Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

СӨҺБӘТ БАШЛАШ

2-ДӘРИС

Сөһбәтни тәбиий давамлаштуруш

Сөһбәтни тәбиий давамлаштуруш

Принцип: «Өз вақтида ейтилған сөз нәқәдәр яхши!» (Пәнд н. 15:23)

Филип немә қилған?

1. ВИДЕОНИ көрүң яки Әлчиләр 8:30, 31ни оқуң, кейин төвәндики соалларға җавап бериң:

  1.   a. Филип сөһбәтни қандақ башлиған?

  2.  ә. Немә үчүн бу сөһбәт башлаш вә кишигә һәқиқәтни үгитишниң тәбиий йоли болған?

Филиптин немини үгинимиз?

2. Әгәр сөһбәтни тәбиий давамлаштурсақ, киши өзини әркин-азадә һис қилиши вә хәвиримизни тиңшашқа тәйяр болуши мүмкин.

Филипни үлгә қилиш

3. Диққәтчан болуш. Кишиниң туруш һалити, има-ишарити вә чирайи ипадиси нурғун нәрсиләрни ейтип бериду. У сиз билән параңлишишни халамду? Сиз униңдин: «Сиз биләмсиз. . . ?»— дәп аддий соал сорап, Муқәддәс китаптики бир һәқиқәтни ейтип бәрсиңиз болиду. Гәп қилишни халимайдиған кишини параңлишишқа мәҗбурлимаң.

4. Сәвирчан болуш. Муқәддәс китаптики һәқиқәтни дәрһал ейтип беришим керәк дәп ойлимаң. Мувапиқ пәйтини күтүң, тәбиий һалда һәқиқәт тоғрисида сөзләш үчүн пурсәт чиқиду. Бәзидә буниң үчүн кейинки қетимлиқ сөһбәтни күтүшкә тоғра келиду.

5. Маслишишчан болуш. Киши сиз күтмигән мавзу һәққидә гәп башлиши мүмкин. Шуңа у киши үчүн әһмийәтлик болған мавзу һәққидә гәп қилишқа тәйяр туруң. Киши сиз тәйярлиқ қилған әмәс, бәлки Муқәддәс китаптики башқа бир мавзу һәққидә сөһбәтлишишни халиши мүмкин.