Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

5-ДӘРИС

Тоғра оқуш

Тоғра оқуш

Тимотийға 1-хәт 4:13

АСАСИЙ МӘХСӘТ. Немә йезилған болса, шуни тоғра үнлүк оқуш.

МӘХСӘТКӘ ҚАНДАҚ ЙЕТӘЛӘЙСИЗ?

  • Пухта тәйярлиқ қилиш. Оқумақчи болған мәзмун немә мәхсәттә йезилғанлиғини яхши чүшиниң. Җүмлиләрни сөзму сөз оқуш әмәс, сөз бирикмилиригә бөлүп оқушни мәшиқ қилиң. Сөзләрни қошуш, оқумай атлап өтүп кетиш вә өзгәртип оқуштин сақлиниң. Барлиқ тинич бәлгүлиригә диққәт қилиң.

  • Һәрбир сөзни тоғра тәләппуз қилиш. Әгәр сиз мәлум бир сөзни тәләппуз қилишни билмисиңиз, луғәтләргә қараң, авазлиқ оқушлуқларни (аудиоязмиларни) аңлаң яки яхши оқуйдиған бирсидин ярдәм сораң.

  • Ениқ сөзләш. Үнлүк оқуғанда бешиңизни көтирип, еғизиңизни йоған ечип, һәрбир боғумни ениқ тәләппуз қилишқа тиришиң.