәсвирләнгән. Худа Падишалиғиниң Падишаси сүпитидә Әйса һөкүмранлиқ қилишни башлап, Шәйтанни асмандин йәр йүзигә ташлиған. Шу вақиәниң аллиқачан йүз бәргәнлигини кейинки баплардин үгинимиз.

13. Шәйтан йәргә ташланғанда, асманда немә иш йүз бәргән?

13 Шәйтан вә униң җинлири йәргә ташланғанда, садиқ пәриштиләр интайин хошал болушқан. Муқәддәс китаптин төвәндики сөзләрни оқалаймиз: «Асман вә униңда яшиғучилар хурсән болуңлар!» (Вәһий 12:12). Шуңа, һазир һәммиси Худаниң ирадисини орунлиғач, асманда течлиқ вә инақлиқ һөкүм сүрүватиду.

Шәйтан вә җинлар асмандин йәргә ташланғандин бери, йәр йүзидә қайғу-һәсрәтләр көпәйди. Бирақ пат арида улар йоқ болиду

14. Шәйтан йәргә ташланғанда, йәрдә немә иш йүз бәргән?

14 Бирақ йәрниң әһвали тамамән башқичә болған. Муқәддәс китапта: «Иблис қәһрий ғәзәптә чүшти вә у вақтиниң аз қалғанлиғини билиду»,— дәйду (Вәһий 12:12). Шәйтан асмандин қоғланғанлиғи вә өзиниң һалак болуш вақит-саатиниң аз қалғанлиғини билип, қаттиқ ғәзәпләнгән. Шу сәвәп, һәрхил дәһшәтлик вақиәләр йүз берип, қайғу-һәсрәт, азап-оқубәт вә қийинчилиқлар йәр йүзини қаплап кәтти.

15. Худа йәр йүзи үчүн немини ирадә қилған?

15 Бирақ Худаниң йәр йүзи һәққидә қилған ирадиси өзгәргини йоқ. У йәнила мукәммәл адәмләрниң йәр йүзидики җәннәттә мәңгү яшишини халайду (Зәбур 37:29). Ундақта, Худа Падишалиғи буни қандақларчә әмәлгә ашуриду?

16, 17. Даниял 2:44-айәттә, Худа Падишалиғи һәққидә немә йезилған?

16 Даниял 2:44-айәттә (ЙД), мундақ бешәрәтләр йезилған: «Шу падишалар һөкүм сүрүватқан заманда асмандики Худа мәңгү йоқалмайдиған бир падишалиқни тикләйду. Бу падишалиқ башқа хәлиқниң қолиға берилмәйду. У башқа барлиқ падишалиқларни йоқ қилип, өзи мәңгү һөкүм сүриду». Бу сөзләрдин Худа Падишалиғи һәққидә немини билимиз?

17 Биринчи, Худа Падишалиғи бу дуниядики «падишалар һөкүм сүрүватқан заманда» һөкүмранлиқ қилишни башлайду. Демәк, Худа Падишалиғи һөкүм сүрүшни башлиғанда, йәр йүзидә башқа һөкүмәтләр йәнила мәвҗут болуп туриду. Иккинчи, Худа Падишалиғи мәңгү һөкүм сүрүп, униң орнини башқа һечқандақ бир һөкүмәт алалмайду. Үчинчи, Худа Падишалиғи билән бу дуниядики һөкүмәтләр арисида җәң болиду. Нәтиҗидә, Худа Падишалиғи бу җәңдә ғәлибә қазинип, пүткүл йәр йүзи үстидин һөкүмранлиқ қилидиған бирдин-бир һөкүмәткә айлиниду. Шу чағда адәмләр әң яхши һөкүмәтниң башқуруши астида һаят кәчүриду.

18. Худа Падишалиғи вә инсаний һөкүмәтләрниң арисидики җәң немә дәп аталған?

18 Худа Падишалиғи билән бу дуниядики һөкүмәтләрниң арисида уруш болуштин авал, немә иш йүз бериду? Һар-Магедон уруши дәп аталған, әң ахирқи җәңниң алдида, җинлар пүтүн дуниядики падишаларни Һәммигә Қадир Худаниң улуқ күнидики җәңгә топлаш үчүн аздуриду. Демәк, инсаний һөкүмәтләр Худа Падишалиғиға қарши җәңгә чиқиду (Вәһий 16:14, 16; 10-изаһәткә қараң.).

19, 20. Немә үчүн биз Худа Падишалиғиға муһтаҗ?

19 Немә үчүн биз Худа Падишалиғиға муһтаҗ? Буниң үч сәвәви бар. Биринчи, биз гунакар, шуңа ағриймиз вә өлимиз. Бирақ Муқәддәс китап, Худа Падишалиғиниң һөкүмранлиғи астида, бизниң мәңгү һаят кәчүридиғанлиғимизни ейтиду. Йоһан 3:16-айәттә: «Худа дунияни шу қәдәр сөйдики, Өзи яратқан йеганә Оғлиға етиқат билдүрүватқан һәрбир киши һалак болмай, мәңгүлүк һаятқа еришиши үчүн, Оғлини қурванлиққа бәрди»,— дәп йезилған.

20 Иккинчи, әтрапимиз рәзил адәмләргә толуп кәтти. Һәр чамдамда ялғанчилиқ, алдамчилиқ вә әхлақсизлиқларни учритимиз. Биз шу яманлиқларни тосуп қалалмаймиз. Бирақ улар өзгиришни халимиғачқа, Худа Һар-Магедон урушида уларни йоқ қилиду (Зәбур 37:10ни оқуң). Үчинчи, инсаний һөкүмәтләр рәзил, шәпқәтсиз вә чириклишип кәткән. Улар адәмләрниң Худаға бойсунуп яшиши үчүн ярдәм беришни халимайду. Муқәддәс китапта: «Бир адәм йәнә бир адәмниң үстигә һөкүмранлиқ қилса, уларға зиян йәткүзидекән»,— дәп йезилған (Вәз 8:9, ЙД).

21. Падишалиқ Худаниң ирадисини қандақ әмәлгә ашуриду?

21 Һар-Магедондин кейин, Худа Падишалиғи Йәһваниң йәр йүзи үчүн қилған ирадисини әмәлгә ашуриду. Мәсилән, бу Падишалиқ Шәйтанни вә униң җинлирини йәр йүзидин йоқ қилиду (Вәһий 20:1—3). Ахирида, һечким ағримайду һәм өлмәйду. Төләм сәвәплик һәммә садиқ инсанлар җәннәттә мәңгү яшалайду (Вәһий 22:1—3). Ундақта, Падишалиқ Худаниң исмини муқәддәс қилиду, дегән сөзләр немини билдүриду? Бу Худа Падишалиғи йәр йүзи үстидин һөкүмранлиқ жүргүзгәндә, барчә инсанлар Йәһваниң исмини улуқлайду дегәнликтур (21-изаһәткә қараң.).

ӘЙСА ҚАЧАН ПАДИША БОЛДИ?

22. Әйса йәрдә болғанда яки асманға көтирилгәндин кейин дәл шу вақитта Падиша болмиғанлиғини қандақ билимиз?

22 Әйса шагиртлириға: «Сениң Падишалиғиң кәлгәй»,— дәп дуа қилишни үгәткән. Буниңдин ениқ көрүнүп туридуки, Худаниң һөкүмити келәчәктә тиклиниши вә Әйса шу һөкүмәтниң падишаси болуши керәк еди. Әйса асманға көтирилгәндин кейин, дәл шу вақитта Падиша болдиму? Яқ, у күтүп туруши керәк еди. Әйса тирилдүрүлгәндин кейин көп өтмәй, Петрус билән Паул Зәбур 110:1-айәттики пәйғәмбәрлик сөзләрниң Әйса Мәсиһтә әмәлгә ашқанлиғини ениқ көрсәткән. Әшу бәшарәтләрдә Йәһва Худа: «Мән дүшмәнлириңни айиғиңниң астиға қоймиғичә, Мениң оң тәрипимдә олтар»,— дегән (Әлчиләр 2:32—35; Ибранийларға 10:12, 13).

Худа Падишалиғи Йәһваниң йәр йүзи үчүн қилған ирадисини әмәлгә ашуриду

23. a) Әйса Худаниң һөкүмитидә қайси вақиттин башлап Падиша болди? ә) Келәрки баптин немини билимиз?

23 Әйса Падиша сүпитидә һөкүмранлиқ қилишни қачан башлиған? У 1914-жили башлиған. Хелә бурунла, Худаниң сәмимий хизмәтчилири 1914-жилниң муһим бир жил болидиғанлиғини чүшәнгән еди. 1914-жилдин башлап, дунияда йүз бәргән һәртүрлүк иш-вақиәләр, йәни урушлар, ачарчилиқлар вә жуқумлуқ кесәлликләрниң көпийиши уларниң бәшарәтләрни тоғра чүшәнгәнлигини дәлиллигән. Дәл шу жили Әйса Падишалиқ тәхтигә олтарған (Зәбур 110:2). Көп өтмәй, Шәйтан йәргә ташланған вә һазир «у вақтиниң аз қалғанлиғини билиду» (Вәһий 12:12). Муқәддәс китап бу вақитни «ахирқи күнләр», яки «ахир заман» дәп атайду. Келәрки бапта ахир заманда яшаватқанлиғимизниң қандақ испатлири бар екәнлигини көрүп чиқимиз. Биз йәнә пат арида Худа Падишалиғи Йәһваниң йәр йүзи үчүн қилған ирадисини әмәлгә ашуридиғанлиғини билимиз (22-изаһәткә қараң.).