Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

ШАГИРТЛАРНИ ТӘЙЯРЛАШ

11-ДӘРИС

Аддий усулда тәлим бериш

Аддий усулда тәлим бериш

Принцип: «Чүшиниш асан сөзләрни қилиңлар» (Кор. 1-х. 14:9, ЙД).

Әйса Мәсиһ немә қилған?

1. ВИДЕОНИ көрүң яки Мәтта 6:25—27ни оқуң, кейин төвәндики соалларға җавап бериң:

  1.   a. Әйса Мәсиһ Яратқучимизниң бизгә ғәмхорлуқ қилидиғанлиғини қандақ көрсәткән?

  2.  ә. Гәрчә һәзрити Әйса қушлар тоғрисида көп нәрсиләрни билгән болсиму, кишиләрниң диққитини қайси аддий һәқиқәткә қаратқан? Немә үчүн бу тәлим беришниң үнүмлүк усули болған?

Әйса Мәсиһтин немини үгинимиз?

2. Әгәр аддий усулда тәлим бәрсәк, кишиләр үгәнгәнлирини есидә сақлайду вә биз уларниң жүригигә тәсир қилимиз.

Әйса Мәсиһни үлгә қилиш

3. Бәк көп гәп қилмаслиқ. Билгәнлириңизниң һәммисини ейтип беришниң орниға, диққәтни үгиниш үчүн планланған мәзмунға қаритиң. Үгәнгүчидин бир соал сорап, униң җававини сәвирчанлиқ билән күтүп туруң. У җавапни билмисә яки Муқәддәс китаптики һәқиқәтләргә зит ой-пикирни ейтса, униң чоңқур мулаһизә жүргүзүшигә ярдәм беридиған қошумчә соалларни сораң. У асасий ой-пикирни чүшәнгән болса, кейинки мәзмунға өтүп кетиң.

4. Үгәнгүчиниң илгири үгәнгәнлири билән йеңи тәлим оттурисидики бағлинишни чүшинишигә ярдәм бериш. Мәсилән, силәр тирилиш һәққидики дәрисни башлаштин илгири униң билән өлүм тоғрисида үгинип болған мәзмунларни қисқичә тәкрарлап чиқиңлар.

5. Еһтият билән мисалларни таллаш. Бирәр мисални ишлитиштин илгири өз-өзүңиздин сораң:

  1.   a. Бу мисал аддийму?

  2.  ә. Үгәнгүчи бу мисални асанирақ чүшинәләмду?

  3.  б. Бу мисал үгәнгүчиниң пәқәт мисалниң өзинила әмәс, асасий ой-пикирни есидә сақлишиға ярдәм берәмду?

БУ АЙӘТЛӘРГИМУ ҚАРАҢ