Йәһва гувачилири дегән кимләр?
Биз түрлүк ирқ вә тилларға мәнсүп болсақму, умумий мәхсәт билән бирләшкән. Һәммидин авал биз Муқәддәс китапниң муәллипи вә барлиқ мәвҗудатларниң Яратқучиси Йәһва Худаға шан-шәрәп кәлтүрүшни халаймиз. Биз Әйса Мәсиһкә тәқлит қилишқа интилип, мәсиһий дәп атилишип, униң изида меңиватқинимизға пәхирлинимиз. Һәрбиримиз өз вақтимизни бөлүп, башқиларға Муқәддәс китап һәм Худаниң Падишалиғи һәққидә билим елиши үчүн ярдәм беримиз. Йәһва Худа һәм униң Падишалиғи һәққидә гувалиқ бериватқинимиз үчүн бизни Йәһва гувачилири дәп тонуйду.
Торбетимиз билән тонушуп чиқиң. Муқәддәс китапни онлайн оқуң. Биз һәққидә һәм етиқад қилидиған тәлимлиримиз тоғрисида көпирәк биливелиң.