Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

42-ДӘРИС

Муқәддәс китап бойдақлиқ вә нека һәққидә немә дәйду?

Муқәддәс китап бойдақлиқ вә нека һәққидә немә дәйду?

Бәзи мәдәнийәтләрдә кишиләр той қилмиса, хошал-хорам яшалмайду дәп қарилиду. Амма той қилғанларниң һәммисила бәхитлик әмәс, бойдақ өткәнләрниң һәммисила бәхитсиз әмәс. Һәқиқәт шуки, Муқәддәс китап һәм бойдақлиқ, һәм нека һәр иккилисини соға дәп тилға алған.

1. Бойдақ өтүшниң қандақ пайдиси бар?

Муқәддәс китап мундақ дәйду: «Некаланған... киши яхши иш қилиду, амма некаланмиған... киши униңдинму яхширақ иш қилиду» (Коринтлиқларға 1-хәт 7:32, 33, 38ни оқуң). Киши той қилмай бойдақ өтсә, немини техиму яхши қилалайду? Бойдақ етиқатчиниң той қилғанларға охшаш мәсъулийити болмиғачқа, адәттә униң көпирәк әркинлиги бар. Бәзи бойдақлар Худаға көпирәк хизмәт қилиш үчүн түрлүк усулларда вәз қилишқа қатнишалайду. Мәсилән, хуш хәвәр йәткүзүш үчүн башқа дөләткә баралайду. Һәммидин муһими, улар Йәһваға йеқинлишиш үчүн техиму көпирәк вақит чиқиралайду.

2. Некани қанунлуқ тизимлитип, той қилишниң қандақ пайдиси бар?

Худди бойдақлиққа охшаш, той қилишниңму өзгичә пайдиси бар. Муқәддәс китап мундақ дәйду: «Иккисигә ялғуз бирдин қариғанда яхши» (Вәз 4:9). Некада Муқәддәс китап принциплирини әмәлий қолланған Худа хизмәтчилири бу сөзләрниң пайдисини көриду. Қанунлуқ той қилған әр-аяллар бир-бирини сөйүш, һөрмәтләш вә қәдирләш тоғрисида қәсәм қилиду. Нәтиҗидә, улар той қилмай биллә яшайдиғанларға қариғанда, өзлирини дайим бехәтәр һис қилиду. Униңдин башқа, нека пәрзәнтләрниң бехәтәр аилә муһитида чоң болушиға шараит яритиду.

3. Йәһва Худа некаға қандақ көзқарашта?

Йәһва Худа тунҗа некани орунлаштурғанда, «әр киши ата-анисидин айрилип, өз аялиға чаплишиду вә улар бир тән» болушини (Яритилиш 2:24). Йәһва әр-аялларниң өмүрвайәт бир-бирини сөйүп, мәһкәм риштә бағлап яшишини халайду. Уларниң бири зина қилған болса, Худа некадин аҗришишқа рухсәт қилиду. Йәһва бундақ әһвалда бегуна җүптигә некадин аҗришиш-аҗрашмаслиқни қарар қилиш һоқуқини бериду a (Мәтта 19:9). Йәһва Худа Мәсиһ әгәшкүчилириниң көп аяллиқ болушини қобул қилмайду (Тимотийға 1-хәт 3:2).

ЧОҢҚУРИРАҚ ҚЕЗИҢ

Мәйли бойдақ яки той қилған болуң, қандақ хошаллиқ тепишни вә Йәһва Худани хурсән қилишни биливелиң.

4. Бойдақлиқ соғисидин яхши пайдилиниң

Һәзрити Әйса бойдақлиқни соға сүпитидә көргән (Мәтта 19:11, 12). Мәтта 4:23ни оқуң, кейин төвәндики соалға җавап бериң:

  • Һәзрити Әйса өз Атисиға хизмәт қилиш вә башқиларға ярдәм бериш үчүн бойдақлиқ соғисидин қандақ пайдиланған?

Худа хизмәтчилири бойдақлиғидин пайдилинип, хошаллиқ тепишта Әйса Мәсиһни үлгә қилалайду. ВИДЕОНИ көрүң, кейин төвәндики соал үстидә ойлинип көрүң.

  • Мәсиһ әгәшкүчилири бойдақлиғидин қандақ яхши пайдилиналайду?

Сиз биләмсиз?

Муқәддәс китапта кишиниң қанчә яшта той қилиши һәққидә бәлгүлимә йоқ. Бирақ у кишини яшлиқ баһари өтүп кәткичә сақлашқа илһамландуриду. Бу вақитта күчлүк җинсий һиссият яшларниң дана қарар чиқиришиға тосқунлуқ қилиши мүмкин (Коринтлиқларға 1-хәт 7:36).

5. Ақиланилик билән һәмра таллаң

Һәмра таллаш һаятиңизда чиқиридиған әң муһим қарарлардин бири. Мәтта 19:4—6, 9ни оқуң, кейин төвәндики соалға җавап бериң:

  • Немә үчүн Мәсиһ әгәшкүчиси той қилишқа алдирап кәтмәслиги керәк?

Муқәддәс китап бизгә қандақ һәмра таллаш һәққидә яхши мәслиһәтләрни бериду. Һәммидин муһими, Йәһвани сөйидиған кишини һәмрайиңиз болушқа таллаң b. Коринтлиқларға 1-хәт 7:39 вә Коринтлиқларға 2-хәт 6:14ни оқуң. Кейин төвәндики соалларға җавап бериң:

  • Немә үчүн пәқәт Йәһва гувачиси билән той қилишимиз керәк?

  • Сизниңчә, биз Йәһвани сөймәйдиған киши билән той қилсақ, Йәһва қандақ һис-туйғуда болар?

Икки түрлүк җанивар бир боюнтуруқ астида маңса, һәр иккилиси қийнилиду. Худди шуниңдәк, Йәһва гувачиси әмәс киши билән той қилғанларму көп қийинчилиқларға дуч келиду

6. Некаға Йәһва Худаниң көзқариши билән қараң

Қедимқи Исраилда бәзи әрләр шәхсийәтчилик қилип, аялидин аҗришип кәткән. Малаки 2:13, 14, 16ни оқуң, кейин төвәндики соалға җавап бериң:

  • Немә үчүн Йәһва Худа наһәқ аҗришишни өч көриду?

Зина вә аҗришиш бегуна һәмрайиға вә балилириға нурғун азапларни елип келиду

ВИДЕОНИ көрүң, кейин төвәндики соал үстидә ойлинип көрүң.

  • Әгәр һәмрайиңиз Йәһва гувачиси болмиса, некайиңизни бәхитлик қилиш үчүн немә қилалайсиз?

7. Йәһваниң некаға болған өлчәм-қаидилиригә бойсунуң

Бәлким, Йәһваниң некаға болған өлчәм-қаидилиригә бойсунуш үчүн, көп тиришчанлиқ көрситишкә тоғра келиду c. Бирақ Худа тиришчанлиқ көрсәткәнләрни бәрикәтләйду. ВИДЕОНИ көрүң.

Ибранийларға 13:4ни оқуң, кейин төвәндики соалларға җавап бериң:

  • Сизниңчә, Йәһва Худаниң нека өлчәм-қаидилири әқилгә мувапиқму? Немә үчүн?

Көпинчә дөләт вә районларда, һөкүмәт некалиниш вә аҗришишни қанун бойичә тизимлитишни тәләп қилиду. Йәһва Өзигә ибадәт қилғучиларниң бу қанун-түзүмләргә бойсунушини тәләп қилиду. Титқа 3:1ни оқуң, кейин төвәндики соалға җавап бериң:

  • Әгәр той қилған болсиңиз, некайиңизни һөкүмәт қануни бойичә тизимлаттиңизму?

БӘЛКИМ, БӘЗИЛӘР МУНДАҚ СОРАЙДУ: «Немә үчүн қанунлуқ некалиниш лазим? Той қилмай биргә яшиса болмамду?»

  • Буниңға қандақ җавап берисиз?

ХУЛАСӘ

Бойдақлиқ вә нека — Йәһва Худа бәргән соғидур. Әгәр бойдақлар һәм некалиқ болғанлар Яратқучиниң өлчәмлиригә мас яшиса, шат-хорам турмуш кәчүрүп, көңүллири қанаәт тапиду.

Тәкрарлаш

  • Бир киши өзиниң бойдақлиғидин қандақ яхши пайдилиналайду?

  • Немә үчүн Муқәддәс китап пәқәт етиқатдашлар билән той қилиш керәк дәйду?

  • Муқәддәс китапқа асасланғанда, аҗришишниң бирдин-бир сәвәви немә?

Мәхсәт

ИЗДИНИП КӨРҮҢ

Пәқәтла етиқатдашлар билән той қилишниң муһимлиғини биливелиң.

«Оқурмәнләрниң соаллири» («Күзитиш мунари» 2004-жил, 1-июль)

Муһәббәтлишип жүрүш вә той қилишта дана қарар чиқиришиңизға ярдәм берәләйдиған икки қисқа видеони көрүң.

«Некаға тәйярлиниш» (11:53)

Қериндаш һаятида ваз кәчкән нәрсиләргә қариғанда, Йәһва Худа бәргән нәрсиләрниң техиму қиммәтлик екәнлигини көрүп йәткән. Немә үчүн?

«Мән униң һәқиқәтни қобул қилишини үмүт қилаттим» (1:56)

Бир киши аҗришиш яки айрим яшашни қарар қилиштин бурун немиләрни ойлиши керәк?

«Яратқучи орнатқан нека риштисини қәдирләң» («Күзитиш мунари» 2018-жил, декабрь)

a Зинаға мунасивәтлик әһвалда, айрим туруш һәққидә билиш үчүн 4-изаһәткә қараң.

b Бәзи мәдәнийәтләрдә, ата-анилар оғли яки қизи үчүн һәмра таллайду. Шундақ әһвалда, меһрибан ата-анилар алди билән пәрзәнди үчүн таллимақчи болған кишиниң пул-мал яки иҗтимаий орни әмәс, бәлки Йәһвани сөйидиған-сөймәйдиғанлиғи һәққидә ойлишиду.

c Әгәр сиз қанунлуқ некадин өтмәй бири билән яшаватқан болсиңиз, шу кишидин айрилиш яки той қилишни өзүңиз қарар қилисиз.