Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

50-ДӘРИС

Бәхит-саадәтлик аиләвий турмуш. 2-қисим

Бәхит-саадәтлик аиләвий турмуш. 2-қисим

Балилар — Яратқучимиз Йәһваниң һәдийисидур. У ата-аниларниң бу соғини қәдирлишини үмүт қилиду вә шундақ қилиши үчүн уларға дана нәсиһәтләрни бериду. Униң нәсиһити балиларғиму ярдәм берәләйду. Балилар нәсиһәткә қулақ салса, аилиниң бәхит-саадәтлик турмуш кәчүрүшигә өз һәссисини қошалайду.

1. Йәһва ата-аниларға қандақ нәсиһәт бериду?

Йәһва ата-аниларниң балилирини сөйүшини вә улар билән мүмкинқәдәр көпирәк вақит өткүзүшини тәләп қилиду. У йәнә ата-аниларниң Муқәддәс китап принциплири бойичә балиларға тәлим-тәрбийә берип, уларни зиян-зәһмәттин қоғдишини халайду (Пәнд-нәсиһәтләр 1:8). У атиларға пәрзәнтиңларни Йәһваниң тәлими бойичә тәрбийиләңлар дәйду (Әфәсликләргә 6:4ни оқуң). Әгәр ата-анилар балиларни тәрбийиләштә Йәһваниң көрсәтмилиригә әмәл қилип, бу мәсъулийәтни башқиларға тапшурмиса, Яратқучимиз бәк хошал болиду.

2. Йәһва балиларға қандақ нәсиһәт бериду?

Йәһва балиларға: «Ата-анаңларни тиңшаңлар»,— дәйду (Колосилиқларға 3:20ни оқуң). Балилар ата-анисини һөрмәтләп, уларға бойсунса, ата-анисини вә Йәһва Худани хурсән қилиду (Пәнд-нәсиһәтләр 23:22—25). Әйса балилиқ чеғида яхши үлгә қалдурған. Гәрчә ата-аниси намукәммәл болсиму, у уларниң сөзлиригә қулақ селип, уларни һөрмәтлигән еди (Луқа 2:51, 52).

3. Аилидикиләр бирликтә Худаға қандақ йеқинлишалайду?

Әгәр ата-ана болсиңиз, шәк-шүбһисизки, балилириңизниң Йәһвани сиздәк чин қәлбидин сөйүшини үмүт қилисиз. Ундақта, балилириңизниң шундақ қилишиға қандақ ярдәм берәләйсиз? Муқәддәс китаптики мону нәсиһәт ярдәм берәләйду: «Бу сөзләрни балилириңниң вуҗудиға салғин, улар һәққидә өйүңдә олтарғанда, йолда маңғанда, өрә турғанда вә ятқанда тәкрар ейтип үгәткин» (Қанун шәрһи 6:7). Биз билимизки, балиларниң қәлбигә бир нәрсини «сиңдүрүп» үгитиш үчүн давамлиқ уларға қайта-қайта сөзләп турушимиз керәк. Шундила улар үгәткәнлиримизни әстә сақлалайду. Бу айәт балилириңизға Йәһва һәққидә сөзләш үчүн дайим пурсәт издишиңиз керәклигини тәкитләйду. Һәр һәптә вақит чиқирип, аилиңиздикиләр билән биргә аиләвий ибадәт өткүзүш бәк пайдилиқ. Әгәр балилириңлар болмиса, һәр һәптә Худа Сөзини тәтқиқ қилишқа вақит чиқарсаңлар, буниң көп пайдисини көрисиләр.

ЧОҢҚУРИРАҚ ҚЕЗИҢ

Бир аилә кишилириниң бәхитлик вә бехәтәр турмуш кәчүрүшигә ярдәм беридиған әмәлий мәслиһәтләр һәққидә чоңқур ойлинип көрүң.

4. Балилириңларни меһир-муһәббәт билән тәрбийиләңлар

Бала тәрбийиләш асан әмәс. Муқәддәс китап қандақ ярдәм берәләйду? Яқуп 1:19, 20ни оқуң, кейин төвәндики соаллар үстидә ойлинип көрүң.

  • Ата-анилар балилири билән параңлашқанда, меһир-муһәббитини қандақ көрситәләйду?

  • Немә үчүн ата-ана аччиқланғанда балиларға тәрбийә бәрмәслиги керәк? a

5. Балилириңларни қоғдаңлар

Балилириңларни қоғдаш үчүн, һәрбир бала билән җинсий мунасивәт тоғрисида сөзлишиш интайин муһим. Бу һәққидә очуқ параңлишиш қийин болуши мүмкин. ВИДЕОНИ көрүң, кейин төвәндики соаллар үстидә ойлинип көрүң.

  • Немә үчүн бәзи ата-аниларниң балилири билән җинсий мунасивәт тоғрилиқ сөзлишиши қийин?

  • Бәзи ата-анилар балилириға җинсий мунасивәтни қандақ чүшәндүргән?

Бәшарәтләрдә ейтилғандәк, Шәйтанниң дунияси күндин-күнгә рәзиллишип кетиватиду. Тимотийға 2-хәт 3:1, 13ни оқуң, кейин төвәндики соалға җавап бериң:

  • 13-айәттә тилға елинған рәзил кишиләр балиларни җинсий җәһәттин хорлайду. Немә үчүн ата-анилар балилириға җинсий мунасивәт һәққидә чүшәндүрүши вә рәзил кишиләрниң җинсий хорлишидин өзлирини қандақ қоғдаш керәклигини үгитиши интайин муһим?

Сиз биләмсиз?

Ата-анилар пәрзәнтлиригә җинсий мунасивәт һәққидә чүшәндүриду вә өзини җинсий хорлиғучилардин қандақ қоғдашни үгитиду. Йәһва гувачилири ата-аниларға ярдәм бериш үчүн нурғунлиған мақалиләр вә видеоларни нәшир қилиду. Мәсилән:

6. Ата-анаңларни һөрмәтләңлар

Балилар вә өсмүрләр гәп қилғанда, ата-анилириға болған һөрмитини көрситәләйду. ВИДЕОНИ көрүң, кейин төвәндики соаллар үстидә ойлинип көрүң.

  • Бир бала яки өсмүрниң ата-анисиға һөрмәт билән сөзлиши немә үчүн муһим?

  • Яшлар ата-анилириға сөзлигәндә уларни һөрмәтләйдиғанлиғини қандақ көрситәләйду?

Пәнд-нәсиһәтләр 1:8ни оқуң, кейин төвәндики соалға җавап бериң:

  • Ата-аниси нәсиһәт бәргәндә, яшлар қандақ инкас қайтуруши керәк?

7. Бирликтә Йәһваға ибадәт қилиңлар

Йәһва гувачиси болған аилиләр һәр һәптә аиләвий ибадәт өткүзүш үчүн вақит чиқириду. У қандақ өткүзүлиду? ВИДЕОНИ көрүң, кейин төвәндики соаллар үстидә ойлинип көрүң.

  • Бир аилә кишилири һәр һәптә аиләвий ибадәт өткүзүш үчүн немә қилалайду?

  • Ата-анилар аиләвий ибадәтни техиму үнүмлүк вә қизиқарлиқ өткүзүш үчүн немиләрни қилалайду? (Бу дәрисниң бешидики рәсимгә қараң.)

  • Силәрниң аиләвий ибадәт өткүзүшүңларға немә қийинчилиқ туғдуриду?

Қедимқи Исраилда Йәһва аилиләрдин Муқәддәс Язмилар һәққидә дайим параңлишишини тәләп қилған. Қанун шәрһи 6:6, 7ни оқуң, кейин төвәндики соалға җавап бериң:

  • Бу принципни қандақ әмәлий қоллиналайсиз?

Аиләвий ибадәт үчүн мәслиһәтләр:

  • Җамаәт жиғилишлириға тәйярлиқ қилиңлар.

  • Аилиңиздикиләр яқтуридиған Муқәддәс китаптики үзүндиләрни оқуңлар вә муһакимә қилиңлар.

  • Кичик балилириңиз болса, jw.org торбетидин балилар үчүн тапшурмиларни көчиривелиңлар яки бесип чиқириңлар.

  • Өсмүр балилириңиз болса, jw.org торбетидин өсмүрләр үчүн тәйярланған мақалиләрни бирликтә муһакимә қилиңлар.

  • Муқәддәс китаптики бир һекайини балилириңлар билән сәһниләштүрүп драма ойнаңлар.

  • jw.org торбетидики бир видеони көрүп, уни муһакимә қилиңлар.

БӘЗИЛӘР МУНДАҚ ДӘЙДУ: «Муқәддәс китап балилар оқуйдиған китап әмәс».

  • Сиз бу тоғрилиқ немә дәйсиз?

ХУЛАСӘ

Йәһва ата-анилардин балилирини сөйүшни, тәрбийиләшни вә қоғдашни тәләп қилиду. Балилардин болса, ата-анилирини һөрмәтләшни вә уларға бойсунушни тәләп қилиду. Буниңдин башқа, аилидикиләрдин бирликтә аиләвий ибадәт өткүзүшни тәләп қилиду.

Тәкрарлаш

  • Ата-анилар балилирини қандақ тәрбийиләләйду вә қоғдалайду?

  • Балилар ата-анисиға һөрмәт көрситиш үчүн немә қилалайду?

  • Бир аилә кишилириниң аиләвий ибадәт өткүзүш үчүн һәр һәптә вақит чиқиришиниң қандақ пайдиси бар?

Мәхсәт

ИЗДИНИП КӨРҮҢ

Балилириниң қурамиға йетишигә ата-анилар қандақ ярдәм берәләйду?

«Балилар үгинишкә тегишлик алтә пәзиләт» («Ойғиниш!» 2019-жил, 2-сан)

Яшанған ата-анилириға ғәмхорлуқ қилидиғанлар үчүн Муқәддәс китапта қандақ мәслиһәтләр бар?

«Яшинип қалған ата-аниларға көңүл бөлүш һәққидә Муқәддәс китап немә дәйду?» (Торбәттики мақалә)

Пәрзәнт тәрбийиләшни билмигән кишиниң қандақ қилип яхши бир атиға айланғанлиғини көрүп беқиң.

«Бала тәрбийиләшни Йәһва Худадин үгәндуқ» (5:58)

Атилар оғуллири билән болған мунасивитини қандақ күчәйтәләйдиғанлиғини көрүп чиқиң.

«Атилар оғуллири билән қандақ йеқин мунасивәт орниталайду?» («Күзитиш мунари» 2011-жил, 1-ноябрь)

a Муқәддәс китапта «тәрбийә бериш» дегән сөзләр йол-йоруқ көрситиш яки түзитиш дегәнләрни билдүриду. Бу һәргизму һақарәтләш яки зораванлиқ қилишни билдүрмәйду (Пәнд-нәсиһәтләр 4:1).