Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

12-ДӘРИС

Муқәддәс китапни давамлиқ тәтқиқ қилишиңизға немә ярдәм бериду?

Муқәддәс китапни давамлиқ тәтқиқ қилишиңизға немә ярдәм бериду?

Муқәддәс китапни тәтқиқ қилсиңиз, чоқум мевисини көрисиз. Бәлким, дәсләптә бу асан болмаслиғи мүмкин. Бирақ сиз ваз кәчмәй, давамлиқ тәтқиқ қилсиңиз, пайдисини көрисиз. Немә үчүн тәтқиқ қилишни давамлаштурушқа әрзийду? Қийинчилиқларға қаримай, тәтқиқ үгинишини давамлаштурушқа немә ярдәм бериду?

1. Муқәддәс китапни тәтқиқ қилиш немә үчүн муһим?

«Худаниң Сөзи тирик вә күчлүктур» (Ибранийларға 4:12, ЙД). Муқәддәс китап наһайити қәдир-қиммәтликтур. Сәвәви униңда Худаниң сизгә болған көзқариши вә һис-туйғулири ипадиләнгән. У сизниң билим елишиңизға ярдәм берипла қалмай, һәқиқий даналиқ вә үмүткә еришишиңизгиму ярдәм бериду. Әң муһими, Муқәддәс китап сизгә Яратқучи Йәһваниң дости болушқа ярдәм бериду. Сиз Муқәддәс китапни тәтқиқ қилғанда, Униң күчиниң һаятиңизға иҗабий тәсир қилишиға йол берисиз.

2. Муқәддәс китаптики һәқиқәтниң қәдир-қиммитини тонуп йетиш немә үчүн муһим?

Муқәддәс китаптики һәқиқәтләр худди бебаһа ғәзнигә охшаш. Шу сәвәп, Муқәддәс китап бизни мундақ дәвәт қилиду: «Һәқиқәтни сетивал вә һечқачан уни сатма» (Пәнд-нәсиһәтләр 23:23). Муқәддәс китаптики һәқиқәтниң қәдир-қиммитини мәһкәм әстә сақлисақ, мәйли қандақ қийинчилиқларға дуч кәлмәйли, биз тәтқиқ үгинишини давамлаштурушқа қәтъий тиришимиз (Пәнд-нәсиһәтләр 2:4, 5ни оқуң).

3. Тәтқиқ қилишни давамлаштурушиңизға Худа қандақ ярдәм берәләйду?

Һәммигә Қадир Яратқучиңиз вә достуңиз Йәһва Өзи һәққидә билим елишиңизға ярдәм беришни халайду. У арзу-истигиңизни күчәйтиду вә һәрикәт қилишқа күч берәләйду (Филипиликләргә 2:13ни оқуң). Демәк әгәр тәтқиқ қилиш вә үгәнгәнлириңизни һаятиңизда қоллинишқа дәвәт қилидиған арзу-истәккә муһтаҗ болсиңиз, У сизгә шуни берәләйду. Әгәр тосалғулар яки қаршилиқларни йеңиш үчүн күчкә муһтаҗ болсиңиз, У керәклик күчни берәләйду. Шуңа Муқәддәс китап үгинишиңизни давамлаштурушиңиз үчүн һемишәм дуа қилип, Йәһвадин ярдәм сораң (Салоникилиқларға 1-хәт 5:17).

ЧОҢҚУРИРАҚ ҚЕЗИҢ

Алдираш болушиңизға яки башқиларниң қаршилиқлириға қаримай, Муқәддәс китап тәтқиқ үгинишини қандақ давамлаштуралайдиғанлиғиңизни үгиниң. Кейин тәтқиқ үгинишини ташлимаслиғиңизға Йәһваниң қандақ ярдәм беридиғанлиғини биливелиң.

4. Муқәддәс китап үгинишиңизни муһим орунға қоюң

Бәзидә турмушимиз бәк алдираш болуп кәткәч, Муқәддәс китапни тәтқиқ қилишқа вақтимиз йоқтәк һис қилимиз. Вақит тепишқа немә ярдәм берәләйду? Филипиликләргә 1:10ни оқуң, кейин төвәндики соалларға җавап бериң:

  • Һаятиңиздики бәзи муһим ишлар қайси?

  • Муқәддәс китап үгинишиңизни әң муһим орунға қоюш үчүн немә қилалайсиз?

  1. А. Әгәр бир кичик челәккә қумни қуюп, кейин ташни қойсиңиз, таш униңға сиғмайду

  2. Ә. Әгәр биринчи болуп ташни қойсиңиз, кейин қумниң һәммисини дегидәк қуюшқа орун болиду. Худди шуниңдәк, әгәр һаятиңизда муһим ишларни биринчи орунға қойсиңиз, шуларни пүтирәләйсиз вә башқа ишларниму қилишқа вақтиңиз болиду

Муқәддәс китапни тәтқиқ қилиш арқилиқ Худани тонуш вә Униңға ибадәт қилиштәк роһий еһтияҗлиримизни қандуралаймиз. Мәтта 5:3ни оқуң, кейин төвәндики соалға җавап бериң:

  • Муқәддәс китапни тәтқиқ қилишни әң муһим орунға қойсақ, биз үчүн қандақ пайдиси бар?

5. Қаршилиқларға дуч кәлгәндә, бәл қоювәтмәң

Бәзидә башқилар сизниң Муқәддәс китапни тәтқиқ қилиш қизғинлиғиңизға су чечиши мүмкин. Францискониң мисалини көрүп беқиң. ВИДЕОНИ көрүң, кейин төвәндики соаллар үстидә ойлинип көрүң.

  • Бу видеода Франциско достлириға вә аилисидикиләргә өзиниң үгәнгәнлирини ейтип бәргәндә, улар қандақ инкас қайтурған?

  • У бәл қоювәтмәй қандақ мукапатқа еришкән?

Тимотийға 2-хәт 2:24, 25ни оқуң, кейин төвәндики соалларға җавап бериң:

  • Аилиңиздикиләр вә достлириңиз Муқәддәс китапни үгинишиңизгә қандақ қарайду?

  • Мошу айәтләргә асасән, әгәр бири Муқәддәс китапни тәтқиқ қиливатқиниңиздин хошал болмиса, қандақ инкас қайтурушиңиз керәк? Немә үчүн?

6. Йәһваниң ярдимигә тайиниң

Яратқучи Йәһваға йеқинлашқансири, Уни хурсән қилиш арзу-истигимиз күчийиду. Амма Униң өлчәмлиригә мувапиқ яшаш үчүн зөрүр өзгәртишләрни қилиш биз үчүн қийинға тохтиши мүмкин. Әгәр сиз шундақ һис қилсиңиз, һәргизму бәл қоювәтмәң. Йәһва сизгә ярдәм бериду. ВИДЕОНИ көрүң, кейин төвәндики соаллар үстидә ойлинип көрүң.

  • Бу видеода Джим Йәһвани хурсән қилиш үчүн қандақ өзгиришләрни қилған?

  • Униң мисали һәққидә немә сизгә бәкирәк тәсир қилди?

Ибранийларға 11:6ни оқуң, кейин төвәндики соалларға җавап бериң:

  • Йәһва Өзини сәмимий издигәнләр, йәни Уни тонушқа вә хурсән қилишқа тиришиватқанлар үчүн немә иш қилиду?

  • Йәһва Муқәддәс китапни үгиниш үчүн чиқарған тиришчанлиғиңизни көргәндә, Униң қандақ һис-туйғуда болидиғанлиғи һәққидә бу айәт немә ейтип бериду?

БӘЛКИМ, БӘЗИЛӘР МУНДАҚ СОРАЙДУ: «Сиз немә үчүн Муқәддәс китапни тәтқиқ қилисиз?»

  • Қандақ җавап берисиз?

ХУЛАСӘ

Гәрчә Муқәддәс китапни тәтқиқ қилиш дайим асанға тохтимисиму, амма тәтқиқ үгиниши мәңгү шат-хорам яшишиңизға ярдәм берәләйду. Давамлиқ Яратқучи Йәһваға тайиниң, У сизни мукапатлайду.

Тәкрарлаш

  • Немә үчүн Муқәддәс китап һәқиқәтлири сиз үчүн қәдир-қиммәтлик?

  • Неминиң муһим ишлар екәнлигигә көз йәткүзгәндин кейин, немә иш қилишиңиз керәк?

  • Немә үчүн Муқәддәс китапни тәтқиқ қилишни давамлаштурушқа Йәһвадин ярдәм соришиңиз керәк?

Мәхсәт

ИЗДИНИП КӨРҮҢ

Вақиттин тоғра пайдилинишниң төрт усули һәққидә биливелиң.

«Вақиттин қандақ үнүмлүк пайдилиниш» («Ойғиниш!» 2014-жил, февраль)

Йолдиши өзиниң Худани хурсән қилиш үчүн чиқарған тиришчанлиғини чүшәнмигән аялға Йәһваниң қандақ ярдәм бәргәнлигини көрүп беқиң.

«Йәһва жүкимизни көтиришкә ярдәм бериду» (5:05)

Аяли бәл қоювәтмигәч, йолдиши қандақ бәрикәт тапқанлиғини көрүп беқиң.

«Мән өзүм һәқиқәткә көз йәткүздүм» (6:30)

Бәзидә адәмләр Йәһва гувачилири аилиләрни бузиду дәп шикайәт қилишиду, бирақ бу растму?

«Йәһва гувачилири аилиләрни бузамду яки мустәһкәмләмду?» (Торбәттики мақалә)