Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

3-ДӘРИС

Соал қоюш

Соал қоюш

Мәтта 16:13—16

АСАСИЙ МӘХСӘТ. Тиңшиғучиларниң қизиқишини ойғитиш, давамлиқ диққитини тартиш, улар билән мулаһизә қилиш вә муһим ой-пикирләрни тәкитләш үчүн соал қоюшқа маһир болуш.

МӘХСӘТКӘ ҚАНДАҚ ЙЕТӘЛӘЙСИЗ?

  • Қизиқишни ойғитиш вә давамлиқ диққәтни тартиш. Адәмләрни чоңқур ойлинишқа дәвәт қилидиған вә уларниң қизиқишини күчәйтидиған соалларни қоюң.

  • Бир мавзу үстидә мулаһизә қилиш. Тиңшиғучиларни мәнтиқийгә уйғун хуласә чиқиришқа үндәйдиған бирнәччә соалларни оттуриға қоюң.

  • Муһим ой-пикирни тәкитләш. Асасий ой-пикиргә өтүштин авал чоңқур ойлинишқа дәвәт қилидиған соални қоюң. Ахирида сөзүңизни хуласә қилиштин бурун, йәнә соал қоюп, асасий ой-пикирни йәнә бир қетим тәкрарлаң.