Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

10-ДӘРИС

Аваз аһаңини өзгәртиш

Аваз аһаңини өзгәртиш

Пәнд-нәсиһәтләр 8:4, 7

АСАСИЙ МӘХСӘТ. Авазниң жуқури-төвәнлиги, аһаңи вә тез-астилиғини өзгәртиш арқилиқ ой-пикирни ениқ вә тәсирлик йәткүзүш.

МӘХСӘТКӘ ҚАНДАҚ ЙЕТӘЛӘЙСИЗ?

  • Авазни жуқури-төвән өзгәртиш. Асасий ой-пикирни тәкитләш вә тиңшиғучиларни илһамландуруш үчүн авазиңизни жуқури көтириң. Муқәддәс китапта һөкүм қилиш тоғрисидики сөзләрни оқуғанда, авазиңизни жуқури көтириң. Қизиқишини ойғитиш, қорқунуч яки ғәм-тәшвиш һис туйғулирини ипадиләш үчүн авазиңизни төвәнлитиң.

  • Аваз аһаңини өзгәртиш. Қизғинлиқни ипадиләш яки чоң-кичик, жирақ-йеқинни көрситиш үчүн жуқури аһаңда сөзләң. Һисдашлиқни яки ғәм-тәшвиш һис-туйғулирини ипадиләш үчүн төвәнирәк аһаңда сөзләң.

  • Авазниң тез-астилиғини өзгәртиш. Һаяҗанлиқ һис-туйғулириңизни ипадилигәндә, тезирақ сөзләң. Муһим ой-пикирни тәкитлигәндә, астирақ сөзләң.