Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

3-ҚОШУМЧӘ МӘЛУМАТ

«Мәңгү шат-хорам яшаң!» дегән китапни ишлитип, Муқәддәс китап тәтқиқ үгиниши өткүзүш

«Мәңгү шат-хорам яшаң!» дегән китапни ишлитип, Муқәддәс китап тәтқиқ үгиниши өткүзүш

Бурадәрләр көп дуаларни қилип, әстаидил издиниш арқилиқ «Мәңгү шат-хорам яшаң!» дегән китапқа қайси мәлуматларни киргүзүш керәклигини қарар қилған. Муқәддәс китап тәтқиқ үгинишидә бу китаптин әң яхши усулда пайдилиниш үчүн төвәндики мәслиһәтләрни қоллиниң.

Тәтқиқ үгинишидин илгири

  1. 1. Пухта тәйярлиқ қилиң. Шундақ қилғанда, үгәнгүчиниң еһтияҗи, әһвали вә көзқарашлири һәққидә ойлап беқиң. Униң үчүн чүшиниш яки турмушида әмәлий қоллиниш қийин болидиған ой-пикирләр үстидин чоңқур ойлиниң. «Издинип көрүң» дегән сәһипидики мәлумат униңға қандақ ярдәм берәләйдиғанлиғи һәққидә мулаһизә қилиң вә үгиниш җәриянида еһтияҗ туғулса, шу сәһипидики мәлуматлардин пайдилинишқа тәйяр болуң.

Тәтқиқ үгиниши җәриянида

  1. 2. Әгәр у киши қарши болмиса, тәтқиқ үгинишини өткүзүштин бурун вә кейин дуа қилиң.

  2. 3. Бәк көп гәп қилмаслиққа тиришиң. Диққитиңизни үгиниватқан мәзмунға қаритиң вә кишини өз ой-пикирлирини әркин-азадә баян қилишқа илһамландуруң.

  3. 4. Китапниң йеңи бир қисмини үгинишни башлиғанда, бу қисимниң кириш сөзини оқуп, бир нәччә дәрисниң мавзусини тәкитләп өтүң.

  4. 5. Бир қисим мәзмунни түгәткәндин кейин кишиниң шу қисимда үгәнгән һәқиқәтләрни есидә сақлишиға ярдәм бериш үчүн «Қисимни тәкрарлаш» дегән сәһипини муһакимә қилиң.

  5. 6. Сиз бир киши билән һәрбир дәрисни үгәнгәндә:

    1. a. Бирликтә мәзмунни оқуп чиқиңлар.

    2. ә. «Оқуң» дегән барлиқ айәтләрни оқуңлар.

    3. б. Зөрүр болса, башқа айәтләрни оқуңлар.

    4. в. «Көрүң» дегән видеоларни көрүңлар (әгәр бар болса).

    5. г. Үгиниватқан кишидин һәрбир соални сораң.

    6. ғ. Униң диққитини «Чоңқурирақ қезиң» дегән сәһипидики рәсимгә қаритиң вә бу рәсим тоғрилиқ ой-пикирлирини сораң.

    7. д. «Мәхсәт» дегән рамкини ишлитип, униң роһий җәһәттин алға илгирилишини тәкшүрүшкә ярдәм бериң. Уни бу рамкидики үлгилик мәхсәтни вә башқа мәхсәтни яки һәр икки мәхсәтни қоюшқа дәвәт қилсиңиз болиду.

    8. е. У дәрискә тәйярлиқ қилғанда, «Издинип көрүң» дегән рамкидики мақалиләр яки видеолардин қайси бирини интайин яқтурғанлиғини сораң.

    9. ё. Һәр қетим үгиниш қилғиниңларда бир дәрисни түгитишкә тиришиң.

Тәтқиқ үгинишидин кейин

  1. 7. Үгиниш қиливатқан киши тоғрилиқ давамлиқ ойлинип көрүң. Йәһваға дуа қилип, у кишиниң алға илгириләш үчүн көрсәткән тиришчанлиғини бәрикәтләшни сораң; давамлиқ ярдәм беришниң йолини биләлишиңиз үчүн әқил-парасәт тиләң.