Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

1-ҚОШУМЧӘ МӘЛУМАТ

Биз үгитишни яхши көрүдиған һәқиқәтләр

Биз үгитишни яхши көрүдиған һәқиқәтләр

Һәзрити Әйса сәмимий кишиләрниң һәқиқәтни аңлиғанда, уни тонуйдиғанлиғини ейтқан (Йоһ. 10:4, 27). Шуңа мәйли қачан адәмләр билән параңлишиштин қәтъийнәзәр, Муқәддәс китаптики аддий һәқиқәтләрни ейтип беришни халаймиз. Улардин «Сиз биләмсиз. . . ?», «Сиз илгири. . . аңлап баққанму?» дегәндәк соалларни сорап, һәқиқәт тоғрилиқ ейтип беришкә тиришиң. Андин шу һәқиқәтни ечип беридиған Язмилардики айәт(ләр)ни оқуп, чүшәндүрүп бериң. Аддий һәқиқәт тоғрилиқ параңлишиш арқилиқ кишиниң қәлбигә һәқиқәт уруғи чечилисә, Худа Өзи шу уруқни өстүрәләйду! (Кор. 1-х. 3:6, 7)

 КЕЛӘЧӘК

  1. 1. Бүгүнки күндә йүз бериватқан иш-вақиәләр вә инсанларниң жүрүш-туруши пат арида зор бир өзгириш болидиғанлиғидин хәвәр бериду (Мәт. 24:3, 7, 8; Луқа 21:10, 11; Тим. 2-х. 3:1—5).

  2. 2. Йәр йүзи һәргизму вәйран қилинмайду (Зәб. 104:5; Вәз 1:4).

  3. 3. Йәр шари муһити қайта әслигә кәлтүрүлиду (Йәшая 35:1, 2; Вәһ. 11:18).

  4. 4. Һәрбир киши мукәммәл сағламлиққа егә болиду (Йәшая 33:24; 35:5, 6).

  5. 5. Йәр йүзидә мәңгү шат-хорам яшалайсиз (Зәб. 37:29; Мәт. 5:5).

 АИЛӘ

  1. 6. Әрләр өз аялини өзини сөйгәндәк сөйүши керәк (Әфәс. 5:33; Кол. 3:19).

  2. 7. Аяллар өз ерини чоңқур һөрмәтлиши керәк (Әфәс. 5:33; Кол. 3:18).

  3. 8. Әр-аял бир-биригә вападар болуши лазим (Мал. 2:16; Мәт. 19:4—6, 9; Ибр. 13:4).

  4. 9. Ата-анисиға бойсунған балиларниң ишлири утуқлуқ болиду (Пәнд н. 1:8, 9; Әфәс. 6:1—3).

NASA, ESA and the Hubble Heritage Team (STScI/AURA)-ESA/Hubble Collaboration. Licensed under CC BY 4.0. Source.

 ХУДА

  1. 10. Худаниң хас исми бар (Зәб. 83:18; Йәр. 10:10).

  2. 11. Худа бизгә муһим бир хәвәр йәткүзгән (Тим. 2-х. 3:16, 17; Пет. 2-х. 1:20, 21).

  3. 12. Худа һәммисини тән көриду (Қ. шәр. 10:17; Әлч. 10:34, 35).

  4. 13. Худа бизгә ярдәм беришни халайду (Зәб. 46:1; 145:18, 19).

 ДУА

  1. 14. Худа бизниң пәқәт Униңға дуа қилишимизни халайду (Зәб. 62:8; 65:2; Пет. 1-х. 5:7).

  2. 15. Муқәддәс китап бизгә қандақ дуа қилишни үгитиду (Мәт. 6:7—13; Луқа 11:1—4).

  3. 16. Биз дайим дуа қилишимиз лазим (Мәт. 7:7, 8; Сал. 1-х. 5:17).

 ӘЙСА МӘСИҺ

  1. 17. Улуқ устаз Әйса Мәсиһниң бәргән тәлимлири һазирму қоллинишчан вә пайдилиқ (Мәт. 6:14, 15, 34; 7:12).

  2. 18. Һәзрити Әйса биз көрүватқан иш-вақиәләрни бәшарәт қилған (Мәт. 24:3, 7, 8, 14; Луқа 21:10, 11).

  3. 19. Әйса Худаниң Оғли (Мәт. 16:16; Йоһ. 3:16; Йоһ. 1-х. 4:15).

  4. 20. Әйса Һәммигә Қадир Худа әмәс (Йоһ. 14:28; Кор. 1-х. 11:3).

Based on NASA/Visible Earth imagery

 ХУДА ПАДИШАЛИҒИ

  1. 21. Худа Падишалиғи асмандики һәқиқий бир һөкүмәт (Дан. 2:44; 7:13, 14; Мәт. 6:9, 10; Вәһ. 11:15).

  2. 22. Инсаний һөкүмәтләрниң орнини Худа Падишалиғи алиду (Зәб. 2:7—9; Дан. 2:44).

  3. 23. Пәқәт Худа Падишалиғи инсанийәтниң қийинчилиқлирини һәл қилиду (Зәб. 37:10, 11; 46:9; Йәшая 65:21—23).

 АЗАП-ОҚУБӘТЛӘР

  1. 24. Азап-оқубәтлиримизгә Худа сәвәпчи әмәс (Қ. шәр. 32:4; Яқуп 1:13).

  2. 25. Шәйтан бу дунияни башқуриватиду (Луқа 4:5, 6; Йоһ. 1-х. 5:19).

  3. 26. Худа сизниң азап-оқубәтлириңизни көриду вә сизгә ярдәм беришни халайду (Зәб. 34:17—19; Йәшая 41:10, 13).

  4. 27. Худа пат йеқинда азап-оқубәтләрни йоқ қилиду (Йәшая 65:17; Вәһ. 21:3, 4).

 ӨЛҮМ

  1. 28. Өлүкләрниң һечқандақ сезими йоқ; улар азап-оқубәт чәкмәйду (Вәз 9:5; Йоһ. 11:11—14).

  2. 29. Өлүкләр бизгә ярдәм берәлмәйду яки зиян йәткүзәлмәйду (Зәб. 146:4; Вәз 9:6, 10).

  3. 30. Өлүп кәткән йеқин кишилиримиз тирилдүрүлиду (Аюп 14:13—15; Йоһ. 5:28, 29; Әлч. 24:15).

  4. 31. «Өлүм әнди болмайду» (Вәһ. 21:3, 4; Йәшая 25:8).

 ДИН

  1. 32. Пәқәт бирла дин Худани хурсән қилиду (Йәр. 7:11; Мәт. 7:13, 14, 21—23).

  2. 33. Худа сахтипәзликни өч көриду (Йәшая 29:13; Мика 3:11; Марк 7:6—8).

  3. 34. Тоғра динға етиқат қиливатқанлар сәмимий сөйгү-муһәббәт көрситиду (Мика 4:3; Йоһ. 13:34, 35).