Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

МУҚАВИДИКИ МАВЗУ | ИНСАНЛАРНИ ХУДАДИН ЖИРАҚЛАШТУРҒАН ЯЛҒАНЧИЛИҚЛАР

Һәқиқәт сизни әркинликкә ериштүриду

Һәқиқәт сизни әркинликкә ериштүриду

Бир күни Йерусалим шәһиридә һәзрити Әйса әрштики Атиси Йәһва һәққидә сөзләветип, сахта дин рәһбәрлирини очуқ-ашкарә әйиплигән (Йоһан 8:12—30). Униң шу чағда ейтқан сөзлири бүгүнки күндә Худа тоғрисидики кәң умумлашқан тәлиматларни тәкшүрүп ениқлишимизға ярдәм бериду. Әйса әләйһиссалам мундақ дегән: «Әгәр мениң тәлимим бойичә иш көрсәңлар, мениң һәқиқий шагиртлирим болисиләр. Һәқиқәтни билисиләр вә һәқиқәт силәрни әркинликкә ериштүриду» (Йоһан 8:31, 32, ҺЗ).

Әйса пәйғәмбәр «әгәр мениң тәлимим бойичә иш көрсәңлар» дәп қандақту бир диний тәлиматниң тоғрилиғини ениқлашниң бир өлчәм-тәливини орнатқан. Алла һәққидә бирәр нәрсә аңлиғиниңизда, өз-өзүңиздин: «Бу сөзләр һәзрити Әйса ейтқан сөзлиригә вә Муқәддәс китап тәлимлиригә уйғунму?»— дәп сораң. Худаниң хизмәтчиси әлчи Паулниң сөзлиригә қулақ селип, ибраний Язмиларда ейтилған сөзләрни тәкшүрүп, шу сөзләрниң һәқиқәтән екәнлигигә җәзм қилған кишиләрдин үлгә елиң (Әлчиләр 17:11).

Бу бир қатар мақалиләрдә Марко, Роза вә Раймондаларниң сөзлири нәқил кәлтүрүлгән. Улар Йәһва гувачилири билән Муқәддәс китапни үгәнгәндә, өз көзқарашлирини еһтиятчанлиқ билән тәкшүргән. Хош, улар немиләрни биливалди?

Марко: «Аялим иккимиз билән Муқәддәс китап тәтқиқ үгинишини өткүзгән киши бизниң барлиқ соаллиримизға Муқәддәс китапқа асаслинип җавап берәтти. Биз Йәһва Худани сөйүшкә башлидуқ вә биз өзүмизниң нека риштиси күчәйгән еди.

Роза: «Бешида мән Муқәддәс китапни инсанларниң ой-пикри арқилиқ Худани чүшәндүридиған пәлсәпә китави дәп ойлаттим. Бирақ вақит өтүп, мән соаллиримға Муқәддәс китаптин җавапларни таптим. Әнди болса, Йәһва мән үчүн һәқиқий реал Шәхс болди. У мән ишәнч бағлашқа болидиған Шәхстур».

Раймонда: «Мән Худаға дуа қилип, Униңдин Уни тонушумға ярдәм беришини өтүндүм. Буниңдин көп өтмәй, ерим билән Муқәддәс китапни тәтқиқ қилип үгинишкә башлидуқ. Нәтиҗидә, биз Тәңри Йәһва тоғрисида һәқиқәтни биливалдуқ! Яратқучи Худайимизниң кимлигини билгинимиздин хошал болдуқ».

Муқәддәс китапта Худа тоғрисидики ялғанчилиқлар ашкарә қилинипла қалмай, бәлки Униң есил пәзиләтлири ашкарә қилиниду. Ушбу Китап Худа тәрипидин роһландурулған вә униң ярдимидә «Егимиз бизгә һәдийә қиливатқан барлиқ нәрсини», йәни һәқиқәтни чүшинип йетәләймиз (Коринтлиқларға 1-хәт 2:12). Алла, Униң ирадиси вә келәчигимиз тоғрисидики көп соралған соалларға Муқәддәс китап өзи қандақ җавап берәләйдиғанлиғини биливелиш яхши әмәсму? Сиз www.pr418.com торбетидики «Муқәддәс китап тәлимлири > Муқәддәс китап. Соал-җавап» дегән йәргә кириң яки Йәһва гувачилиридин биридин Муқәддәс китап тәтқиқ үгинишини башлашни сорисиңиз болиду. Шуниңға ишәнчимиз камилки, Муқәддәс китапни үгәнсиңиз, Худани сөйүшниң илгири сиз ойлиғандинму асанирақ екәнлигини байқайсиз.