Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

07-ДӘРИС

Йәһва, У ким?

Йәһва, У ким?

Йәһва Худани тәсәввур қилсиңиз, ой-хиялиңизға немиләр келиду? Бәзи адәмләр Худа улуқ, һәйвәтлик, Униңға йеқинлишиш мүмкин әмәс дәп ойлайду. Сиз Уни һәқиқий шәхс әмәс, бәлки тәбиәттики гүлдүрмома, чақмақлар кәби күч дәп қарамсиз? Йәһва У зади ким? Өз Сөзи болған Муқәддәс китап арқилиқ Йәһва Өзиниң бәзи есил пәзиләтлирини вә сизгә көңүл бөлидиғанлиғини көрсәткән.

1. Немә үчүн Худани көрәлмәймиз?

«Худа — Роһтур» (Йоһан 4:24). Худаниң җисманий тени йоқ. У асманда яшайдиған, көзүмизгә көрүнмәйдиған роһий Шәхстур.

2. Йәһваниң қандақ бәзи есил пәзиләтлири бар?

Биз Йәһвани көрәлмәймиз. Амма Уни тоналаймиз вә сөйәләймиз. Чүнки У әҗайип пәзиләтләргә егә һәқиқий Шәхс. Муқәддәс китап: «Йәһва адилни яхши көриду Вә муқәддәслирини ташлимайду»,— дәйду (Зәбур 37:28). У йәнә болупму азап-оқубәт чәккән кишиләргә һәқиқәтән наһайити шәпқәтлик вә рәһимдилдур (Яқуп 5:11). «Йәһва қәлбидә езилгәнләргә йеқиндур вә Роһий мөмүнләргә У ахири әркинлик бериду» (Зәбур 34:18). Иш-һәрикәтлиримизниң Йәһвани хошал қилиши яки рәнҗитиши мүмкинлигини биләмсиз? Бир адәм яман иш қилишни таллиса, Худаниң көңли йерим болиду (Зәбур 78:40, 41). Бирақ киши тоғра иш қилса, Униң көңлини хурсән қилиду (Пәнд-нәсиһәтләр 27:11ни оқуң).

3. Йәһва бизни сөйидиғанлиғини қандақ көрситиду?

Меһир-муһәббәт — Йәһваниң әң есил пәзилити. Әмәлийәттә, «Худа Өзи меһир-муһәббәттур» (Йоһанниң 1-хети 4:8). Йәһва Өз муһәббитини Муқәддәс китап арқилиқла әмәс, бәлки йәнә Өзиниң яратмилири арқилиқму көрситиду (Әлчиләр 14:17ни оқуң). Мәсилән, Униң бизни қандақ яратқанлиғини ойлап көрүң. У бизгә чирайлиқ рәңләрни көрүш, йеқимлиқ музыкиларни тиңшаш вә тәмлик тамақларни тетиш қабилийитини бәргән. У бизниң шат-хорам һаят кәчүрүшимизни халайду.

ЧОҢҚУРИРАҚ ҚЕЗИҢ

Яратқучиниң әҗайип ишларни тамамлаш үчүн немиләрни қолланғанлиғини биливелиң. Кейин Йәһваниң кишини җәлип қилидиған есил пәзиләтләрни қандақ ипадилигәнлигини көрүң.

4. Муқәддәс роһ — Худаниң һәрикәт күчи

Худди биз ишләш үчүн қолумизни ишләткәндәк, Йәһва Худаму муқәддәс роһини ишлитиду. Муқәддәс китапқа асасланғанда, муқәддәс роһ — у шәхс әмәс, әксичә у Худа Өз ирадисини орунлаш үчүн ишләткән күчтур. Луқа 11:13 вә Әлчиләр 2:17ни оқуң, кейин төвәндики соалларға җавап бериң:

  • Худа Өзидин муқәддәс роһни сориғанларниң үстигә шу роһини төкиду. Ундақта, сизниңчә муқәддәс роһ бир шәхсму яки Худаниң һәрикәт күчиму? Немә үчүн шундақ дәйсиз?

Йәһва Өзиниң муқәддәс роһини әҗайип ишларни тамамлаш үчүн ишлитиду. Зәбур 33:6 вә Петрусниң 2-хети 1:20, 21ни оқуң, кейин төвәндики соалға җавап бериң:

  • Йәһва Өзиниң муқәддәс роһини йәнә қандақ усуллар билән ишлитиду?

5. Йәһваниң есил пәзилити

Муса пәйғәмбәр Худаниң садиқ хизмәтчиси болған. Бирақ у өз Яратқучиси һәққидә техиму яхширақ билишни халиған еди. Шуңа Муса пәйғәмбәр Худаға: «Көзүңдә илтипат тепишим үчүн, маңа йоллириңни ечип бәргәйсән»,— дегән (Чиқиш 33:13). Мусаниң сөзигә җававән, униңға Йәһва Өзиниң қандақ шәхс екәнлигини билдүргән. Чиқиш 34:4—6ни оқуң, кейин төвәндики соалларға җавап бериң:

  • Йәһва Муса пәйғәмбәргә Өзиниң қайси пәзилитини көрсәткән?

  • Сиз болупму Йәһваниң қайси пәзиләтлирини яхши көрисиз?

6. Худа инсанларға көңүл бөлиду

Худаниң хәлқи, йәни ибранийлар Мисирда қул болған. Униң хәлқи азап-оқубәт чәккәндә, Йәһва қандақ һис-туйғуда болған? АУДИОНИ тиңшаң яки Чиқиш 3:1—10ни оқуң. Кейин төвәндики соаллар үстидә ойлинип көрүң.

  • Мошу мәлумат инсанлар азап чәккәндә Худаниң қандақ һиссиятта болидиғанлиғи һәққидә сизгә немә ейтип бериду? (7, 8-айәтләрни көрүң.)

  • Сизниңчә, Йәһва инсанларға ярдәм беришни һәқиқәтән халамду вә У шундақ қилишқа қадирму? Немә үчүн?

7. Тәбиәт дунияси Йәһваниң пәзиләтлирини әкс әттүриду

Йәһва Өзи яратқан мәвҗудатлар арқилиқ Өзиниң пәзиләтлирини ашкарилайду. ВИДЕОНИ көрүң. Кейин Римлиқларға 1:20ни оқуп, төвәндики соал үстидә ойлинип көрүң.

  • Йәһва яратқан мәвжудатлардин Униң қандақ пәзиләтлирини көрдиңиз?

БӘЗИЛӘР МУНДАҚ ДӘЙДУ: «Биз Худани көрәлмәймиз. Шуңа Уни тонуп-билиш мүмкин әмәс».

  • Сиз немә ойлайсиз?

  • Немә үчүн шундақ ойлидиңиз?

ХУЛАСӘ

Йәһва көзгә көрүнмәйдиған роһий Шәхс. Униң есил пәзиләтлири бар. У Өзи меһир-муһәббәттур.

Тәкрарлаш

  • Немә үчүн биз Йәһвани көрәлмәймиз?

  • Муқәддәс роһ дегән немә?

  • Йәһваниң қандақ бәзи пәзиләтлири бар?

Мәхсәт

ИЗДИНИП КӨРҮҢ

Йәһваниң төрт асасий пәзиләтлири һәққидә көпирәк биливелиң.

«Йәһва, У ким?» («Күзитиш мунари» 2019-жил, 1-сан)

Һәммә мәвҗудатларда Йәһваниң мәвҗут әмәслигиниң испатини көрүп чиқиң.

«Худа һәммила йәрдиму?» (Торбәттики мақалә)

Муқәддәс китап немә үчүн муқәддәс роһни Худаниң қоллири сүпитидә тилға алғанлиғини көрүң.

«Муқәддәс роһ дегән немә? (Торбәттики мақалә)

Қарғу бир адәм үчүн Худаниң униңға көңүл бөлидиғанлиғиға ишиниш қийин болған. Униң ой-пикрини немә өзгәрткән? Көрүп беқиң.

«Мән һазир башқиларға ярдәм берәләймән» («Күзитиш мунари» 2015-жил, 1-октябрь)