Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

8-СОАЛ

Җинсий хорлуқ һәққидә немини билишим керәк?

Җинсий хорлуқ һәққидә немини билишим керәк?

БУ НЕМИШКӘ МУҺИМ?

Һәр жили миллионлиған адәмләр зорлуқниң яки җинсий җинайәтниң башқа түрлириниң қурбини болиду. Уларниң асасий олҗиси — яшлар.

СИЗ НЕМӘ ҚИЛАТТИҢИЗ?

Аннет дегән қиз ойини жиққичә, бир әр киши уни йәргә жиқитти. «Униңдин қутулуш үчүн қолумдин кәлгән барлиқ нәрсини қилдим: иштәрдим, тәптим, урдим, морлидим. Қанчилик вақирашқа тиришсамму, үнүм чиқмай қалди. Бир вақитта тенимгә пичақниң киргинини сәздим. Униңдин кейин башқа қаршилиқ көрситәлмидим»,— деди у.

Сиз шу вәзийәттә болған болсиңиз, немә қилаттиңиз?

ТОХТАП, ОЙЛИНИП КӨРҮҢ!

Қанчилик пәхәс болсиңизму, мәсилән, қараңғуда келиватқанда авайлап жүрсиңиз, бала-қазаға учришип қелишиңиз мүмкин. Муқәддәс китапта: «Мусабиқидә ғәлибә йәл-тапанға болмас... я илтипат билимликләргә болмас, чүнки пәйт вә тәсадипийлиқ уларниң һәммисигә келиду»,— дәп йезилған (Вәз 9:11).

Аннетқа охшаш, бәзи яшлар натонуш адәмләр тәрипидин зорланған. Башқилири болса, йеқин тонушидин яки һәтта аилә әзасидин мошундақ жиркиничликкә дуч кәлгән. Мәсилән, 10 яшлиқ Наталини хошниси болған бир өсмүр бала зорлиған. «Мән шунчилик қорқуп кетип, уялғинимдин, һәтта бешида бу һәққидә һечкимгә ейтмидим»,— дәйду Натали.

СИЗ ӘЙИПЛИК ӘМӘС

Аннет болған вақиә үчүн техичә пушайман қилиду. «Шу кәчтә болған вақиә оюмдин кәтмәйду. Мениңчә, шу күни қаттиғирақ қаршилиқ көрситишим керәк еди. Лекин у маңа пичақ салғанда қорқуп, қетип қалдим вә башқа қаршилиқ көрситәлмидим. Бирақ бәри бир бир нәрсә қилишим керәк еди»,— деди у.

Наталиму өзини әйиплик һис қилиду. У мундақ дәйду: «Униңға оп-оңай ишинип қалғинимға өкүнимән. Ата-анам сиңлим иккимизгә талада ойниғанда дайим биллә ойнаңлар дәп ейтатти, лекин мән уларни тиңшимидим. Шуңа хошна балиниң мени зорлиғиниға өзүм әйиплик дәп ойлаймән. Болған вақиә аиләмгә қаттиқ тәсир қилди. Уларни шу азапқа салғиним үчүн өзүмни әйипләймән».

Сиз өзүңизни Аннет яки Наталиға охшаш һис қилсиңиз, өзүңизни әйиплимигәнлигиңиз тоғра. Сәвәви зорланған адәм өз мәйли билән зорлаш қурбини болғини йоқ. Бәзибир адәмләр зорлаш қурбини өзи буниңға йол бәргән дәйду. Лекин бу зорлиған адәмни һеч ақлимайду, чүнки һечкимниң бирини зорлашқа һоқуқи йоқ. Әгәр сиз шундақ еғир вақиәгә дуч кәлгән болсиңиз, өзүңизни әйиплимәң!

Әлвәттә, «сиз әйиплик әмәс» дегән сөзләрни оқуш оңай, лекин буниңға ишиниш интайин қийин. Бәзилири һәммини ичидә сақлап, өз гөшини өзи йәп, ичидин көйиду. Амма йошуруп жүривәрсиңиз, кимгә пайда болиду: сизгиму яки зорлиған кишигиму? Келәрки мәслиһәткә қулақ салғиниңиз өзүңиз үчүн пайдилиқ болиду.

БАШҚИЛАРҒА ЕЙТИП БЕРИҢ

Муқәддәс китапта Аюп пәйғәмбәрниң «өз дәрдимни төкүвалай, қәлбимдики заримни сөзләп берәй» дегән сөзлири йезилған (Аюп 10:1). Сизму шундақ қилсиңиз, пайдилиқ болиду. Болған вақиәни өзүңиз ишәнгән адәмгә ейтип бәрсиңиз, вәзийәткә башқичә қарап, йеник болуп қалисиз, яман һис-туйғулириңиздинму айрилисиз.

Дәрдиңизни ичиңиздә сақлаш интайин қийин болуши мүмкин. Шуниң үчүн бу һәққидә башқиларға ейтип бериң.

Аннет бу сөзләрниң тоғра екәнлигини өз һаятида һис қилди. У мундақ деди: «Йеқин достум билән сөзләшкинимдә, у мени һәммини ақсақалларға ейтип беришимгә дәвәт қилди. Шундақ қилғинимға хошалмән. Ақсақаллар мениң билән бирнәччә қетим сөзлишип, мән муһтаҗ болған сөзләрни ейтип, болған вақиәгә әйиплик әмәслигимни ейтти. Мән һечнәрсигә әйиплик әмәслигимни чүшәндим».

Натали болса, йүз бәргән вақиәни ата-анисиға ейтип бәрди. «Улар мени қоллап, барлиғини қорқмай ейтишқа дәвәт қилди. Бу маңа аччиқлинип жүрмәсликкә вә чүшкүнлүккә чүшмәслигимгә ярдәм бәрди»,— деди у.

Натали дуа арқилиқму тәсәлли тапти. У мундақ дәйду: «Ич сиримни башқиларға ейталмиған вақитта, маңа Худа билән сөзлишиш ярдәм бәрди. Дуада ичимдикини очуқ ейталаймән. Дуа қилғандин кейин жүригим течлиқ вә хатирҗәмликкә толиду».

«Сақайтиш вақти бар» дегән сөзләрниң растлиғиға өзүңиз көз йәткүзәләйсиз (Вәз 3:3). Өзүңизгә ғәмхорлуқ қилиң вә һемишәм иҗабий нәрсиләр һәққидә ойлиниң. Йетәрлик мөлчәрдә дәм елиң. Әң муһими, һәрқандақ тәсәллиниң Пәрвәрдигари, Йәһваға, тайиниң (Коринтлиқларға 2-хәт 1:3, 4).

БИРИ БИЛӘН УЧРИШИДИҒАН ЯШТА БОЛСИҢИЗ

Жигитиңиз сизни әхлақсиз ишқа дәвәт қилса: «Маңа йеқинлашма!» яки «Қолуңни тарт!» дәп ейтиштин қорқмаң. Жигитимдин айрилип қалимән дәп қорқуп, үнчиқмай қалмаң. Әгәр буниңдин кейин у сизни ташлап кәтсә, демәк у сизгә лайиқ әмәс. Сиз өзүңизни вә принциплириңизни һөрмәтләйдиған адәмниң меһир-муһәббитигә лайиқ!

ҖИНСИЙ ХОРЛУҚҚА ТЕГИШЛИК ТЕСТ

«Оттура мәктәптә балилар кәйнимдин бюстгальтеримни тартип, улар билән җинсий мунасивәттә болсам, яхши болиду дегәндәк уятсиз сөзләрни қилатти» (Коретта).

Уларниң мошундақ қилиқлирини қандақ тәсвирләттиңиз?

  1. Ойнаш

  2. Найнақлаш

  3. Җинсий хорлуқ

«Бир күни автобуста кетиватқинимда, бир бала уятсиз сөзләрни ейтип, мени қучақлашқа башлиди. Униң қолини силкиветип, нери турушқа ейттим. У һаң-таң болуп, маңа сараң адәмдәк қарап қалди» (Кэндис).

Бу балиниң Кэндисқа қилған һәрикитини қандақ тәсвирләттиңиз?

  1. Ойнаш

  2. Найнақлаш

  3. Җинсий хорлуқ

«Өткән жили бир бала мени яхши көргәнлигини ейтип, “яқ” десәмму, мениң билән учришимән дәп дайим ейтивәрди. Бәзидә у қолумни сийпашқа тиришатти. “Болди қил” дәп ейтсам, у һеч қоймиди. Бир қетим аяқ кийимимниң боққучини бағлаватқинимда, янпишимға бир урди» (Бетани).

Бу балиниң қилиғини қандақ тәсвирләттиңиз?

  1. Ойнаш

  2. Найнақлаш

  3. Җинсий хорлуқ

Үч соалниң тоғра җавави: Б

Җинсий хорлуқ билән ойнаш яки найнақлашниң қандақ пәрқи бар?

Җинсий хорлуқ пәқәт бир тәрәплик болиду. Җинсий хорлуқ қилғучи қурбини «яқ» десиму, тохтимайду.

Җинсий хорлуқ — җиддий нәрсә. У зорлуққа елип келиши мүмкин.