Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

СӨҺБӘТ БАШЛАШ

1-ДӘРИС

Башқилар қизиқидиған ишлар тоғрилиқ параңлишиш

Башқилар қизиқидиған ишлар тоғрилиқ параңлишиш

Принцип: «Меһир-муһәббәт. . . өз мәнпәитини көзлимәйду» (Кор. 1-х. 13:4, 5).

Әйса Мәсиһ немә қилған?

1. ВИДЕОНИ көрүң яки Йоһан 4:6—9ни оқуң, кейин төвәндики соалларға җавап бериң:

  1.    Әйса Мәсиһ аял билән сөһбәт башлаштин илгири немиләргә диққәт қилған?

  2.   Әйса аялға: «Маңа ичкили су бәрсиңиз»,— дегән. Немә үчүн бу сөһбәт башлашниң үнүмлүк йоли болған?

Әйса Мәсиһтин немини үгинимиз?

2. Әгәр биз кишини қизиқтуридиған мавзуда гәп башлисақ, униң билән яхши сөһбәттә болалишимиз мүмкин.

Әйса Мәсиһни үлгә қилиш

3. Маслишишчан болуш. Өзүм тәйярлиқ қилған мавзуда сөһбәт башлаймән дәп чиң туривалмаң. Бүгүнки күндә башқилар ойлаватқан иш тоғрисида сөз башлаң. Өз-өзүңиздин сораң:

  1.   a. Қандақ йеңи хәвәрләр бар?

  2.  ә. Холум-хошнилирим, хизмәтдашлирим яки тәңтушлирим немиләр тоғрилиқ ойлайду?

4. Диққәтчан болуш. Өз-өзүңиздин сораң:

  1.   a. Киши һазир немә иш қиливатиду? У немә ойлаватқан болуши мүмкин?

  2.  ә. Кишиниң кийим-кечәклири, ташқи көрүнүши яки өйи униң көзқарашлири яки мәдәнийити тоғрилиқ немә дәйду?

  3.  б. Һазир бу киши билән параңлишишниң қолай вақтиму?

5. Тиңшаш.

  1.   a. Артуқчә гәп қилмаң.

  2.  ә. Кишини өз ой-пикирлирини әркин-азадә баян қилишқа илһамландуруң. Мувапиқ пәйттә униңдин соалларни сораң.