Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

30-ДӘРИС

Өлүп кәткән йеқинлириңиз билән қайта җәм болисиз!

Өлүп кәткән йеқинлириңиз билән қайта җәм болисиз!

Өлүм инсанларниң бешиға еғир қайғу-һәсрәтләрни вә дәрт-әләмләрни елип келиду. Шуңа Муқәддәс китапта өлүм дүшмән дәп аталған (Коринтлиқларға 1-хәт 15:26). Йәһва Худа бу дүшмәнни йоқ қилидиғанлиғини сиз 27-дәристә үгинип өткән. Бирақ аллиқачан өлүп кәткән кишиләргә немә болиду? Бу дәристә сиз Йәһва Худаниң йәнә башқа әҗайип вәдиси һәққидә үгинисиз. У миллиардлиған кишиләрни мәңгү шат-хорам яшаш үчүн қайта һаятлиққа тирилдүриду. Әшу иш һәқиқәтән йүз берәмду? Улар тирилсә, асманда яшамду яки йәр йүзидиму?

1. Йәһва Худа йеқинлиримизни қайта тирилдүрүшни халамду?

Яратқучи Йәһва өлгәнләрни тирилдүрүшни интайин халайду. Садақәтмән пәйғәмбәр Аюп өзи өлсә, Худаниң уни унтумайдиғанлиғиға ишинип: «Сән чақирисән [гөрдин] Мән Саңа җавап қайтуримән»,— дегән (Аюп 14:13—15ни оқуң).

2. Өлгәнләрниң қайта тирилдүрүлидиғанлиғини қәйәрдин билимиз?

Әйса Мәсиһ йәр йүзидә болғанда, Худа униңға адәмләрни тирилдүрүш күчини бәргән. Мәсилән, у 12 яштики бир қизни вә бир тул аялниң оғлини тирилдүргән (Марк 5:41, 42; Луқа 7:12—15). Кейинирәк Әйса Мәсиһниң дости Лазар өлүп, йәрләнгинигә төрт күн болсиму, һәзрити Әйса уни тирилдүргән еди. У Худаға дуа қилип, қәбиргә қарап: «Лазар, ташқириға чиқ!»— дәп чақирған еди. Кейин Лазар тирилип, қәбирдин чиққан (Йоһан 11:43, 44). Лазарниң аилиси вә униң достлири қанчилик хошал болғанлиғини тәсәввур қилип көрүң!

3. Өлүп кәткән йеқинлириңиз үчүн қандақ үмүт бар?

Муқәддәс китап нурғунлиған инсанларниң тирилдүрүлидиғанлиғини вәдә қилиду (Әлчиләр 24:15). Әйса Мәсиһ өтмүштә тирилдүргән кишиләр асманға чиқип кәтмигән (Йоһан 3:13). Улар тирилдүрүлгәндин кейин йәр йүзидә хошал-хорам яшиған. Худди шуниңдәк, йеқин келәчәктә Әйса Мәсиһ миллиардлиған инсанларни йәр йүзи җәннәттә мәңгү шат-хорам яшашқа тирилдүриду. Һәзрити Әйса қәбирдики барлиқ инсанларниң тирилдүрилидиғанлиғини ейтқан. Улар кишиләрниң есидин чиқип кәткән болсиму, бирақ Худа уларни унтумайду (Йоһан 5:28, 29).

ЧОҢҚУРИРАҚ ҚЕЗИҢ

Әйса Мәсиһниң өлүкләрни тирилдүрүш күч-қудрити барлиғи вә келәчәктә чоқум шундақ қилидиғанлиғи һәққидики Муқәддәс китаптики дәлил-испатларни көрүң. Тирилдүрүлүш сизгә қандақ тәсәлли вә үмүт беридиғанлиғини биливелиң.

4. Әйса Мәсиһ өлүкләрни тирилдүрәләйдиғанлиғини испатлиған

Һәзрити Әйса дости Лазарни қандақ тирилдүргәнлиги һәққидә көпирәк биливелиң. Йоһан 11:14, 38—44ни оқуң, кейин төвәндики соалларға җавап бериң:

  • Лазарниң һәқиқәтән өлгәнлигини қандақ билимиз? (39-айәтни көрүң.)

  • Сизниңчә, Лазар асмандики җәннәткә чиқип кәткән болса, Әйса Мәсиһ уни тирилдүрүп, йәргә қайта елип чүшкәнму?

ВИДЕОНИ көрүң.

5. Миллиардлиған инсанлар тирилдүрүлиду!

Зәбур 37:29ни оқуң, кейин төвәндики соалға җавап бериң:

  • Миллиардлиған тирилдүрүлгән инсанлар қәйәрдә яшайду?

Әйса Мәсиһ пәқәт Худаға ибадәт қилғанларни әмәс, башқа кишиләрниму тирилдүриду. Әлчиләр 24:15ни оқуң, кейин төвәндики соалға җавап бериң:

  • Сиз кимниң тирилдүрүлүшини тақәтсизлик билән күтүватисиз?

Бир ата оғлини уйқудин асанла ойғатқандәк, Әйса Мәсиһму өлгәнләрни асанла тирилдүриду

6. Тирилдүрүш сизгә тәсәлли вә үмүт берәләйду

Муқәддәс китаптики Яирниң қизи һәққидики үзүндиләр йеқинлиридин айрилип қалған нурғун кишиләргә тәсәлли вә илһам берәләйду. Луқа 8:40—42, 49—56 айәтләрдики һәқиқәтән йүз бәргән ишларни оқуп беқиң.

Яирниң қизини тирилдүрүштин авал һәзрити Әйса қизниң дадисиға мундақ деди: «Қорқмаң, пәқәт ишиниң!» (50-айәтни көрүң.) Төвәндики вәзийәтләрдә тирилиш үмүти сизгә қандақ ярдәм бериду?

  • Йеқин уруқ-туққанлириңиз вә дост-бурадәрлириңиздин айрилғанда

  • Һаятиңиз хәвп-хәтәр астида болғанда

ВИДЕОНИ көрүң, кейин төвәндики соал үстидә ойлинип көрүң.

  • Тирилиш үмүти Фелиситиниң ата-анисиға қандақ тәсәлли вә ярдәм бәргән?

БӘЗИЛӘР МУНДАҚ ДӘЙДУ: «Мән тирилишкә ишәнмәймән».

  • Сиз қандақ ойлайсиз?

  • Тирилишниң һәқиқәтән болидиғанлиғини испатлаш үчүн қандақ айәтләрни ишлитәттиңиз?

ХУЛАСӘ

Муқәддәс китап миллиардлиған инсанларниң тирилдүрүлидиғанлиғини вәдә қилиду. Яратқучи Йәһва өлгәнләрни тирилдүрүшни бәк халайду вә Әйса Мәсиһкә шуларни тирилдүрүш күч-қудритини бәргән.

Тәкрарлаш

  • Йәһва Худа вә Әйса Мәсиһ өлгәнләрни тирилдүрүшни халайду. Буни қәйәрдин билимиз?

  • Миллиардлиған тирилгән кишиләр асманда яшамду яки йәр йүзидиму? Буни қәйәрдин билдиңиз?

  • Өлүп кәткән йеқинлириңизниң қайта яшалайдиғанлиғиға сизни немә қайил қилди? Немә үчүн?

Мәхсәт

ИЗДИНИП КӨРҮҢ

Қайғу-һәсрәтлириңизни йеңишниң бәзи усуллирини биливелиң.

«Қайғу-һәсрәтлириңизни йеңәләйсиз» («Ойғиниш!» 2018-жил, 3-сан)

Муқәддәс китап принциплири қайғу-һәсрәт чекиватқан кишигә һәқиқәтән ярдәм берәләмду?

«Йеқин кишиңиздин айрилғанда» (5:06)

Йеқинидин айрилип, қәлби яриланған сәбийләргә қандақ ярдәм берәләйсиз?

«Төләм» (2:07)

Адәмләр асманда яшаш үчүн тирилдүрүләмду? Қандақ адәмләр тирилдүрүлмәйду?

«Тирилиш дегән немә?» (Торбәттики мақалә)