Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

19-ДӘРИС

Қәлбкә тәсир қилғидәк сөзләш

Қәлбкә тәсир қилғидәк сөзләш

Пәнд-нәсиһәтләр 3:1

АСАСИЙ МӘХСӘТ. Тиңшиғучиларниң үгәнгәнлири үчүн миннәтдарлиқ билдүрүшигә вә шуларни өз һаятида қоллинишиға ярдәм бериш.

МӘХСӘТКӘ ҚАНДАҚ ЙЕТӘЛӘЙСИЗ?

  • Тиңшиғучиларниң өз нийәтлирини тәкшүрүшигә ярдәм бериш. Ойландуридиған соалларни қоюп, тиңшиғучиларниң өз һис-туйғулирини тәкшүрүшигә ярдәм бериң.

  • Тоғра нийәтни йетилдүрүшкә дәвәт қилиш. Тиңшиғучиларни немә үчүн яхши иш қилиш һәққидә чоңқурирақ ойлинишқа үндәң. Уларни тоғра нийәтни, йәни Йәһваға, башқиларға вә үгәнгән Муққәдәс китап тәлимлиригә болған сөйгү-муһәббәтни йетилдүрүшкә дәвәт қилиң. Уларға әқил үгәтмәй, Муқәддәс китаптики даналиқни өзлири көрүп йетишигә ярдәм бериң. Нутуқ яки сөһбәт ахирида, тиңшиғучиларни хиҗаләт қилмаң яки әйипкар һис қилдурмаң, әксичә уларға илһам-мәдәт берип, уларни техиму яхширақ һәрикәт қилишқа үндәң.

  • Кишиләрниң диққитини Йәһваға қаритиш. Муқәддәс китапниң тәлимлири, қаидә-принциплири вә буйруқлири Худаниң пәзиләтлирини һәм бизгә болған меһир-муһәббитини қандақ әкс әттүридиғанлиғини тәкитләң. Тиңшиғучиларниң Йәһваниң һис-туйғулирини нәзәргә елиш вә Уни хурсән қилиш арзу-истәклирини йетилдүрүшигә ярдәм бериң.