Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

13-ДӘРИС

Әмәлий пайдисини ениқ көрситиш

Әмәлий пайдисини ениқ көрситиш

Йәшая 48:17

АСАСИЙ МӘХСӘТ. Муһакимә қилинған бу мавзу билән тиңшиғучиларниң турмуши арисида қандақ бағлиниши барлиғини чүшинишигә ярдәм бериш. Йәнә уларниң үгәнгәнлирини қандақ әмәлий ишлитәләйдиғанлиғини көрситиш.

МӘХСӘТКӘ ҚАНДАҚ ЙЕТӘЛӘЙСИЗ?

  • Тиңшиғучилар һәққидә ойлиниш. Тиңшиғучилар немә үчүн бу мәлуматқа муһтаҗ екәнлигини вә униңдин қандақ әмәлий пайдиға еришәләйдиғанлиғини ойлап көрүң.

  • Тиңшиғучиларниң үгәнгәнлирини қандақ әмәлий ишлитәләйдиғанлиғини көрситиш. Муһакимә башланғандила һәрбир тиңшиғучи «бу мән үчүн», дәп һис қилалиши керәк. Һәрбир муһим ой-пикирни оттуриға қоюп чүшәндүргәндә, уни қандақ әмәлий ишлитишкә болидиғанлиғини көрситиң. Бирақ умумлаштуруп чүшәндүрүштин сақлиниң.