Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

МУҚАВИДИКИ МАВЗУ | ИНСАНЛАРНИ ХУДАДИН ЖИРАҚЛАШТУРҒАН ЯЛҒАНЧИЛИҚЛАР

Худаниң хас исми йоқ дегән ялғанчилиқ

Худаниң хас исми йоқ дегән ялғанчилиқ

НУРҒУН АДӘМЛӘР ИШИНИДИҒАН ЯЛҒАНЧИЛИҚ

«Худаниң хас исми бар-йоқлиғи мәсилисидә ортақ пикиргә кәлмидуқ. Һәтта бар болсиму, униң исми қандақ болуши мүмкин» (профессор Дейвид Каннингем, «Theological Studies» журнали).

МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ ҺӘҚИҚӘТ

Тәңри Йәһва Йәшая пәйғәмбәргә мундақ дәп ейтқан: «Мән “Яһвәһдурмән”, бу Мениң намимдур» (Йәшая 42:8, ҺЗ). Бу исим уйғур тилида «Йәһва» дәпму тәрҗимә қилиниду. Ушбу исим «У болғузиду» дегән мәнаға егә.

Йәһва Өзиниң хас исмини ишлитишимизни халайду. Муқәддәс китаптин мундақ сөзләрни оқуймиз: «Униң намини чақирип нида қилиңлар. Униң әмәллирини хәлиқләр арисида аян қилиңлар, Униң наминиң зор аброй тапқанлиғини җакалаңлар» (Йәшая 12:4).

Худаниң пәйғәмбәрлиридин бири һәзрити Әйса әләйһиссалам Тәңриниң исмини ишләткән. У өз шагиртлири һәққидә ойлап, Худаға дуа қилғанда, мундақ дәп ейтқан: «Сениң исмиңни мән уларға аян қилдим һәм йәниму аян қилимән. Мән улар билән бирликтә болушум үчүн, Сән маңа көрсәткән меһир-муһәббәтни уларму көрсәтсун» (Йоһан 17:26).

НЕМӘ ҮЧҮН БУ МУҺИМ?

«Худаниң хас исмини билмәйватқан киши әсли Униң кимлигини билмәйду... вә [бундақ адәм] әгәр Уни шәхс әмәс, пәқәт күч сүпитидә билсә, Уни сөйәлмәйду»,— дәп язған Уолтер Лори исимлиқ дин тәтқиқатчиси.

Тәңриниң хас исмини йошуруш яки алмаштуруш, уни Муқәддәс Язмилардин чиқирип ташлашқа охшаш

Виктор исимлиқ бир киши һәр һәптә чиркоға баратти. Амма у өзини Худани һәқиқий тонуғандәк һис қилмиған. У мундақ дегән: «Мән Худаниң исми Йәһва екәнлигини билгәндин кейин, худди Уни маңа рәсмий тонуштурғандәк һис қилдим. Ахирида мән бәк көп аңлиған Худани тонудум. Худа мән үчүн һәқиқий, тирик Шәхс болди: Униң билән достлишишқа болидиғанлиғини чүшинип йәттим».

Худаниң исмини ишлитиватқан кишиләрни У қәдирләйду вә уларға йеқинлишиду. «Униң наминиң [исиминиң] шан-шәривини издигүчиләрниң» һәммисигә Худа Өзи шундақ вәдә бериду: «Худди ата өзиниң бойсунидиған балисиға рәһим қилғандәк, Мәнму уларға рәһим қилимән» (Малаки 3:16, 17, ҺЗ). Шуниңдәк, Алла Өзиниң хас исмини чақириватқанларниму мукапатлайду. Муқәддәс Язмиларда шундақ сөзләр бар: «Йәһваниң исмини чақириватқан һәрқандақ киши қутқузулиду» (Римлиқларға 10:13).