МУҚАВИДИКИ МАВЗУ | МУҚӘДДӘС КИТАП ҚАНДАҚ АМАН ҚАЛҒАН?
Буни билиш муһимму?
Муқәддәс китап башқа диний китаплардин көп пәриқлиниду. Тарихтин буян, башқа һечқандақ китап инсанларниң иман-етиқадиға шу қәдәр күчлүк тәсир қилалмиған. Башқа тәрәптин, һечбир китап у кәби инчикә тәтқиқ қилинип тәкшүрүлмигән вә қаттиқ тәнқит қилинмиған.
Мәсилән, бәзи алимлар бүгүнки күндики Муқәддәс китапниң ишәнчилик екәнлигидин гуманлиниду. Бир профессор бу ой-пикирни чүшәндүрүп, мундақ дегән: «Биз әсли нусхисини тоғра әслигә кәлтүрәлигәнлигимизгә ишәнч қилип кетәлмәймиз. Қолумизда пәқәт хаталиқларға толған нусхилири бар. Уларниң көпинчиси әсли қолязма нусхиси йезилип, йүзлигән жиллар өткәндин кейин пәйда болған вә уларниң ичидә миңлиған хаталиқлар бар».
Башқилар болса, өз диний көзқариши сәвәплик Муқәддәс китапниң ишәнчлик екәнлигидин гуманлиниду. Мәсилән, Файзел исимлиқ киши Муқәддәс китап Алладин кәлгәнлигини, лекин у өзгәртилгәнлигини үгәнгән. У мундақ дәйду: «Нәтиҗидә мениң билән Муқәддәс китап һәққидә сөзләшмәкчи болған адәмләргә гуман билән қарайдиған болдум. Немә демигән билән уларниң қолида Муқәддәс китапниң әсли нусхиси йоқ, у өзгәртилгән!»
Муқәддәс китап өзгәртилгән яки өзгәртилмигәнлигини билиш муһимму? Ойлап көрүң: әгәр Муқәддәс китап өзгәртилгән болса, униңда йезилған әҗайип келәчәк һәққидики вәдиләргә ишинишкә боламду? (Римлиқларға 15:4). Муқәддәс китапниң һазир бар нусхилири хаталиқларға толған болса, иш, аилә, Худаға ибадәт қилиш дегәндәк һаяттики муһим саһаларда униң принциплириға қарар чиқирамсиз?
Гәрчә Муқәддәс китапниң әсли қолязма нусхиси сақлинип қалмиған болсиму, униң қедимқи нусхилири, йәни миңлиған қолязма кәчүрмилири бар. Бу қолязмилар әсирләр бойи вақитниң синиғи, мәнъий қилиниш вә камситилиш вә текстини өзгәртишкә урунуш қатарлиқ түрлүк һуҗумларға дуч кәлгән болсиму, у қандақ болуп күнлиримизгичә сақлинип қалған? Униң сақлинип қалғанлиғи һазир қолумизда бар Муқәддәс китапқа болған ишәнчимизни қандақ күчәйтиду? Бу соалларниң җаваплирини кейинки мақалидин биләләйсиз.