Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

СӨҺБӘТ БАШЛАШ

6-ДӘРИС

Җасарәт

Җасарәт

Принцип: «Худайимизға тайинип, җасарәт билән Худаниң хуш хәвирини силәргә йәткүздуқ» (Сал. 1-х. 2:2, ЙД).

Әйса Мәсиһ немә қилған?

1. ВИДЕОНИ көрүң яки Луқа 19:1—7ни оқуң, кейин төвәндики соалларға җавап бериң:

  1.   a. Немә үчүн бәзи кишиләр Закайдин өзлирини қачурған?

  2.  ә. Ундақта Закайға хуш хәвәрни ейтишқа Әйса Мәсиһни немә дәвәт қилған?

Әйса Мәсиһтин немини үгинимиз?

2. Биз һәммә инсанларни тәң көрүп, җасарәт билән Падишалиқ хуш хәвирини вәз қилишимиз керәк.

Әйса Мәсиһни үлгә қилиш

3. Йәһва Худаға тайиниш. Худаниң муқәддәс роһи Әйса Мәсиһкә вәз қилиш үчүн күч бәргәндәк, сизгиму вәз қилиш үчүн күч берәләйду (Мәт. 10:19, 20; Луқа 4:18). Бәзи адәмләргә вәз қилиштин қорқсиңиз, Йәһва Худадин җасарәт сораң (Әлч. 4:29).

4. Адәмләр тоғрилиқ алдирап һөкүм чиқармаслиқ. Адәмләрниң ташқи көрүнүши, иҗтимаий яки ихтисадий әһвали, турмуш кәчүрүш усули яки диний көзқарашлири сәвәплик улар билән сөһбәтлишиштин өзүмизни қачуришимиз мүмкин. Бирақ шуни әстә сақлаң:

  1.   a. Йәһва Худа билән Әйса Мәсиһ кишиләрниң көңлидә немә барлиғини биләләйду, амма биз биләлмәймиз.

  2.  ә. Һечким Йәһваниң рәһим-шәпқитидин жирақ әмәс.

5. Җасарәт, амма һөрмәт вә пәм-парасәт билән сөзләш (Мәт. 10:16). Талаш-тартиш қилиштин сақлиниң. Киши хуш хәвәрни тиңшашни халимиса яки өзүңизни бехәтәр һис қилмисиңиз, әдәп билән сөһбәтни ахирлаштуруң (Пәнд н. 17:14).

БУ АЙӘТЛӘРГИМУ ҚАРАҢ