Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

13-ДӘРИС

Сахта динлар инсанларни Худа һәққидә хата чүшәнчигә кәлтүриду

Сахта динлар инсанларни Худа һәққидә хата чүшәнчигә кәлтүриду

Худа меһир-муһәббәттур. Амма немә үчүн нурғун динлар Худаниң исмини тилға елип туруп, шунчә көп рәзил ишларни қиливатиду? Аддий қилип ейтқанда, әшу динлар сахта вә Худа һәққидә тоғра тәлимләрни үгәтмәйду. Уларниң үгәткәнлири кишиләрни қандақ хата чүшәнчигә кәлтүриду? Худа уларниң ишлириға қарита қандақ көзқарашта вә уларни немә қилиду?

1. Сахта динлар өз тәлимлири билән Худа һәққидә қандақ хата чүшәнчиләрни бериду?

Сахта динлар Худаниң һәқиқитини ялғанға тегишип кәлгән (Римлиқларға 1:25). Мәсилән, көпинчә динлар Худаниң исмини үгәтмәйду. Бирақ Муқәддәс китап Худаниң исмини үгитиду вә уни ишлитишимиз керәклигини ейтиду (Римлиқларға 10:13, 14). Униңдин башқа, йәнә бәзи диний устазлар бир паҗиәлик иш йүз бәргәндә, у Худаниң ирадиси дәп чүшәндүриду. Бирақ бу қип-қизил ялғанчилиқ. Худа яманлиққа сәвәпчи әмәс (Яқуп 1:13ни оқуң). Бәкму әпсус, диний ялғанчилиқлар инсанларни Худадин жирақлаштуриватиду.

2. Сахта динлар өз иш-һәрикәтлири билән Худа һәққидә қандақ хата чүшәнчиләрни бериду?

Сахта диний устазлар кишиләргә Йәһва Худа халиғандәк муамилә қилмайду. Муқәддәс китап сахта динниң иш-һәрикәтлири һәққидә «гуналири асманғичә йетип барди» дәйду (Вәһий 18:5). Нәччә йүз жиллардин бу ян, сахта динлар сәясәткә арилишип, урушларни қоллап-қувәтләп, сан-санақсиз инсанларниң өлүмигә сәвәпчи болуп келиватиду. Бүгүнки күндә бәзи диний устазлар һәшәмәтлик турмуш кәчүриду. Шундақ яшаш үчүн улар өз әгәшкүчилиридин пул беришни тәләп қилиду. Уларниң иш-һәрикәтлиридин ениқ көрүвалалаймизки, улар Худани тонумайду. Шуңа уларниң Худаға вәкиллик қилип, кишиләргә Худа һәққидә тәлим бериш һоқуқи йоқ (Йоһанниң 1-хети 4:8ни оқуң).

3. Худа сахта динларға қарита қандақ көзқарашта?

Сахта динларниң иш-һәрикәтлири сизни ғәзәпләндүрсә, ундақта Яратқучи Йәһва қандақ һис-туйғуда болар? У пүтүн инсанларни сөйиду, амма диний устазларға ғәзәплиниду. Чүнки улар Худа тоғрилиқ хата чүшәнчә бериду вә инсанларға яхши муамилә қилмайду. Йәһва Худа сахта динни йоқ қилидиғанлиғини вә уни қайта көрмәйдиғанлиғимизни вәдә қилиду (Вәһий 18:21). Пат арида Худа барлиқ сахта динларни йоқ қилиду (Вәһий 18:8).

ЧОҢҚУРИРАҚ ҚЕЗИҢ

Худаниң сахта динларға қарита қандақ көзқарашта екәнлиги һәққидә көпирәк биливелиң. Кейин сахта динларниң башқа йәнә немиләрни қилғанлиғини вә немә үчүн уларниң иш-һәрикәтлири сәвәплик Йәһвани тонуштин ваз кәчмәслигимиз керәклигини көрүң.

4. Худа барлиқ динларни қобул қилмайду

Нурғун адәмләр барлиқ динлар бизни түрлүк йоллар билән Худаға йеқинлаштуриду дәп ишиниду. Бирақ бу тоғриму? Мәтта 7:13, 14ни оқуң, кейин төвәндики соалға җавап бериң:

  • Муқәддәс китапта һаятлиққа елип баридиған йол қандақ тәсвирләнгән?

ВИДЕОНИ көрүң, кейин төвәндики соал үстидә ойлинип көрүң.

  • Муқәддәс китап барлиқ динлар Худани хурсән қилиду дәп үгитәмду?

5. Сахта динлар Худаниң меһир-муһәббитигә мунасивәтлик қанунлириға зит ишларни қилиду

Сахта динлар кишиләргә нурғун йоллар билән Худа һәққидә хата чүшәнчиләрни бериду. Әң яман болғини, улар урушларни қоллап-қувәтләйду. Бир мисални көрүш үчүн ВИДЕОНИ көрүң. Кейин төвәндики соаллар үстидә ойлинип көрүң.

  • Иккинчи дуния уруши мәзгилидә нурғун чирколар немә иш қилған?

  • Уларниң қилғанлири һәққидә сиз немә ойлайсиз?

Йоһан 13:34, 35 вә 17:16ни оқуң. Кейин төвәндики соалларға җавап бериң:

  • Динлар урушни қоллап-қувәтлигәндә, Йәһва қандақ һис-туйғуда болиду?

  • Сахта динлар нурғунлиған яман ишларға җавапкар. Сахта динлар Худаниң меһир-муһәббитигә мунасивәтлик қанунлириға зит қандақ ишларни қилған? Бирқанчә мисалларни ейтип берәләмсиз?

Сахта динлар Худаниң меһир-муһәббәткә мунасивәтлик қанунлириға зит ишларни қилиду

6. Худа инсанларниң сахта диндин чиқип, қутулушини халайду

Вәһий 18:4ни оқуң a, кейин төвәндики соалға җавап бериң:

  • Худа инсанларни сахта диндин қутқузушни халайдиғанлиғини үгәнгәндин кейин сиз қандақ һис-туйғуға кәлдиңиз?

7. Һәқ Худа тоғрилиқ билим елишни давамлаштуруң

Сиз бәзи сахта динларниң иш-һәрикәтлирини көргәндә, Худаға қарита сәлбий көзқарашта боламсиз? Тәсәввур қилип көрүң: бир оғул атисиниң сөзигә қулақ салмай, өйдин чиқип кетип, нурғун яман ишларни қилди. Ата оғлиниң қилған ишлирини һәргизму қоллимиған. Ундақта, бу исиянкар оғулниң шундақ һаят кәчүргинигә қарап, атисини әйипләш адиллиқ боламду?

  • Сизниңчә, сахта динларниң иш-һәрикәтлири сәвәплик Йәһвани әйипләп, У һәққидә билим алмаслиқ әқилгә мувапиқму?

БӘЗИЛӘР МУНДАҚ ДӘЙДУ: «Мән Худа тоғрилиқ билим елишни халимаймән. Чүнки динлар нурғун қийинчилиқларни пәйда қиливатиду».

  • Сизму шундақ ойламсиз?

  • Немә үчүн биз сахта динниң тәсиридә Худаға хата көзқарашта болмаслиғимиз керәк?

ХУЛАСӘ

Сахта динлар ялған тәлимлири вә жиркиничлик иш-һәрикәтлири билән Худа һәққидә хата чүшәнчиләрни бериду. Худа чоқум сахта динларни йоқ қилиду.

Тәкрарлаш

  • Сахта динларниң тәлимлири вә иш-һәрикәтлири һәққидә сиз қандақ һис-туйғуда болисиз?

  • Йәһва сахта динларға қарита қандақ көзқарашта?

  • Худа сахта динларни немә қилиду?

Мәхсәт

ИЗДИНИП КӨРҮҢ

Йәһва немә үчүн бизниң етиқатчи қериндашлиримиз билән бирликтә Униңға ибадәт қилишимизни халайду?

«Бир киши Худаға ибадәт қилишни халиса, чоқум бир динға тәвә болуши керәкму?» (Торбәттики мақалә)

Бир роһанийниң өз динидин көңли қалған. Бирақ у Худа тоғрилиқ билим елиштин ваз кәчмигән.

«Немә үчүн бир роһаний чиркодин кәтти?» («Ойғиниш!» 2015-жил, февраль)

Нәччә йүз жиллардин бери, динлар Худа йеқинлашқили болмайдиған таш жүрәк дегәндәк ялғанчилиқларни ейтип келиватиду. Әшулардин үч ялғанчилиқни көрүп беқиң.

«Инсанларни Худадин жирақлаштурған ялғанчилиқлар» («Күзитиш мунари» 2013-жил, 1-ноябрь)

a Вәһий китавида немә үчүн сахта динни «Бүйүк Бабил» дәп аталған аял билән тәсвирләнгәнлигини билиш үчүн қошумчә изаһәтниң биринчисигә қараң.