Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

33-ДӘРИС

Худа Падишалиғи немә қилиду?

Худа Падишалиғи немә қилиду?

Худа Падишалиғи аллиқачан һөкүмранлиқ қиливатиду. Пат арида уйәр йүзидә чоң өзгиришләрни қилиду. Худа Падишалиғиниң һөкүмранлиғи астида кәлгүсидә қандақ ишлар әмәлгә ашиду? Уларниң бирқанчисини көрүп бақайли.

1. Худа Падишалиғи йәр йүзидә тинчлиқ вә адаләтни қандақ әслигә кәлтүриду?

Худа Падишалиғиниң Падишаси Әйса Мәсиһ Армагедон урушида барлиқ рәзил кишиләрни вә һөкүмәтләрни йоқ қилиду (Вәһий 16:14, 16). Шу вақитта Муқәддәс китаптики мону бәшарәт пүтүнләй әмәлгә ашиду: «Йәнә аз вақит... рәзил қалмайду» (Зәбур 37:10). Әйса Мәсиһ Худа Падишалиғи арқилиқ йәр йүзидә тинчлиқ вә адаләтни орнитиду (Йәшая 11:4ни оқуң).

2. Худаниң ирадиси йәр йүзидә әмәлгә ашқанда, инсанлар қандақ яшайду?

Худа Падишалиғиниң һөкүмранлиғи астида: «Һәққанийлар йәрни мирасқа елип, Униңда әбәдил-әбәт яшайду» (Зәбур 37:29). Йәһва Худани вә бир-бирини яхши көридиған һәққаний адәмләр билән толған дунияда яшашни тәсәввур қилип беқиң! Һечким кесәл болмайду, һәммә киши мәңгү яшайду.

3. Рәзилләр йоқитилғандин кейин, Худа Падишалиғи немә қилиду?

Рәзил кишиләр йоқитилғандин кейин, Әйса Мәсиһ 1000 жил падишалиқ қилиду. Шу мәзгилдә Әйса Мәсиһ вә униң билән һөкүмранлиқ қилидиған 144 000 киши йәр йүзидики инсанларниң мукәммәл болуп, гунасидин пүтүнләй азат болушиға ярдәм бериду. 1000 жил ахирлашқанда йәр йүзи гөзәл җәннәткә айлиниду. Худаниң қануниға бойсунған кишиләр шат-хорам турмуш кәчүриду. Кейин һәзрити Әйса Падишалиқни өз Атиси Йәһва Худаға қайтуруп бериду. Шуниң билән Худаниң исми һәрқандақ вақитқа қариғанда, техиму муқәддәс болиду (Мәтта 6:9, 10). Униңдин башқа, Йәһва Худаниң Өз хәлқигә ғәмхорлуқ қилидиған яхши бир һөкүмран екәнлиги испатлиниду. Униңдин кейин, Йәһва Худа Өзиниң һөкүмранлиғиға қарши чиққан Шәйтанни, униң җинлирини вә башқа барлиқ исиянчиларни йоқ қилиду (Вәһий 20:7—10). Худа Падишалиғи бәрпа қилған мукәммәл шараитлар мәңгү давам қилиду.

ЧОҢҚУРИРАҚ ҚЕЗИҢ

Худа немә үчүн Өз Падишалиғини ишлитип, барлиқ вәдилирини әмәлгә ашуридиғанлиғиға ишинәләйдиғанлиғимизни муһакимә қилип бақайли.

4. Худа Падишалиғи инсанларниң һөкүмәтлирини йоқ қилиду

«Адәм балиси адәм үстидин униң зияниға һөкүмранлиқ қилмақта» (Вәз 8:9). Худа Өз Падишалиғи арқилиқ бу адаләтсизликни пүтүнләй йоқ қилиду.

Даниял 2:44 вә Салоникилиқларға 2-хәт 1:6—8ни оқуң, кейин төвәндики соалларға җавап бериң:

  • Йәһва Худа вә Әйса Мәсиһ инсанлар қурған һөкүмәтләрни вә уларни қоллап-қувәтләйдиғанларни қандақ бир тәрәп қилиду?

  • Йәһва Худа вә Әйса Мәсиһ һәққидә алған билимлириңиз сизни уларниң адил вә һәққаний иш қиливатқанлиғиға ишәндүрәмду?

5. Әйса Мәсиһ Падиша болушқа әң лайиқ

Худа Падишалиғиниң Падишаси Әйса Мәсиһ бу Падишалиқниң йәр йүзидики пухралириға бәрикәтләрни төкиду. Һәзрити Әйсаниң адәмләргә ярдәм беришни халайдиғанлиғини вә Худа униңға шундақ қилиш үчүн күч-қудрәт бәргәнлигини билиш үчүн ВИДЕОНИ көрүң.

Әйса Мәсиһ йәр йүзидә болғанда, Худа Падишалиғи кәлгүсидә немә ишларни әмәлгә ашуридиғанлиғини алдин-ала көрсәткән. Бу йәрдә көрситилгән бәрикәтләрдин қайсисини көрүшкә тәшна болуватисиз? Шу бәрикәтләр билән мунасивәтлик айәтләрни оқуң.

ӘЙСА МӘСИҺ ЙӘР ЙҮЗИДӘ БОЛҒАНДА...

ӘЙСА МӘСИҺ АСМАНДА БОЛҒАНДА...

  • мөҗүзиләрни көрситип, миңлиған адәмләрниң қосиғини тойғузған (Мәтта 14:17—21).

  • дуниядики ачарчилиқни йоқ қилиду (Зәбур 72:16).

  • һәммә адәмләрни мукәммәл саламәтликкә ериштүриду (Йәшая 33:24).

6. Худа Падишалиғи гөзәл келәчәккә ериштүриду

Падишалиқ Йәһва Худаниң инсанлар үчүн қилған әсли ирадисини толуқ әмәлгә ашуриду. Улар йәр йүзидә әбәдий яшайду. Худа Өз ирадисини әмәлгә ашуруш үчүн Оғли Әйса Мәсиһни қандақ ишлитидиғанлиғини билиш үчүн ВИДЕОНИ көрүң.

Зәбур 145:16ни оқуң, кейин төвәндики соалға җавап бериң:

  • Яратқучиниң барлиқ җанлиқларниң тәшналиғини қандуриду. Буни билгәндә, өзүңизни қандақ һис қилдиңиз?

БӘЗИЛӘР МУНДАҚ ДӘЙДУ: «Иттипақлиқ — күч. Биз һәммимиз иттипақлишип тиришсақ, дуниядики мәсилиләрни һәл қилалаймиз».

  • Худа Падишалиғи инсанлар қурған һөкүмәтләр һәл қилалмайдиған қандақ қийинчилиқларни һәл қилиду?

ХУЛАСӘ

Худа Падишалиғи Униң ирадисини әмәлгә ашуруп, пүткүл йәр йүзини җәннәткә айландуриду. Йәр йүзидә һәққаний адәмләр яшайду вә улар Йәһва Худаға мәңгү ибадәт қилиду.

Тәкрарлаш

  • Худа Падишалиғи Худаниң исмини қандақ муқәддәс қилиду?

  • Немә үчүн Муқәддәс китапта тилға елинған вәдиләрни Худа Падишалиғи әмәлгә ашуридиғанлиғиға ишинәләймиз?

  • Худа Падишалиғи, болупму, қайси вәдини әмәлгә ашурғанлиғини өз көзүңиз билән көрүшкә тәшна болуватисиз?

Мәхсәт

ИЗДИНИП КӨРҮҢ

Армагедон немини билдүридиғанлиғини биливелиң.

«Армагедон уруши дегән немә?» (Торбәттики мақалә)

Әйса Мәсиһниң 1000 жиллиқ һөкүмранлиқ мәзгилидә вә шу мәзгил ахирлашқанда, немә ишлар йүз беридиғанлиғини биливелиң.

«Қиямәт күнидә немә ишлар йүз бериду?» («Күзитиш мунари» 2012-жил, 1-сентябрь)

Бир аилиниң Худа Падишалиғи қандақ бәрикәтләргә ериштүридиғанлиғини тәсәввур қиливатқанлиғини көрүң.

«Өзүңизни җәннәттә тәсәввур қилиң» (1:50)

«Йешилмигән түгүнчиләрдәк нурғун соаллирим бар еди» дегән мақалидин һөкүмәткә қарши сәясий паалийәтчи ахири дуниядики мәсилиләрни һәл қилишниң чарисини қандақ тапқанлиғи һәққидә биливелиң.

«Муқәддәс китап һаятни өзгәртиду» («Күзитиш мунари» 2012-жил, 1-январь)