Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

17-ДӘРИС

Чүшинишлик сөзләш

Чүшинишлик сөзләш

Коринтлиқларға 1-хәт 14:9

АСАСИЙ МӘХСӘТ. Тиңшиғучиларниң чүшиниши үчүн ениқ сөзләш.

МӘХСӘТКӘ ҚАНДАҚ ЙЕТӘЛӘЙСИЗ?

  • Пухта тәйярлиқ қилиш. Мавзуни өзүңиз ениқ чүшиниң, шундила уни тиңшиғучиларға аддий сөзләр билән чүшәндүрәләйсиз.

  • Қисқа җүмлиләрни вә аддий ибариләрни ишлитиш. Узун җүмлиләрни ишләтсиңиз болиду, амма асасий ой-пикирни қисқа сөз-ибарә вә җүмлиләр билән йәткүзүң.

  • Натонуш сөзләрни чүшәндүрүш. Тиңшиғучиларға натонуш сөзләрни азирақ ишлитишкә тиришиң. Әгәр натонуш сөз-ибариләрни, мәсилән, Муқәддәс китаптики шәхсләр, қедимий урп-адәтләр яки өлчәм бирликлирини ишлитишкә тоғра кәлсә, уларни чоқум чүшәндүрүп бериң.