Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

ШАГИРТЛАРНИ ТӘЙЯРЛАШ

Марк 10:17—22

12-ДӘРИС

Җүръәт

Җүръәт

Принцип: «Әтир вә хушбуй көңүлни ачар, җан көйәр достниң сәмимий мәслиһәти кишини риғбәтләндүрәр» (Пәнд н. 27:9, КМ).

Әйса Мәсиһ немә қилған?

1. ВИДЕОНИ көрүң яки Марк 10:17—22ни оқуң, кейин төвәндики соалларға җавап бериң:

  1.   a. Һәзрити Әйса бай жигитниң қандақ яхши пәзиләтлирини көргән болуши мүмкин?

  2.  ә. Әшу бай жигиткә нәсиһәт бериш үчүн Әйса Мәсиһ немишкә сөйгү-муһәббәт вә җүръәткә муһтаҗ болған?

Әйса Мәсиһтин немини үгинимиз?

2. Биз үгәнгүчиниң давамлиқ роһий җәһәттин алға илгирилишигә ярдәм бериш үчүн униңға мулайимлиқ билән гәп қилипла қалмай, бәлки у қандақ иш-һәрикәт қилиши керәклигини очуқ-йоруқ чүшәндүрүп беришимиз лазим.

Әйса Мәсиһни үлгә қилиш

3. Үгәнгүчиниң мәхсәтләрни қоюп, уларға йетишигә ярдәм бериш.

  1.   a. «Мәңгү шат-хорам яшаң!» дегән китапниң «Мәхсәт» дегән рамкисини ишлитиң.

  2.  ә. Қисқа муддәтлик вә узақ муддәтлик мәхсәтләргә йетиши үчүн униң чоқум немә ишларни қилиши керәклигини чүшинишигә ярдәм бериң.

  3.  б. Униң роһий җәһәттин алға илгирилигәнлигини дайим махтап туруң.

4. Үгәнгүчиниң алға илгирилишигә немиләр тосалғу болидиғанлиғини ениқлап, тосалғуларни йеңишигә ярдәм бериш.

  1.   a. Өз-өзүңиздин сораң:

    • У чөмдүрүлүш үчүн алға илгирилимисә, немә униңға тосалғу болуватиду?

    • Униңға ярдәм бериш үчүн немә қилсам болиду?

  2.  ә. У немиләрни қилиши керәклигини көйүмчанлиқ билән очуқ-йоруқ чүшәндүрүп бериш үчүн җүръәт сорап, дуа қилиң.

5. Алға илгирилимисә, тәтқиқ үгинишини тохтитиш.

  1.   a. Сиз билән Муқәддәс китапни тәтқиқ қилип үгиниватқан киши алға илгирилимисә, өз-өзүңиздин сораң:

    • У үгәнгәнлирини турмушида әмәлий қоллиниватамду?

    • У җамаәт жиғилишлириға қатнишамду вә башқиларға һәқиқәт тоғрилиқ ейтип берәмду?

    • Әгәр у узундин бери үгәнгән болса, Йәһва гувачиси болушни халамду?

  2.  ә. Әгәр у алға илгириләшни халимиса:

    • Униңдин алға илгириләшкә немә тосалғу болуватқанлиғини сораң.

    • Немә үчүн үгинишни тохтатмақчи болғанлиғиңизни меһрибанлиқ билән униңға чүшәндүрүң.

    • У Муқәддәс китап тәтқиқ үгинишини қайтидин башлашни халиса, немә қилиши керәклигини униңға очуқ ейтиң.

БУ АЙӘТЛӘРГИМУ ҚАРАҢ

Зәб. 141:5; Пәнд н. 25:12; 27:6; Кор. 1-х. 9:26; Кол. 4:5, 6